Пакистан америкидин йүз өрүп хитайға йүз ачти

Ройтрс агентлиқиниң язғучилири қасим навман, вейсүйли, зеһин һәйдәрләрниң исламабадтин вә бейҗиңдин йоллиған хәвәрлиригә қариғанда, пакистан рәһбәрлири бүгүн хитайға мислисиз көп мәдһийә яғдурған.
Мухбиримиз вәли
2011.09.27
pakistan-raxman-malik-meng-jianzhu-305.jpg Пакистан ички ишлар министири рехман малик миң җәнҗуни қизғин күтүвалди вә мәдһийилиди. 2011-Йили 26-сентәбир.
AFP

Түнүгүн хитайниң дөләт ишлири комиссари, җамаәт хәвпсизлик министири миң җәнҗу пакистанни зиярәт қилиш үчүн кәлгәндә, америка пакистанға, америкиға һуҗум қилған қораллиқ гуруппилар билән алақисини үзүш һәққидә җиддий бесим ишләткән иди. Бүгүн пакистан баш министири йүсүф реза гилани хитайниң җамаәт хәвпсизлик министири миң җәнҗуға мәдһийә оқуп, пакистан-хитай достлуқи һәқиқий достлуқ, биз бир-биримизгә әң ишәнч қилидиған дөләтләр, биз хитайниң пакистанниң иззәт-һөрмитини вә дөләт пүтүнлүкини қоғдап қалғанлиқиға алий еһтирам билдүримиз дәп җакарлиған.

Вашингтон буниңдин бир нәччә күн бурун пакистанниң җасуслуқ оргини, афғанистандики талибанларниң иттипақдиши болған “һәққаний” дегән тәшкилатни биваситә қоллап, 13‏-сентәбир күни америкиниң кабулдики органлириға һуҗум қозғиди дәп әйиблигәндә, америка оттуриға қойған дәлилләргә тенивелипла қалмай, бәлки америкиға, буниңдин кейин пакистандәк бир иттипақдишидин айрилип қелип еғир бәдәл төләйду дәп тәһдит салған пакистан президенти асиф ели зәрдари бүгүн, хитайниң җамаәт хәвпсизлик министири миң җәнҗуға мәдһийә оқуп, пакистан еғир риқабәткә дуч келип, қейин әһвалға чүшүп қалғанда, хитайниң ярдәм беришини қизғин қарши алимиз, дәп җакарлиған. Пакистан һәрбий қисимлириниң баш қомандани генерал ашфақ каяниму, хитайниң пакистанни қоллиғанлиқи вә бериватқан ярдимини “тәврәнмәс қоллаш” дәп мәдһийилигән.

Йиллардин буян мол нефит байлиқиға игә уйғур районида муқимлиқни сақлаш үчүн, шәрқий түркистан ислам һәрикити дегән тәшкилат хитайға һуҗум қозғаватиду, бу тәшкилат пакистанда һәрбий тәлим еливатиду, дәп җакарлап пакистанни әйибләп келиватқан, бу йил 7‏-айдиму, қәшқәрдә хитайниң көчмән йөткәш сияситигә болған ғәзипини ипадиләш үчүн һуҗум қозғиған уйғурларни, пакистанда һәрбий тәлим алған дәп пакистанни әйиблигән хитайниң ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиму бүгүн пакистанни, террорчиларға қарши урушта интайин муһим төһпә қошуватқан дөләт дәп махтап чиққан.

Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хитайниң җамаәт хәвпсизлик министири миң җәнҗу пакистан зияритидә, пакистан президенти зәрдари билән 250 милйон америка доллирилиқ иқтисадий вә техника келишими имзалиғандин кейин, пакистанниң президенти, баш министири, һәрбий қисим қомандани қатарлиқ һәммә чоң әмәлдарлири оттуриға чиқип хитайни, йиллардин буян террорчиларға қарши җәң қиливатқан дөләт дәп мәдһийилигән. Шундақла, хитай йиллардин буян сиясий җуғрапийә мәсилисигә дуч келиватқан уйғур районини, пакистан билән хитайниң ортақ мәнпәити бар район, пакистан буниңдин кейин хитай билән террорчиларға қарши турушта бир сәптә туриду, дәп җакарлиған.

Бүгүн, пакистан америкидин йүз өрүп, хитайниң қойниға өзини атқан мушундақ бир пәйттә, америка дөләт ишлири секретари һеларий килинтон ханим хитай ташқи ишлар министири яң җечини америка билән хитай оттурисида пакистан мәсилиси бойичә диалог елип беришқа чақирди.

Бүгүн “вашингтон почтиси” гезитидә елан қилинған мулаһизиләрдә баян қилинишичә, һазир америка-пакистан мунасивити әң төвән нуқтиға чүшүп қалди. Әмма бу икки дөләт бир-биридин ваз кечәлиши асанға тохтимайду. Бу вақитта хитайниң пакистанни америкидин тартивелиш үчүн теришчанлиқ көрситиши мумкин.

Мулаһизиләргә қариғанда, пакистанниң җуғрапийилик орни америка үчүнму, хитай үчүнму наһайити муһим. Америка үчүн ейтқанда, пакистан америкиниң афғанистандики һәрбий қисимлириниң арқа сәп тәминати линийиси үчүн әһмийәтлик болупла қалмай, америка һазир асияда тәсирини қайтидин тикләш үчүн, һиндистан, пакистанлар билән тәң һәмкарлиқ лазим болиду. Хитай үчүн ейтқанда, пакистан хитайниң һәл қилғуч мәнпәити бар уйғур райониға чегридаш дөләт, хитай уйғурларни тинчитиш үчүн пакистандин пайдиланмай мумкин әмәс. Хитай һиндистанға тақабил туруш үчүнму пакистандин пайдиланмай мумкин әмәс. Әгәр пакистан һәр йили америкидин келидиған 2 милярд америка доллирилиқ иқтисадий ярдәмдин айрилип қалса, тосаттин контроллуқни йоқитиш һадисиси йүз бериши мумкин. Әгәр шундақ болуп қалса, пакистанниң ядро қораллири террорчиларниң қолиға өтүп кетиш еһтимали бар, бу, америка үчүнму, хитай үчүнму тинчлиқ елип кәлмәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.