Хитай һөкүмити уйғурларниң паспортини йиғивалмақта
2006.12.13
Игиләшләргә қариғанда, үч ай бурун башланған паспорти бар уйғурларниң паспортлирини тартивелиш һәрикити болупму ахирқи бир айда кәскинләшкән. Хотән вә қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрдә хитай һөкүмәт хадимлири һәтта өйму-өй кирип кишиләрниң паспортини мәҗбурий тартивалған.
Хотәндики бир уйғур зияритимизни қобул қилип, һөкүмәтниң паспортлирини тапшурмиғанларниң тиҗаритини тохтитип қойғанлиқини билдүрди.
Йеқинда уйғур елидин явропадики мәлум бир дөләткә кәлгән бир уйғур яшниң ейтишичә, хитай һөкүмити һәтта чәт дөләтләргә чиққан уйғурларни издәп, тепип, уларниң вәтәнгә қайтип келип паспортлирини һөкүмәткә тапшуруп беришини әгәр тапшурмиса, паспортлирини инавәтсиз қиливитидиғанлиқини билдүрүп, уларға тәһдит қилмақта.
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң йеңи паспорт бәлгилимиси уйғурларниң паспорт елишини асанлаштурамду?
- Хитай һөкүмити немә үчүн уйғурларға пасспорт бериштин қорқиду?
- Хитай җасуслуқ органлириниң йеңи тәдбири
- Абләтнур әпәндиниң икки пәрзәнти хитай сиясиитиниң қурбани болди(2)
- Абләтнур әпәндиниң икки пәрзәнти хитай сиясиитиниң қурбани болди(1)