Патигүл ғулам “пәләстин билән сүрийидики анилар мәндин бәхтлик икән”

Бүгүн дуня җамаәтчиликиниң диққәт нуқтиси пәләстин вә сүрийидики вәзийәткә мәркәзләшмәктә, болупму у җайлардики пуқраларниң зулум вә зораванлиққа учриши дуня җамаәтчиликиниң һесдашлиқини қозғимақта.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.11.28
patigul-ghulam-305.jpg Ғайиблардин имаммәмәт елиниң аниси патигүл ғулам.
RFA/Shohret Hoshur

Ундақта, зулум вә зораванлиқ пәқәт мушу икки җайдила йүз бериватамду яки зораванлиқниң әң вәһшийси мушуму? бу соалға һәр ким дуняни көрүш, билиш вә чүшиниш дәриҗисигә қарап пәрқлиқ җаваб бериши мумкин. Бу соалға, бүгүн үрүмчидә яшаватқан, 4 йилдин бери ғайиб оғлини издәватқан бир аниниң җаваби мундақ “пәләстин вә сүрийидики анилар, уйғур анилиридин бәхтлик, чүнки, улар балилириниң җәситигә игә болалайду, улар дуняға өзиниң йиғисини аңлиталайду....”

Төвәндә дәрдмән ана патигүл ғуламниң мана бу тәсирати һәққидә тәйярланған программимизни диққитиңларға сунимиз.

Мухбир: патигүл ханим, қандақ әһвалиңиз, бүгүн авазиңиз бошрақ чиқиватидиғу?
Ана: ойлинип қеливатимән, телевизорлардики хәвәрләргә қарап.

Мухбир: мәсилән қандақ?
Ана: хәвәрләрни көрүп олтуруватимән, пәләстиндики, сүрийидики анилар йиғлаватиду, қақшаватиду, өлүп кәткән балилири үчүн. Һәйран қеливатимән, улар йиғлиялайдикән, дуня уларни көридикән, бизни көрмәйватидиғу?!!! йиғимизни һечким аңлимайватидиғу? биз үчүн гәп қилидиған адәм чиқмидиғу?!!! биз аҗизкәнмиз, биз бәк бичарикәнмиз!!! худайим җазасини берәр! кечә-күндүз йиғлап дуа қиливатимән, худайим җазасини берәр.

Мухбир: дегиниңиздәк, уйғурларниң вәзийити пәләстин вә сүрийиликләрниңкидин еғир дәп қарайдиғанлар бар.
Ана: уларниң балилири (дүшминини) тиллиялайдикән, таш аталайдикән, йүрикигә паңңидә бир пай оқ тегип поккидә чүшсә, анилири “балам” дәп берип бағриға басалайдикән. “оғлум аллаһ йолида җиһад қилип өлди, оғлум шеһит” дейәләйдикән; бизчу? биз оғуллиримизниң җәситигиму игә болалмидуққу? қени оғлумму дейәлмидуққу? десәк солап қойдиғу?! бу хәқ бәк вәһшийкән, бу хәқ бәк вәһшийкән!”

Мухбир: хитайда ахбарат әркинлики йоқ, шуңа дуня уйғурларниң вәзийитини толуқ биләлмәйватқан болса керәк.
Ана: қолида төмүрниң сунуқи йоқ балилиримизни вәһший һайванларни тутқандәк тутуп әкәтти, йәп кәтти, йоқ қиливәтти. Маңа охшаш кечә-күндүз йиғлаватқан нурғун анилар бар, хәп дәп яшаватқан нурғун аилиләр бар. Ойлап қалимән, нимиму гунаһ қилған болғийтуқ алланиң алдида? нимишкиму бу һайванларниң қолиға қалғанидуқ? бәлким буму алланиң бир һекмитиду?! аллаһ һәммигә қадир, аллаһим һесабимизни әпберә!!!

Мухбир: диний тәлиматлардиму, пәнний мәлуматлардиму һәрқандақ нәрсиниң дәврийлики болидиғанлиқи ейтилиду; дегиниңиздәк, бу йиғиларниңму бир һесаблинидиған вақти болуши мумкин.
Ана: пәләстиндики, сүрийидики аниларға дәп қоюңлар, улар йиғлимисун, улар биздин бәхтлик икән. Улар балилирини өзлири йәрликидә қоялайдикән, җәситигә игә болалайдикән, һаза ачалайдикән.. Мән баламниң өлүк яки тирикликиниму билмәймән, йүрикини суғурувалдиму, бөрикини юлувалдиму, буниму билмәймән.

Мухбир: патигүл ханим, бүгүнки париңимиз мушунчилик болсун, мән йәнә сизгә телефон қилимән.
Ана: болиду, йоқап кәтмәң, телефониңиз үзүлүп қалмисун...

Мухбир: давамлиқ телефон қилишни ойлаймән, бирақ җараһәтлириңизни татилап қоямдимәнкин дәп әндишә қилимән.
Ана: яқ, җараһитим татиланмайду, йүрикимниң зәрдаблири чиқип кетиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.