Хитай-пакистан террорлуққа қарши һәрбий маневири дүшәнбә күни башланди

Пакистан билән хитай аталмиш террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневир елип бериш арқилиқ өзлириниң террорлуққа қарши туруш җәһәттики һәмкарлиқини намаян қилип кәлмәктә.
Мухбиримиз әркин
2011.11.14
qeshqer-weqesi-xelq-meydani-saqchi-305.jpg 30 Вә 31-июл вәқәлиридин кейин, қәшқәр хәлқ мәйданиға тизилған һәрбий аптомобиллири вә қораллиқ әскәрләр. 2011-Йили 2-авғуст.
AFP

Пакистан билән хитай дүшәнбә күндин башлап пакистанда террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневир елип беришқа башлиди. Бу икки дөләтниң йеқинқи 7 йилдин буян бу хил һәрбий маневирни 4-қетим өткүзүшидур. Хитай билән пакистан бу йил язда арқа-арқидин йүз бәргән уйғурларниң хотән “навағ вәқәси” вә қәшқәр “йеңи базар вәқәлири”дин кейин, аталмиш террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини елан қилған. Пакистан вәдә берип, хитайниң шәрқий түркистан мустәқилчи күчлиригә қарши туруш һәрикитини илгириләп қоллайдиғанлиқини җакарлиған иди. Дүшәнбә күни пакистан пайтәхти исламабад әтрапидики җехлум дегән йәрдә башланған икки һәптилик бирләшмә һәрбий маневирда икки тәрәп қисимлириниң учур вә уруш тәҗрибилирини алмаштуруп, маслишиш иқтидарини ашуридиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Хитай билән пакистан 2004‏-йилдин башлап террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшкә башлиғандин буян, һазирға қәдәр 3 қетим маневир елип барған. Йеқинқи 7 йил җәрянида елип берилған бу маневирларниң икки қетимлиқи хитайда, бир қетимлиқи пакистанда өткүзүлгән иди. Пакистан ахбарат васитилиридә “достлуқ-4” намлиқ нөвәттики һәрбий маневирға икки дөләтниң беригада дәриҗилик икки алаһидә һәрикәт қисми қатнишиватқанлиқини билдүргән. Бирақ маневирда қоллинилған қорал-ярақ, маневирға қатнашқан әскәр сани, маневирда тәқлид қилинған һуҗум нишани қатарлиқ маневирға даир конкрет тәпсилатлар мәлум әмәс.

Бәзи анализчилар пакистан-хитай һәрбий маневири шәрқий түркистан күчлиригә қарши туруш билән чәклинип қалмайдиғанлиқи, буниң террорлуққа қарши турушни ниқаб қилип, америка вә һиндистанға қарши һәйвә көрситишкә қаритилғанлиқини билдүрмәктә. Америкида турушлуқ уйғур вәзийәт анализчиси, шихәнзә университетиниң сабиқ оқутқучиси илшат һәсән әпәнди бу қараштики уйғур зиялийлириниң биридур.

Бу қараштики анализчилар маневирниң вақит җәһәттики орунлаштурулуши наһайити назук бир мәзгилгә тоғра келидиғанлиқини әскәртиду. Йәни мәзкур маневир америка, пакистан мунасивити йириклишип, пакистан һөкүмити һәққаний гуруһи қатарлиқ вазириситандики америкиға қарши қораллиқ күчләрни мәхпий қоллаштин ваз кечишкә агаһландурулған бир пәйткә тоғра кәлгән. Бу пәйт йәнә, бәзи пакистан әмәлдарлириниң пакистан-америка мунасивити бузулса, буниң орнини хитайниң толдуридиғанлиқини илгири сүрүп, америкини тәшвишкә селиватқан бир мәзгилдур.

Бирләшмә һәрбий маневир пакистан-һиндистан мунасивити еришкә башлап, хитай-һиндистан сода мунасивити күчийиватқан мәзгилдә елип берилған болсиму, бирақ хитайниң пакистан контроллуқидики кәшмир, тибәт вә уйғур аптоном райони чеграси, кәшмирниң хитай контроллуқидики ақсайчин районидики һәрбий қурулуши һиндистан һәрбий даирилирини җиддий биарам қиливатқан мәзгилгә тоғра кәлгән. Шу сәвәблик пакистан-хитай бирләшмә һәрбий маневири һиндистан ахбарат васитилириниң диққитини җәлп қилип, маневирниң һәқиқий обйекти кимни нишан қилғанлиқи талаш-тартиш қозғиған иди.

Бирақ, хитай дөләт мудапиә министирлиқи елан қилған бу һәқтики язма баянатида әскәртип, һиндистан ахбарат васитилиридики маневирниң һиндистанға бесим ишлитишкә қаритилғанлиқиға даир хәвәрләрни рәт қилған. “җуңго” гезити бу һәқтики бир хәвиридә хитай дөләт мудапиә министирлиқи әмәлдарлириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, маневирниң 3‏-бир дөләткә қаритилмиғанлиқини илгири сүргән. Бирақ илшат һәсән буниң һиндистанни хатирҗәм қилишқа йәтмәйдиғанлиқини, һиндистанниң хатирҗәмсизлинишкә йетәрлик асаси барлиқини билдүрди.

Йеқинда һиндистан ахбарат васитилири һиндистан һәрбий даирилириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, хитай азадлиқ армийиси уйғур аптоном райони билән ладақ оттурисидики қарақурум чегра еғизиниң 98 километир җәнубидики шәйдуллаһ дегән йәрдә 13 башқурулидиған бомба тунили қурғанлиқини ашкарилиған. Шундақла бу хил башқурулидиған бомба базилириниң йәнә шәрқий ладақтики хитай чегра контрол сизиқидин 40 километир неридики қизил җилға дегән йәрдиму қурулғанлиқини илгири сүргән иди. Бу һәқтики хәвәрләрдә һиндистанниң шималий ладақтики бәзи җайларда қисқа мәнзиллик башқурулидиған бомба орунлаштуруп, хитайниң райондики һәрбий орунлаштурушиға қарши тәдбир елишқа башлиғанлиқи, қарақурум чегра еғизиниң җәнубидики дөләтбәг өлди дегән йәрдә база қурғанлиқини билдүргән.

Лекин, бу һиндистанни әндишигә селиватқан мәсилиләрниң бир қисми халас. Һиндистан һәрбий саһәсидики затлар 3000-4000 кишилик хитай қурулуш қисминиң пакистан контроллуқидики кәшмирдә паалийәт елип бериватқанлиқини, уларниң пакистан қисимлириға һәмкарлишип, һәрбий әслиһәләрни ясаватқанлиқини илгири сүрүп кәлгән. Улар йәнә, һазирқи қонҗирап таш йолиға яндап ясилидиған қәшқәр-гилгит балистан таш йоли хитай билән пакистанниң һәрбий мәқситигә хизмәт қилидиғанлиқини әскәртип кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.