Пакистанлиқ уйғур аялниң юрти корлиға қайтқандин кейинки әһвали
2011.04.25

Мәзкур аялниң кәчмиши ахбаратқа ашкариланғандин кейин, муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилириниң һимайисигә еришкән вә паалийәтчиләр тәрипидин юрти корлиға йолға селип қоюлған иди. Мухбиримиз бүгүн корлиға телефон қилип мәзкур аял вә балилириниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат игилиди.
Пакистандики уйғур аял өткән йилниң ахири юрти корлиға қайтип барғанда, йәнә бир қатар көңүлсиз әһваллардин хәвәр тапқан. У алди билән пакистанлиқ йолдишиниң хероин әткәсчилики билән әйиблинип 14 йил кесилгәнликини уққан. Өзи чоң болған уйғур мәһәллисини хитай көчмәнлириниң қаплап кәткәнликини көргән. Аилисидики 6 қериндашниң тирикчилик үчүн корлини ташлап башқа шәһәрләргә кәткәнлики, ачисиниң һөкүмәт тәрәптин берилгән 289 йүән пул ярдәм пули билән һаят кәчүрүватқанлиқиға шаһит болған. У нөвәттә 4 балиси билән әнә ашу һөкүмәттин ярдәм елип яшаватқан ачисиниң һимайисидә яшимақта.
Бир пакистанлиққа той қилиш билән бешиға пакистанда бир қатар аваричиликләр кәлгән бу уйғур аял асийә қурбан, юртиға қайтқандин кейинму, юқириқиға охшаш йәнә бир қатар оңушсизлиқларға дуч кәлгән. Мәлумки, оңушсизлиқ дуняниң нәридә көрүлсә-көрүлсун у оңушсизлиқтур; әмма у охшаш оңушсизлиқни ана земинға дәссәп туруп, өз хәлқиниң бағрида яшап туруп тартишниң чәтәлдә яшап туруп тартқанға қариғанда нәччә 10 һәссә йәңгил тохтайдиғанлиқини намаян қилди.