Террорлуққа қарши урушниң хитай - пакистан дөләт мудапиә мунасивәтлиригә көрситидиған тәсири һәққидә мулаһизә
Мухбиримиз җүмә
2008.09.30
2008.09.30

AFP Photo
Мақалидә оттуриға қоюлишичә, пакистан террорлуққа қарши урушта америкини қоллапла қалмай йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң қораллиқ күрәшлирини бастурушиғиму ярдәм қилған.
Униң оттуриға қоюшичә, америка башчилиқидики террорлуққа қарши уруш, истратегийә җәһәттә америкиниң мәнпәәтигә пайда елип кәлгән болуп, америка бу арқилиқ өзиниң көп сандики қошунлирини хитайға йеқин җайға орунлаштурушқа вә пакистанни бу урушқа сөрәп киришкә мувәппәқ болалиған.
Апторниң оттуриға қоюшичә, истратегийә җәһәттин елип ейтқанда, америка қисимлириниң мәзкур райондики мәвҗутлуқи хитайниң аллиқачан бекитип болған ғәрб истратегийисини кәскин рәвиштә астин - үстүн қиливәткән. Нәтиҗидә, хитай һөкүмити буниңға қарши һәрикәт қоллиниш үчүн пакистанниң парис қолтуқи вә әрәб деңизиға кириш еғизиға җайлашқан гвадар портиниң қурулушини астириттин күчлүк қоллиған вә қурулуш ишлириға арилашқан.
Аптор пакистан даирилириниң америка башчилиқидики террорлуққа қарши урушни қоллиши билән пакистанниң хитай билән болған мунасивәтлиригә еғир дәхли йәтмигәнлики, буниңдики сәвәбниң хитайниңму террорлуққа қарши урушта зор дөләт мәнпәәти барлиқини оттуриға қойған.
Мақалидә илгири сүрүлишичә, америка қисимлириниң мәзкур райондики мәвҗутлуқиниң давамлишишиға әгишип пакистан йеңи һөкүмити өзиниң ташқи сиясәтлирини тәңшәп вә шәкилләндүрүп маңидикән һәмдә өзиниң америка вә хитай мунасивәтлирини тәңшәштә пәқәт оттура йолда меңишқа мәҗбур болидикән.
Униңдин башқа йәнә пакистан америкиниң илғар қораллирини сетивелишни давамлаштурғандин сирт хитайдин көпләп әрзан баһалиқ қоралларни сетивелишини тохтатмайдикән.
Мақалидә бу һәқтә берилгән тәһлилдә оттуриға қоюлишичә, пакистан йеңи һөкүмити америкиниң террорлуққа қарши урушини қоллашни изчил давамлаштуридикән һәмдә охшаш вақитта пакистандики уйғур қораллиқ күчлириниң һәрикитини қоллимайдикән вә пакистанниң уйғур қораллиқ күчлириниң панаһ җайиға айлинип қелишиниң алдини елишқа һәрикәт қилидикән.
Мақалә аптори тариқ мәһмуд ашраф әпәнди мудапиә вә истратегийә пәнлири бойичә магистирлиқ унваниға еришкән болуп у һазир хәлқара сиясәт вә дипломатийә саһәсидә илим тәһсил қилмақта.
" Улар америкини охшимайдиған муддиа - мәқсәт вә чиқиш нуқтисида туруп қоллиди"
Мәзкур мақалә һиндистан һава армийә учқучилар әтритидин пенсийигә чиққан майор һәмдә "дуня дөләт мудапиә обзорлири" җурнилиниң мәхсус сәһипә язғучиси тариқ мәһмуд ашрафниң апторлуқида йезилған болуп, у мақалисини, 11 - сентәбир паҗиәси йүз бәргәндин кейин, пакистан вә хитайниң охшашла һалда америкини қоллайдиғанлиқини ипадиләшкәнликлирини оттуриға қойиду вә: " әмма улар америкини охшимайдиған муддиа - мәқсәт вә чиқиш нуқтисида туруп қоллиди" дәп мақалисини башлайду.Униң оттуриға қоюшичә, америка башчилиқидики террорлуққа қарши уруш, истратегийә җәһәттә америкиниң мәнпәәтигә пайда елип кәлгән болуп, америка бу арқилиқ өзиниң көп сандики қошунлирини хитайға йеқин җайға орунлаштурушқа вә пакистанни бу урушқа сөрәп киришкә мувәппәқ болалиған.
