Парижда өткүзүлгән олимпиктин кейинки хитай мәсилиси һәққидики муһакимә йиғиниға уйғурларму қатнашти

8 - Айниң 15 - күнидин 18 - күнигичә, франсийиниң париж шәһридә "олимпиктин кейинки хитайниң кәлгүси һәққидә муһакимә йиғини" өткүзүлгән. Бу йиғинға тәклипкә бинаән, д у қ ға вәкалитән явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң муавин рәиси турсун әпәнди вә франсийә шәрқий түркистан бирликиниң бир қисим әзалири қатнашқан.
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.08.25

 Йиғинда хитайниң олимпиктин кейин елип баридиған сиясәтлири муһакимә қилиниш билән биргә, уйғур диярида йеқинда йүз бәргән қораллиқ қаршилиқ һәрикәтлири музакирә қилинған вә хитай демократлиридин вей җиң шиң "бу йоллуқ қоғдиниш һәрикити, бу һәрикәттин пүткүл җуңго хәлқи үлгә елиши керәк," дегән.
 
Турсун әпәнди йиғин җәрянида, шәрқий түркистанниң омуми вәзийитидин мәлумат бериш билән биргә, қәшқәр вә куча қатарлиқ җайларда йүз бәргән вәқәләрдин учурлар бәргән. У йәнә тибәтниң роһаний даһийси далай лама билән көрүшүп, уйғурларниң саламини йәткүзгән.
 
Юқиридики аваз улинишидин, ихтияри мухбиримиз әкрәмниң турсун әпәнди билән елип барған сөһбитиниң мәзмунидин вақип болисиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.