Мәҗбурий пахта териштин әмдила қайтип кәлгән деһқан әмди һашарға елип кетилди
2005.11.08
Бу йиллиқ пахта териш мәзгилиниң йетип келиши билән биз, ичкиридики хитайларниң уйғур елигә пахта теришқа келиши вә уйғур деһқанлириниң мәҗбурий пахта теришқа елип кетилиши тоғрисидики мәлуматларни аңлитип кәлгән идуқ. Буниң қатарида биз көп қетим телефон қилған, йолдиши мәҗбурий пахта теришқа елип кетилгән бир деһқан аял радиомизға өзиниң бу һәқтики наразилиқлирини билдүргән иди.
Биз бу аялниң йолдишиниң техи йеқиндила пахта териштин қайтип кәлгәнликидин хәвәрдар болуп, бу кишиниң өзидин у йәрниң әһваллирини аңлаш үчүн уларға йәнә телефон ачтуқ. Лекин кишини һәйран қалдуридиғини биз униң өйигә телефон қилғинимизда, бу киши өйдә йоқ иди. Чүнки икки айлиқ мәҗбурий пахта териш әмгикидин қайтип кәлгинигә техи әмдила 3-4 күн болған бу деһқан, йәрлик һөкүмәт даирилири тәрипидин йәнә 10 күнлүк мәҗбурий һашарға елип кетилгән иди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни мухбиримиз пәридәниң мәзкур деһқанниң аяли вә оғли билән телефонда сөһбәтлишиш асасида тәйярлиған мәхсус программисидин аңлаң.