Күч тәңпуңлуқини вашингтон тәрәпкә буриди
Аптор бу һәқтики мулаһизисини давамлаштуруп мундақ язиду: " бу илгириләшләр хитайниң мәзкур районда кеңийиватқан тәсириниң алдини елипла қалмай, бәлки йәнә мәзкур райондики күч тәңпуңлуқини вашингтон тәрәпкә буриди."Апторниң оттуриға қоюшичә, истратегийә җәһәттин елип ейтқанда, америка қисимлириниң мәзкур райондики мәвҗутлуқи хитайниң аллиқачан бекитип болған ғәрб истратегийисини кәскин рәвиштә астин - үстүн қиливәткән. Нәтиҗидә, хитай һөкүмити буниңға қарши һәрикәт қоллиниш үчүн пакистанниң парис қолтуқи вә әрәб деңизиға кириш еғизиға җайлашқан гвадар портиниң қурулушини астириттин күчлүк қоллиған вә қурулуш ишлириға арилашқан.
Аптор пакистан даирилириниң америка башчилиқидики террорлуққа қарши урушни қоллиши билән пакистанниң хитай билән болған мунасивәтлиригә еғир дәхли йәтмигәнлики, буниңдики сәвәбниң хитайниңму террорлуққа қарши урушта зор дөләт мәнпәәти барлиқини оттуриға қойған.
Пакистан һөкүмити хитайниң уйғурларни бастурушини қоллиған
Аптор мақалә давамида, пакистан билән хитайниң террорлуққа қарши турушта йәнә параллил һаләттә бир бирини қоллиғанлиқини илгири сүргән вә пакистанниң мушу нуқтида туруп пакистандики уйғурларни бастурғанлиқини оттуриға қоюп: " пакистан хитайниң шинҗаңдики бөлгүнчилик һәрикитини бастурушиға һәмкарлашти. Пакистан әскәрлири шәрқи түркистан ислами һәрикитиниң башлиқини 2003 - йили өктәбирдә етип өлтүрди" дәп язған вә 2004 - йили хитай һәм пакистанниң уйғур елидә террорлуққа қарши маневер өткүзгәнликини қошумчә қилған.Пакистан һөкүмити оттура йолда меңишқа мәҗбур
Мақалидә көрситилишичә, йеңидин дөләтниң рәһбәрлик орниға чиққан пакистан һөкүмити өз һакимийитиниң "диндин хали" вә "либерал" икәнликини илгири сүрүп келиватқан болсиму, әмма террорлуққа қарши күрәш давамлишиватқан шараитта йәнә хитай - америка - пакистан мунасивәтлирини қандақ тәңшәш мәсилисигә һәмдә пакистан террорлуққа қарши уруштики қоллашта хитай тәрәпкә еғип кетәмду? пакистан армийиси хитай тәрәптин өзигә еһтияҗлиқ қоралларни алаламду? дегәндәк бир қатар соалларға дуч келидикән.Мақалидә илгири сүрүлишичә, америка қисимлириниң мәзкур райондики мәвҗутлуқиниң давамлишишиға әгишип пакистан йеңи һөкүмити өзиниң ташқи сиясәтлирини тәңшәп вә шәкилләндүрүп маңидикән һәмдә өзиниң америка вә хитай мунасивәтлирини тәңшәштә пәқәт оттура йолда меңишқа мәҗбур болидикән.