'Паспорт ишләш'тин хитайниң ишикни ечиветиш сияситигә нәзәр

Хитайниң барлиқ тәшвиқат васитилири хитай коммунистик партийисиниң дөләт қурғанлиқиниң 60 йиллиқини тема қилмақта. Хитай хәлқ гезитиниң бир мақалисида елан қилинишичә, хитайда пуқраларниң паспорт ишлитишниң асанлишиши, 60 йилдин буянқи тарихий өзгиришини йәни хитай пуқралири үчүн ишикниң сиртқа қанчилик чоң ечиветилгәнликини көрситидикән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.09.29
Xitay-Pasport-305.jpg Сүрәт, хитайниң пуқраларға берилидиған паспортиниң нусхиси.
RFA Photo

Ундақта уйғурларниң паспорт ишлитишиниң бүгүнгә қәдәр мүшкүл болуп келиватқанлиқи немини көрситиду ?

Хитай хәлқ гезитиниң 28 - сентәбирдә елан қилған "паспорт ишлитишниң асанлишиши, ишикниң ечиветилгәнлики 60 йилдин буянқи тарихий өзгиришниң бир көрүниши" дегән темидики мақалида көрситилишичә, 2008 - йили бир йили ичидә хитай чегрисидин кирип чиққанлар 350 милйон адәм қетимға йәткән болуп, бу сан 30 йил илгирикидин 80 нәччә һәссә артқанлиқини көрситидикән.

Мақалида көрситишичә, хитай пуқралири үчүн, һәр йили өктәбир вә чағанға охшаш байрамлиқ дәм елишлирида халиған дөләтләргә чиқип саяһәт қилиш мода боливатқан болуп, улар халиған вақитта халиған җайға берип тамаша қилаллайдикән буниң үчүн хитай һөкүмити 2002 - йилидин башлап барғанчә пуқраларниң паспорт ишлитиш, чегра атлаш рәсмийәтлирини беҗиришкә охшаш мунасип рәсмийәт беҗириш йоллирини барғанчә асанлаштурған, болупму 2006 - йилидин башлап шәхсий паспорт ишләш үчүн, тәләп қилинидиған чәтәлдин кәлгән чақириқ болуши шәртиму қисқартилған болуп, нөвәттә, хитайниң 289 шәһәрлиридә пуқралар пәқәт кимлики яки нопуси, үч парчә рәсими биләнла, тез болғанда 15 минутта, кечиккәндә 15 күн ичидә паспортини қолиға алалайдикән.

Хәлқ гезитидики мәзкур мақалидә йәнә тәкитлишичә, хитай пуқралириниң паспорт беҗиришидин башқа чегридин өтүш рәсмийәтлириму аддийлашқан. Хитай пуқралири үчүн нөвәттә 137 дөләт вә районға саяһәт ишлири ечиветилгән. Бейҗиң хәлқара айродромиға охшаш, хитайниң хәлқаралиқ айродромлирида чегридин өтүш тәкшүрүши бир минутқиму йәтмәйдикән, көплигән шәһәрләрдә узун болғандиму 25 минуттин ешип кәтмәйдикән.

Һалбуки уйғурлар үчүн мәйли қандақла сәвәб билән чегра атлимақчи болсун,паспорт ишлитиштин ибарәт биринчи өткәлниң өзидила, хитайниң аталмиш ишикни ечиветиш сияситиниң уйғурларға нисбәтән қанчилик чәклимә ичидә йүргүзиливатқанлиқини көрәләймиз. Чүнки, радиомизға кәлгән инкаслар вә яки уйғурлардин игилигән мәлуматларниң һәммисидин ашкарики, уйғурларниң паспорт ишлитиши барғанчә мүшкүл боливатқан болуп, болупму мусулманларниң һәҗ вақтиниң йеқинлишиши билән, уйғур елидики хитай даирилириниң паспорт ипшләтмәкчи болған уйғурларға қойидиған шәртлирини адәттикидинму күчәйтип кәлмәктә.

Уйғурлар адәттә паспорт ишлитиш үчүн мәһәллә комитети, сақчихана, җамаәт хәвпсизлик идариси, диний ишлар идариси қатарлиқ 10ға йеқин орунниң рухсәт тамғилиридин башқа, закаләт тапшуруш, кепиллик бәргүчи тепиш қатарлиқ хитайниң башқа һечқандақ җайида тәләп қилинмайдиған шәртләрни һазирлиши керәк болуп, аз дегәндә айлап,  узақ болғанда йиллап йол меңишқа тоғра келидикән.

Уйғурлар паспортни оңушлуқ беҗиргән тәқдирдиму, чегра атлаш үчүн йәнә нурғунлиған тәкшүрүш һәмдә алаһидә чиң сиясий һәм қануний өткәлләрни бесип өтүшкә мәҗбур болиду. Һәтта икки йил илгири хитай даирилири барлиқ уйғурларниң паспортини йиғивелип башқурушни йолға қойған иди. Мәзкур сиясәт хитайниң һәтта дуняниң һечқандақ бир җайида көрүлмигән инсан һәқлири дәпсәндичилики сүпитидә тәнқидкә учрап кәлмәктә.

Америкида яшаватқан илшат әпәнди, уйғур елидә қалған аяли һәм пәрзәнтлиригә хитай һөкүмити паспорт беҗиришни рәт қилип кәлгәнлики үчүн аилиси билән айрилип яшашқа мәҗбур боливатқан сансизлиған муһаҗитрәттики уйғурларниң бири болуп, у "хитай һөкүмитиниң паспорт беҗириштиму уйғурларға пәрқлиқ сиясәт қоллиниватқанлиқниң өзила уйғурларни өзиниң пуқраси дәп һесаблимайдиғанлиқини көрситип бериду," дәйду.

Хитайниң паспорт ишләп беришиниң, уйғурларға нисбәтән қанчилик мүшкүллүки һәққидә канадаға көчмән болған уйғурлардин туйғунҗан абдувәли өзиниң һекайисини мисал қилип, "буни қандақму баравәр сиясәт дегили болсун?" дәйду.

Йеқинда игилигән учурларға қариғанда үрүмчи 5 - июл вәқәси йүз бәргәндин кейин хитай даирилири уйғурлар үчүн паспорт ишләшни пүтүнләй тоңлитип қойған, һәтта чәтәлләрдә оқуйдиған оқуғучилар үчүнму паспорт ишлитиш интайин қийин болмақта икән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, "уйғурларниң хитайда пуқраларниң паспорт беҗиришкә охшаш, қанунда бәлгиләнгән әқәллий һоқуқиғиму еришәлмигәнлики хитайниң мәһкумликидә яшаватқан уйғурларниң һәқ - һоқуқлириниң қайси дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқиниң бир мисали," деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.