Пакистандики уйғурлар уруш мусапирлириға ярдәм бәрмәктә

RFA Photo / Shohret
Нөвәттә хәйр - сахавәт орунлири бу уруш мусапирлириға турмуш лавазимәтлири җәһәттин ярдәмдә болмақта. Уруш мусапирлириға ярдәм қиливатқан хәйр - сахавәт орунлири ичидә өмәр уйғур вәхпи намидики бир уйғур тәшкилатиму бар.
Пакистандики уруш мусапирлириниң сани бир милйон 500 миңдин ашқан. Нөвәттә хәйр - сахавәт тәшкилатлири мусапирларни орунлаштуруш үчүн сәпәрвәр һаләттә. Пакистанниң равалпинди шәһиридә паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпи, уруш мусапирлириға ярдәм қолини сунуватқан хәйр - сахавәт орунлиридин биридур.
Өмәр уйғур вәхпи бир һәптидин бери равалпиндидики уйғур тиҗарәтчиләрдин ярдәм топлимақта. Өмәр уйғур вәхпиниң баянатчиси әкбәрниң билдүрүшичә, равалпиндидики муһим сода орунлиридин бири China Market дәп атилидиған хитай маллири базиридур. Бу базарда 1000 әтрапида дукан болуп, уйғурлар ачқан дукан 100дин артуқ. Уйғур дукандарлириниң һәммиси пакистан пуқраси. Баянатчи әкбәр уйғур тиҗарәтчиләрниң өзлирини қизғинлиқ билән қоллиғанлиқини билдүрди вә буниң сәвәбини чүшәндүрди.
Биз пакистандики уйғур муһаҗирлар уруш мусапирлириниң дәрдини әң яхши чүшинимиз. Чүнки биз һәр хил шәкилдики урушлар сәвәблик һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған. Нөвәттә шәрқи түркистан хәлқиниң бешиға келиватқанлар, уруш районидики хәлқниң бешиға кәлгәнләрдин төвән әмәс.
Өмәр уйғур вәхпий өзлириниң паалийитини, инсаний мәсулийәт, диний мәсулийәт вә пуқралиқ мәҗбурийити қатарлиқ бир қанчә нуқтидин чүшәндүргәндин башқа йәнә, нөвәттә дуняниң көзи тикилип туруватқан мусапирлар лагирлирида һазир болуш арқилиқ , өз миллитиниң әһвалини башқиларға тонуштуруш пурситигә еришиш икәнликиниму әскәртип өтти.
Толуқсиз мәлуматларға қариғанда, пакистандики қәбилиләр районини өз ичигә алған ғәрбий шимал чегра бойлирида, бир қисим уйғурлар мәвҗут. Буларниң бихәтәрлик әһвалидин муһаҗирәттики уйғурлар әндишә қилмақта. Биз өмәр уйғур вәхпидин уруш мусапири арисида уйғурлар бар - йоқлуқини соридуқ.
Өмәр уйғур вәхпий һазирғичә мусапирлар арисида уйғурларни учратмиғанлиқини, әгәр мушу һәқтә учурға еришәлисә өзлириниң ярдәмгә тәйяр икәнликини билдүрди.
Өмәр уйғур вәхпи өткән йилниң ахирида қурулған. Бу тәшкилат мәдәний - маарип вә хәйри - сахавәт ишлирини асаси мәқсәт қилған болуп, һазирға қәдәр пакистандики уйғур яшлириға ана тил өгитишни асаслиқ хизмәт қатарида давамлаштурмақта.
Бу тәшкилат бир аммивий - мәдәнийәт тәшкилати болсиму, пакистандики хитай әлчиханисиниң әндишисини қозғиған. Хитай әлчиханиси өткән йилниң ахирида, дипломатик вастлири арқилиқ мәзкур тәшкилатни тақиветишкә урунған болсиму, нәтиҗигә еришәлмигән иди.