Пакистан хитайниң тәлипигә бинаән өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллириниң чәтәлгә чиқишини чәклиди

Пакистан даирилири өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллиридин өмәрҗан вә әкбәрҗан ака‏-укиларниң хитай даирилириниң тәлипигә асасән, чәткә чиқиши чәкләнгән кишиләр тизимликигә елинғанлиқини уқтурған.
Мухбиримиз ирадә
2011.06.21
Omer-Uyghur-wexpi-Pakistan-Su-apitide-yardemde-305 Сүрәт, пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң апәткә учриғанларға йардәм қилиш паалийитидин бир көрүнүш болуп, өмәр уйғур вәхпи алдинқи 3 күн ичидә 1300 аилигә йемәк - ичмәк тарқатқан.
RFA Photo / Shohret Hoshur

Хитай билән болған алаһидә қоюқ мунасивити билән тонулған пакистан даирилири, пакистанда өз қанунлириға әмәл қилған асаста иҗтимаий паалийәтләр билән шуғуллинип келиватқан өмәр уйғур вәхпиниң икки мәсулиниң чәтәлгә чиқишини чәклиди. Пакистан даирилириниң “чәтәлгә чиқиши чәкләнгән” кишиләр тизимликигә елинған өмәрҗан вә әкбәрҗан ака-укилар 6-айниң 17-күни түркийидә ечиливатқан “шәрқий түркистанлиқ қериндашлар учришиши” йиғиниға қатнишиш үчүн һәммә рәсмийәтлирини толуқ беҗирип, һәтта айропиланға чиқиш үчүн йүк-тақлириниму өткүзүп болғанда айродромдики хизмәтчиләр тәрипидин тосуп қоюлди.

Әкбәрҗанниң шу күни бизгә билдүрүшичә, исламабад айродроминиң хизмәтчилири бу тизимликниң юқиридин чүшкәнликини, шуңа өзлириниң немә үчүн бу иккийләнниң учушиниң чәкләнгәнликиниң сәвәбини билмәйдиғанлиқини вә уларниң исми қачан бу тизимликтин чиқип кәтмигүчә һечйәргә баралмайдиғанлиқини ейтқан. Дүшәнбә күни өмәрҗан вә әкбәрҗан иккиси пакистандики мунасивәтлик кишиләр арқилиқ пакистанниң ички ишлар министирлиқиға әһвал сүрүштүргили барған. Улар мунасивәтлик хадимлардин бир пакистан пуқраси болуш сүпити билән өзлириниң пакистан қануниға хилап һечқандақ иш қилмиған туруқлуқ, немә үчүн бу тизимликкә кирип қалғанлиқини сориған.

Өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, улар давамлиқ һалда пакистан даирилири тәрипидин көзитилип кәлгән вә һәтта бир қанчә қетим пакистан даирилириниң соал-сорақлириға, кашила қилишлириға дуч кәлгән болсиму, әмма чәтәлгә чиқишқа болмайдиғанлар тизимликигә елинип, айропиланға чиқиши чәклинишидәк әһвалниң тунҗи қетим йүз бериши һесаблинидикән. Пакистан ички ишлар министирлиқидики хадимлар хитайниң пакистанда турушлуқ әлчиханисиниң тәлипигә бинаән, уларниң чәтәлгә чиқишиниң чәкләнгәнликини очуқ билдүргән вә уларға “силәр америкидики рабийә қадир билән алақилишип, кәчкичә бизгә иш терип берисиләр. Биз хитайниң гепини аңлаймиз, силәрниң қилғиниңлар хата” дегәндәк сөзләрни қилған. Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди бу һәқтә баянат берип, буниң пакистанниң мустәқил игилик һоқуқиға игә бир дөләтликигә шәк кәлтүридиған бир қилмиш икәнликини ейтти.

Пакистан һөкүмити болса хитай билән болған сиясий, иқтисадий мунасивәтлирини барғансери чоңқурлашмақта. Бу йил майда пакистан баш министири гилани хитайға елип барған зияритидә пакистан-хитай мунасивәтлириниң узун муддәтлик синақлардин өткән мунасивәтликини тәкитләп, хитайға болған йеқинлиқини ипадилиди. Пакистан хитайниң пакистандики уйғур паалийәтлирини чәклишигә йеқиндин ярдәмдә болуп кәлгән болуп, пакистан даирилири2001-йилидин буян пакистанда яшайдиған уйғур паалийәтчиләрдин мәмәт тохти вә исмаил сәмәт қатарлиқларни хитайға өткүзүп бәргән һәм пакистандики башқа уйғурларниң һәрикәтлириниму қаттиқ тәқиб қилип кәлгән.

Истанбулда ечиливатқан шәрқий түркистанлиқ қериндашлар учришиши йиғинини уюштурған орун болған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайитуллаһ оғузхан әпәнди пакистан һөкүмитиниң мусулман қериндашлири болған уйғурларға бундақ муамилә қилишиниң интайин әпсуслинарлиқ бир иш икәнликини әскәртти.

Өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллиридин өмәрҗан вә әкбәрҗан иккиси нөвәттә пакистан сотиға әрз сунуш үчүн тәйярлиқ қилмақта. Улар өз сөзидә өзлириниң пакистан һөкүмитигә ишәнмисиму, пакистан сотиға ишинидиғанлиқини, сотниң чоқум адил қарар чиқиридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.