Палав уйғурлири: биз уйғур миллий һәрикитигә һәссә қошушни халаймиз
2012.02.28

Палав дөлити 2009-йили 11-айда гуантанамо түрмисидә яшаватқан алтә нәпәр уйғурни хитайниң қаттиқ қарши турушиға қаримай қобул қилған иди. Һазир бу уйғурлар бала-чақилири билән җәм болуп, палавда әркин яшимақта. Уларниң ичидин адил әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилип, палавда яшаватқан уйғурларниң омумий әһвалидин мәлумат бәрди.
Адил әпәндиниң билдүрүшичә, палавдики уйғурлар һазир әркин яшаватқан һәм аилиси билән җәм болуп хатирҗәмликкә еришкән болсиму, маашниң төвәнлики, мал баһасиниң юқирилиқи, дөләт тәрипидин берилидиған тәминатниң ахирқи икки айда вақтида қолиға тәгмигәнлики һәмдә палавда даимий яшаш һәққигә еришип паспорт алалмиғанлиқи қатарлиқ бир талай қийинчилиқларни тилға елип өтти.
Адил әпәнди сөзидә, әркинликтин қиммәтлик нәрсә йоқлуқини, турмушта түрлүк мүшкүлатларға йолуқуватқан болсиму, мусулманлиқ сүпити билән аллаһқа шүкүрләр ейтиш лазимлиқини, һелиму гуантанамо түрмисидә яшаватқан бәш нәпәр қериндишиға әркинлик тиләйдиғанлиқини һәмдә уйғур сиясий паалийәтчилиридин уларниң әркинлики үчүн һәрикәт қилишини сорайдиғанлиқини тәкитлиди.
Палавдики уйғурларниң турмуш мүшкүлатлирини палав һөкүмитигә йәткүзүш үчүн 25-феврал палавға йетип кәлгән америкидики уйғур зиялийси рошән аббас ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу үч күнлүк зиярәт тоғрисидики мәқситини билдүрүп өтти. Мәлумки, рошән аббас ханим узун йиллардин буян гуантанамодики уйғур тутқунларниң әркинлики үчүн паал һәрикәт қилип кәлгән иди.
Адил әпәндиниң билдүрүшичә, улар 27-феврал күни палав президенти торбиоң әпәнди һәм уйғурлар мәсилисигә мәсул министирлар билән учрашқан. Президент торбиоң әпәнди палав уйғурлириниң дәрд-әһвалини аңлиған һәм шу күни кәчтә зияпәт бәргән. Зияпәт җәрянида, бу қетим чақирилмақчи болған д у қ йиғиниға өзиниму тәклип қилишни, бу йиғинда өзиниң әркинлик, демократийә тоғрисида пикир баян қилишни халайдиғанлиқини билдүргән.
Адил әпәнди зияритимиз җәрянида, палав уйғурлириниң чәтәлдики миллий мустәқиллиқ йолида елип бериливатқан күрәшкә һәссә қошушни халайдиғанлиқини, әгәр қолиға башқа дөләтләргә чиқалайдиған үнүмлүк бир паспортқа еришәлисә, өзлириниң миллий һәрикәт сепидә бир кишилик ролини җари қилидиғанлиқини билдүрүп өтти.