Пакистанниң хитай мунасивәтлирини козир қилишқа урунуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә
2011.05.17
Пакистан баш министири гилани бүгүндин башлап хитай зияритини башлиди.
Бәзи мутәхәссисләр пакистанниң хитай мунасивәтлирини козир қилишқа урунуватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Бу йил 21-май хитай-пакистан дипломатик мунасивити орнитилғанлиқиниң 60 йиллиқи. Мәлум болушичә, гилани бу нөвәт хитайда 4 күн зиярәттә болидикән һәмдә бу җәрянда хитай баш министири вен җябав вә хитай президенти ху җинтавлар билән көрүшидикән.
Бу һәқтә тохталған хитай баянатчиси җяң йү мундақ деди: хитай вә пакистан өз-ара ишәнчлик истратегийилик шерикләрдур. Икки дөләт мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш вә чоңқурлаштуруш һәр икки тәрәпниң ортақ арзуси.
Түркийә һаҗи төпә университетидики истратегийә тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәмниң бу һәқтики қариши өзгичә. Униң билдүрүшичә, хитай-пакистан мунасивәтлири хитайға қариғанда пакистанға техиму зөрүр икән.
Пакистан баш министири гиланиниң хитай зиярити америка-пакистан мунасивәтлиридә давалғуш пәйда болуватқан мәзгилгә тоғра кәлди.
2-Май америка деңиз армийиси алаһидә һәрикәт әтрити осама бин ладенниң пакистандики туралғусиға бесип керип, осама бин ладенни өлтүргән. Кейин ахбаратларда осама бин ладенниң пакистанда 7 йилға йеқин яшиғанлиқини илгири сүрүлгән. Бу вәқәләр америка-пакистан мунасивәтлирини җиддийләштүргән иди.
Мәлуматларға қариғанда, америка даирилири “база” йәни әлқаидә вә талибан күчлиригә үнүмлүк зәрбә бериш үчүн пакистан һәрбий даирилири билән иттипақ түзгән вә өткән он йил җәрянида пакистанға 20 милярд доллар ярдәм бәргән.
Шундақтиму, америкини 2001-йилидин башлап уруш патқиқиға сөрәп киргән “база” (әл қаидә) тәшкилатиниң даһийси осама бин ладенниң пакистанда тепилиши, америка тәрәпни биарам қилған.
Дүшәнбә күни америка кеңәш палатаси ташиқи ишлар комитетниң рәиси җон кәрий бир қисим һәмраһлири билән пакистанни зиярәт қилди вә пакистанға бериливатқан һәрбий ярдәмни алаһидә әскәртти.
Җон кәрий пакистанниң мунасивәтлик даирилири билән учрашқандин кейин елан қилған баянатида мундақ деди: мән пакистанлиқ достлиримизға америка дөләт мәҗлиси әзалириниң өткән һәптиләрдики вәқәләрдин кейин, пакистан һөкүмитигә давамлиқ бериливатқан ярдәмләргә нисбәтән қаттиқ соал қуюшқа башлиғанлиқини күчлүк рәвиштә тәкитлидим.
Җон кәрийниң пакистан зияритидин дәл бир күн кейин, йәни сәйшәнбә күни, пакистан баш министири гилани хитай зияритини башлиди.
Америка-пакистан мунасивәтлири җиддийләшкән пәйтләргә тоғра кәлгән бу зиярәт һәққидә тохталған әркин әкрәмниң қаришичә, мундақ шараитта пакистанниң хитайға болған еһтияҗи техиму ашидикән.
Пакистан хитай қораллириниң әң чоң херидари һәмдә хитайниң чоң сода шериклиридин бири.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитайниң пакистанни қоллиши пәқәт сода мәнпәитинила чиқиш қилған болмастин, бәлки уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң пакистанда тәрәққий қилишини тизгинләшниму мәқсәт қилған икән.
Пакистан 2001-йилидин буян, пакистанда яшайдиған уйғур паалийәтчиләрдин мәмәт тохти вә исмаил сәмәт қатарлиқларни хитайға өткүзүп бәргән вә пакистандики уйғурларни көзитиш обйекти қилған иди.
Әркин әкрәмниң билдүрүшичә, пакистан бундин кейинму уйғур паалийәтчиләрни хитайға йәнә өткүзүп бериши мумкин икән.