Уйғур елидә яшанғанлар параванлиқ мәсилилири җиддий көңүл бөлүшкә муһтаҗ


2006.04.20

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ ишлири назаритиниң елан қилишиға қариғанда, нөвәттә уйғур елидә яшанғанлар нисбити барғанчә өрләватқан болуп, аптоном район бойичә яшанғанлар нопуси бир милйон 7 йүз миңдин ашқан. Бу уйғур ели нопусиниң 8.6%Ни игиләйдикән. Мушу сүрәт билән маңғанда -2010йилиға барғанда уйғур ели яшанғанлар көп бир җәмийәткә қәдәм қойидикән.

яшанғанлар нисбити шиддәт билән ашмақта

Илгири уйғур елиниң статистика идарилириниң елан қилишиға қариғанда, уйғур елидә яшанғанлар нисбитиниң пәвқуладдә ешип тәңпуңсиз һаләтләрниң көрүнүши, йигирмә йилдин бери пиланлиқ туғут хизмитиниң күчәйтилип уйғур елидә бовақларниң туғулуш нисбитиниң барғанчә тез сүрәттә төвәнлишидин икән.

Шундақла нопусшунасларниң қияс қилишичә, яшанғанлар нисбитиниң шиддәт билән ешиши пүтүн хитайда чоң бир мәсилигә айлиниватқан болуп, әгәр уларни беқиш вә параванлиқ системилири яхшиланмиғанда йәнә он, йигирмә йилдин кейин бир җүп той қилған әр ‏- аял икки тәрәпниң җәми төт яшанған ата ‏- анисини беқишқа тоғра келидикән, бу мәсилә аилә бесимини ашурупла қалмай, һәтта пүткүл җәмийәт, дөләтниң нопус тәңпуңлиқиға, җәмийәт тәрәққиятиғиму еғир тәсир көрситидикән.

Тәңритағ ториниң 20 ‏- априлдики хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт яшанғанлар хизмәт йиғини чақирған болуп, йиғинда уйғур аптоном районлуқ партком муавин секретари әсқәт керимбай, уйғур елиниң яшанғанлар юқири нисбәтни игиләйдиған бир җәмийәткә киргәнлики уйғур елидә яшанғанлар санаторийилирини кеңәйтип қурушниң зөрүрлүки, яшанғанларниң һәр хил параванлиқ системилирини орнитип, тәшвиқатта җәмийәтни яшанғанларға көңүл бөлүшкә чақириш, аилидә уларға иллиқ шараит яритиш, турмушта уларға ярдәм бериш, уларға роһий озуқ беришниң җиддийликини тәкитлигән.

Әсқәт керимбайниң тәкитлишичә, нөвәттә уйғур елидики яшанған кишиләрниң 60% тин көпрәки йеза‏- қишлақларда яшимақта икән. Шуңа у, болупму йеза‏- қишлақлардики яшанғанларниң хизмитини күчәйтишни оттуриға қойған.

яшанғанлар параванлиқи толиму арқида

Уйғур елигә қаратқан телефон зиярәтлиримиз арқилиқ игилишимизчә, гәрчә уйғур елидә яшанғанларниң нисбити интайин юқири болсиму, әмма уларға қарита җәмийәтниң параванлиқ ишлири толиму арқида икән, мәйли җәмийәттә яки аилидә болсун яшанғанларниң әһвали начар икән.

Үрүмчидики бир яшанғанлар санаторийисидин игә болушимизға қариғанда, мәйли аммиви яки дөләт тәрипидин қурулған санаторийиләрниң һәммисидә һәқ елинидикән. Бу хадимниң ейтишичә, бу санаторийә 60 тин ашқан яшанған һәмдә турмушта өзигә тайиналмайдиған кишиләрни қобул қилсиму, әмма дөләт тәрипидин қурулған санаторийиләр ундақ ағриқ яки өзигә тайиналмайдиғанларни қобул қилмайдикән. Униң үстигә мусулманлар үчүн мәхсус санаторийә йоқ икән. Адәттә улар бир яшанған кишидин бир айда ятақ һәмдә тамақ пули болуп 470 йүән алғандин башқа, әгәр өзигә тайиналмиса күтүш һәққи бимарниң әһвалиға қарап айрим һесаблинидикән.

Биз йәнә наһийә‏ - йезиларниң әһвалини игиләш мәқситидә, қәшқәрниң мәлум наһийилик хәлқ ишлири оргиниға телефон қилип яшанғанларниң параванлиқ ишлириға даир әһвалларни игилидуқ. Бу наһийидин зияритимиз қобул қилған бир уйғур аял, нөвәттә яшанғанларниң вәзийитиниң наһайити еғирлиқини, көп сандики яшанған кишиләрниң һөкүмәтниң параванлиқ сияситидин бәһриман болалмиғандин сирт, аилидиму тегишлик меһри муһәббәткә еришәлмәйдиғанлиқини билдүрди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.