Пакистан уйғурларға қарши хитайға ярдәм беридиғанлиқини йәнә бир қетим елан қилди

Пакистан ички ишлар министири рахман малик, хитайға, уйғур дияридин пакистанға келип, йошурунған уйғурларға қарши хитай билән һәмкарлишидиғанлиқиға вәдә бәрди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.09.29
pakistan-raxman-malik-meng-jianzhu-305.jpg Пакистан ички ишлар министири рехман малик миң җәнҗуни қизғин күтүвалди вә мәдһийилиди. 2011-Йили 26-сентәбир.
AFP

Пакистан ички ишлар министири рахман малик, пакистанни зиярәт қилған хитай дөләт җамаәт хәвпсизлик министири миң җйәнҗу билән исламабадта учрашти вә икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни күчәйтиш, чегра бихәтәрликини қоғдаш вә террорлуқ мәсилисини тилға елип “шәрқий түркистан ислам һәрикити” дегән тәшкилатқа қарши һәмкарлишидиғанлиқи тоғрисида сөһбәтләшти.

Пакистанда чиқидиған “екиспрес” намлиқ гезитиниң бүгүнки хәвиридә билдүрүшичә, 27-авғуст сәйшәнбә күни хитай җамаәт хәвпсизлик министири миң җйәнҗу пакистанни зиярәт қилди. Пакистан ички ишлар министири рахман малик миң җйәнҗу вә һәмраһлири билән исламабадта учрашқан, бу учришишта икки тәрәп асаслиқи икки дөләт мунасивәтлири, нөвәттики вәзийәттә бихәтәрликни қоғдаш, икки дөләт һәмкарлиқини күчәйтиш, шәрқий түркистан ислам һәрикити дегән тәшкилатқа ортақ қарши туруш, пакистанниң сәл апитигә учриған районлириға ярдәм бериш тоғрисида сөһбәтләшкән.

Учришиштин кейин рахман малик баянат елан қилип, “хитайниң дүшмини пакистанниңму дүшмини, хитайниң дости пакистанниң дости, шинҗаңдики шәрқий түркистан ислам һәрикитигә қарши һәмкарлишип бирликтә һәрикәт қилимиз, бихәтәрликни қоғдашта икки дөләт һәмкарлиқни күчәйтимиз, пакистан земинини һәр қандақ бириниң хитайға қарши қоллинишқа рухсәт қилмаймиз”, дегән.

Пакистанда чиқидиған “җәң” гезитиниң хәвиридә билдүрүлүшичә, пакистан ички ишлар министири рахман малик баянат елан қилип, “һәр қандақ вәзийәттә пакистан земинини хитайға қарши қоллинишиға рухсәт қилмаймиз, шәрқий түркистан ислам һәрикити вә өзбекистан ислам һәрикити тәшкилатиға бу йәрдә һеч қандақ пурсәт йоқ”, дегән. Рахман малик сөзидә йәнә хитайниң пакистан дөләт бихәтәрлик идариси үчүн 8 милйон йүән вә керәклик әслиһәләр ярдәм қилидиғанлиқини илгири сүрди.

Хәвәрдә билдүрүшичә, миң җйәнҗу, пакистанниң бихәтәрлики вә мустәқиллиқини һимайә қилидиғанлиқиға вәдә бәргән һәм пакистан чеграсини қоғдашта һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.

Пакистанниң “екиспрес” гезитиниң хәвиридә билдүрүшичә, хитай дөләт җамаәт хәвпсизлик министири миң җийәнҗу, хитайниң пакистан билән болған мунасивитигә интайин әһмийәт беридиғанлиқини вә хитай пакистанниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн 8 милйон йүән ярдәм беридиғанлиқини билдүргән.

Пакистанда чиқидиған “бүгүн” гезитиниң хәвиридә билдүрүшичә, миң җйәнҗу йәнә равалпинди шәһирини зиярәт қилип, пакистан генерали әшфақ пәрвиз кияни билән учрашқан, әмма учришишниң тәпсилати тоғрисида мәлумат берилмигән.

Диққәт қилишқа тегишлик муһим нуқта шуки, миң җйәнҗуниң бу зиярити, америка пакистан мунасивитидә сүркилиш пәйда болуватқан бир пәйткә тоғра кәлди.

Бундақ бир вәзийәттә миң җйәнҗуниң пакистанни зиярәт қилиши вә пакистанниң бихәтәрлики һәм мустәқиллиқини һимайә қилидиғанлиқиға вәдә бериши вә пакистан чеграсини қоғдашта һәмкарлишидиғанлиқини билдүрүши мутәхәссисләрниң диққитини тартти.

Түркийә ахбарат васитилиридә бу һәқтә елан қилинған учурларда, “пакистан уйғурларға қарши хитайниң сепигә өтти”, “пакистан, хитай билән қаршилишиватқан мусулман милитанларға қарши уруш қилиду”, “пакистан уйғур түрклири билән қаршилишишта хитайға ярдәм бәрди”, “хитайниң уйғурларға зулуми қилишиға пакистандин ярдәм тәгди”, дегәнгә охшаш темиларда учур тарқитилди вә пакистан әйибләнди.

Биз, хитай-пакистан мунасивәтлиридә уйғур мәсилиси тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн, хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси, доктор абдулһәмит авшар әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Абдулһәмит авшар әпәндиниң қаришичә, хитайниң уйғурларни бастуруш үчүн пакистанға йеқинлишиватқанлиқини, пакистанниң бир тәрәптин һиндистанниң тәһдитидин қутулуш вә америка билән болған мунасивәтлиридә сүркилиш пәйда болғандин кейин хитайға техиму йеқинлишип, өз мунасивәтлирини күчәйтишкә урунмақта. Хитай һеч қачан башқиларниң мәнпәити үчүн өз мәнпәитидин ваз кәчмәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.