Парижда 9 уйғур вә 3 тибәтниң өлүм җазасиға қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди

Париждики чегрисиз тинчлиқ тәшкилати, 24 ‏- ноябир күни хитай һөкүмитиниң 9 нәпәр уйғур вә 3 нәпәр тибәтликкә өлүм җазаси иҗра қилғанлиқиға қарши наразилиқ билдүрүп кәң көләмлик намайиш өткүзгән.
Мухбиримиз әқидә
2009.11.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Parizda-namayish-305 18 - Күни франсийә пайтәхти парижда, франсийә уйғур җәмийитиниң уйуштурушида намайиш елип барған болуп, намайиш парижда елип берилған әң чоң намайиш болған вә намайишқа көплигән хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллири қатнашқан. Сүрәттә, хитайға қарши шуарлар тавлаватқан уйғур йашлири.
tibettruth.wordpress.com Дин елинди.

Намайишқа франсийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әзалири, уйғур , тибәт шуниңдәк франсийидә яшаватқан түрк вә әрәбләр қатнашқан.

Бу мунасивәт билән, намайишқа иштирак қиливатқан франсийә уйғур җәмийитиниң рәиси әкбәр йүсүп әпәндигә телефун уруп нәқ мәйдандин игилигән мәлуматларни диққитиңларға сундуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.