Дәрдмән ана патигүл ғуламниң түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанға дейәлмәй қалған гәплири
2012.11.20
Ғайиб оғлини издигәнлики үчүн изчил һалда назарәт қилинип келиватқан патигүл ғулам, бу йил 4-айниң 8-күни түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң үрүмчигә зиярәткә келидиғанлиқ хәвирини уқуп, пурсәтни қачуруп қоймаслиқ үчүн өйидин әтигәндила чиқип кетиду вә өзи аңлиған учурларға асасән ноғай мәсчитниң алдида рәҗәп таййип әрдоғанни күтиду. Әмма анчә узун өтмәйла уни назарәт қилишқа бекитилгән сақчилар санлири көпәйгән һалда униң әтрапида пәйда болиду вә уни тар кочиға қистап апирип, чоң йолда турушиға рухсәт қилмайду. Патигүл ғулам гәрчә сақчилар билән көп такаллашқан вә тиркәшкән болсиму, шу күни рәҗәп таййип әрдоған билән сөзлишиш әмәс, уни көрүш пурситигиму еришәлмәйду. Патигүл ғулам мухбиримизниң бу қетимқи зияритидә шу күнки сақчилар билән болған җедили вә рәҗәп таййип әрдоғанға дейәлмәй қалған сөзлири һәққидә мәлумат бәрди.
Ана: әрдоғанниң кәлгинини аңлап барсам, бу итлар йәнә кәйнимгә киривалди.....
Мухбир: түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған үрүмчигә кәлгәндиму?
Ана: шундақ.
Мухбир: әрдоғанниң кәлгинидин сиз қандақ хәвәр тапқантиңиз?
Ана: әтигәндә сәйгә чиққан идим, бу итлар(сақчилар демәкчи) сәйханиниң ичигичә маңа әгишип кирди, адәттә талада туруп көзитәтти. Немә иш болғанду дәп сорисам, хәқләр түркийиниң башлиқи әрдоған келидикән деди. Шуңа сәйни өйгә әкирип қоюпла сиртқа чиқтим. Дабазаниң алдиға барсам, базар тақақ, һәммә йәрни сақчилар тосуветипту. Аңлисам әрдоған намаз оқуғили ноғай мәсчитигә келидикән. Шуңа ноғай мәсчитниң алдиға келип олтурдум. Сақчилар келип бизни чоң йолдин һәйдәп тар кочиға солап қойди.
Мухбир: хәқ нарази болмидиму?
Ана : болди; бири, неманчә қилидиғанду булар дегәнти, йәнә бирәйлән 5-июл вәқәсидә йоқап кәткәнләр бар, шуларниң аилисини әрдоған билән көрүшүп қаламдикин дәп қорқиду һәрқачан, деди. Буни аңлап мән шу балисини йоқитип қойғанлардин бири, мениң баламни һөкүмәт йәп кәтти дедим, бирдәмдин кейин бири кәпту бая немә дедиңиз? дәйду; баламни һөкүмәт йәп кәтти дедим, хата дәптимәнму? дедим, йәнә дәймән, қандақ қилисән дедим, болса мушу гепимни сорайдиған, сүрүштә қилидиған башлиқиңниң йениға апар мени, 2 йерим йилдин буян шундақ башлиқни тапалмайватимән дедим....
Мухбир: шундақ қилип, әрдоғанни көрәлидиңизму?
Ана: көрәлмидим, көргили қоймиди.
Мухбир: сизгә охшаш көрәлмигәнләр җиқму?
Ана: җиқ-җиқ.
Мухбир : көрүшкән болсиңиз немә дәйттиңиз?
Ана: шинҗаң хәлқиниң езиливатқанлиқини дәйттим, бизниң бозәк қилиниватқанлиқимизни дәйттим.
Мухбир: конкрет бир мәсилини оттуриға қоямтиңиз?
Ана: дәйттим, һечқандақ сәвәбсиз балисини тутуп әкетидиған, тутуп әкетип йоқитиветидиған иш силәрдиму барму? башқа дөләтләрдиму барму? яки ялғузла мушу җуңгода барму? дәйттим. Мениң баламни йоқитивәтти, сән бир мусулман дөләтниң башлиқикәнсән, сән буниңға қандақ қарайсән дәп сорайттим.
Мухбир: бәлким әрдоған биз уқмай қаптуқ, җуңго һөкүмити бизгә бу йәрдә милләтләр иттипақ, мәсилә йоқ дегәнти дәп қелиши мумкинти.
Ана: у чағда биз мана мушундақ иттипақ дәп мени назарәт қиливатқан сақчиларни көрситәттим.
Мухбир: әгәр тәлипиңиз немә дәп қалса, немә дәйттиңиз?
Ана: булар ички ишимизға һечкимни арилаштурмаймиз дәватиду радио -телевизорларда. Булар бәк яман боп кәтти, сизниңму күчиңиз йәтмәслики мумкин, аңлисам, дуняда кишилик һоқуқ дәйдиған бир йәр баркән, шу йәргә дәп қоюң дәп дәрдимни, шуларға йәткүзүп қоюң йиғимизни, бу йәрдә һечким бизниң гепимизни аңлимиди, қанхор, йиртқуч сақчилар һечкимгә гепимизни аңлатқили қоймиди, дәйттим. Мушу гәплиримни әрдоғанға дәвалалиған болсам, бешимға немә күн кәлсә разитим....
Юқирида үрүмчидики бир дәрдмән аниниң түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанға дейәлмәй қалған сөзлири һәққидә мәлумат бәрдуқ.