Башланғуч мәктәп балилиридин башқа оқуғучилар йәнила пахта териштин қутулмиди


2006.08.17

Уйғур ели хитайниң пахта базиси һәмдә ашлиқ ишләпчиқириш базиси қилинғандин буян, һосул мәзгилидә әмгәк күчи йетишмәслик баһанисидә һәтта башланғуч мәктәп, оттура мәктәп балилириму етиз әмгикигә селинған иди. Йәни 1994 - йилидин башлап уйғур елида башланғуч мәктәпниң 3 - йиллиқидин тартип алий мәктәпләргичә оқуғучиларни һосул мәзгилидә йәни йеңи оқуш башлаш мәвсумидә узақ болғанда бир айчә, қисқа болғанда икки һәптә пахта териш, қизилча териш, қулмақ теришқа охшаш етиз әмгикигә селиш давамлишип кәлгән иди. Шундақла һәтта бәзи йеза мәктәплиридә йеңи мәктәпкә киргән алтә ‏- йәттә яшлардики балиларниңму еғир етиз әмгикигә селинғанлири болған.

Башланғуч мәктәп балилири пахта териштин азад болди

15 - Авғуст уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң мәтбуатларға җакарлишичә, аптоном районлуқ маарип назарити тиришчанлиқ билән ишләп, иқтисадчанлиқ билән мәктәп башқуруш ишханиси бирлишип қарар елан қилған болуп, қарарда бу йилдин башлап һәр дәриҗилик маарип мәмурий тармақлири вә мәктәпләр башланғуч мәктәп оқуғучилириға пахта териш вәзиписи чүшүрүшкә болмайду" дәп бәлгиләнгән.

Оттура вә алий мәктәп оқуғучилири йәнә қачанғичә

Қарарниң арқисиға йәнә "башланғуч мәктәп балилириға пахта териш вәзиписи чүшүрүшкә болмайду, пәқәт оттура һәмдә алий мәктәп һәмдә техником оқуғучилириғила пахта териш вәзиписи чүшүрүшкә болиду" дәп әскәртилгән. Демәк гәрчә балиларниң җисманий һәмдә писхик сағламлиқиға еғир тәсирләрни елип келиватқан пахта териш әмгики пәқәт башланғуч мәктәп балилириниң зиммисидин еливитилгән болсиму, әммаоттура мәктәпләр, техником вә алий мәктәп оқуғучилири йәнила бу хил адил болмиған әмгәктин һазирчә азат қилинмайдиғанлиқидин дерәк бәрмәктә.

Уйғур райониға орунлашқиниға әллик йилдин ашқан хитай ишләпчиқириш қурулуш биңтуәниниң уйғур диярида игилигән йәр мәйданиниң ичидә мәхсус пахта ишләпчиқриш үчүн ишлитиватқан йәр мәйдани йәттә милйон модин ашиду. Йәни уйғур елиниң пахта ишләпчиқириш мәйданиниң йеримидин көп қисми биңтуән мәйданлирида. Һهәр йили пахта териш мәзгилидә, йәни авғусттин өктәбиргичә чениқиш әмгики намида биңтуән кевәзликлиригә елип келингән башланғуч мәктәптин та алий мәктәпләрниң оқуғучилириғичә болған пахта тәргүчиләр ишләмчи болуп ишләп кәлмәктә. Уларниң бу еғир әмгәктин алидиған һәққи һәтта хитай аққун ишләмчилириниңкидин 15% әтрапида төвән болған. Пахта тәргүзгәндә еғир әмгәкниң балиларниң сағламлиқиға зор тәсир йәткүзгәнлики вә уларда еғир кесәл болуш, ярилинишқа охшаш һадисиләр көп көрүлгән болғачқа. Бу оқуғучиларда бизарлиқ, наразилиқ пәйда қилғандин башқа ата ‏- анилар һәмдә бәзи маарипчиларниң қаттиқ тәнқидигә учрап кәлгән иди.

Балилар кевәзликләрдә

Хитай ичидики бәзи хәвәр тор бәтлиридиму мәктәп оқуғучилирини пахта териш әмгикигә селиштәк бир пәвқуладдә әһвалниң пәқәт уйғур елидила мәвҗут икәнлики, буниң балиларниң кишилик һоқуқи, қануний һоқуқлирини дәхлигә учритиш һесаблинидиған, мәсулийәтсизлик қилмиши икәнлики тәнқидләнмәктә.

2005 - Йили уйғур ели һөкүмити шу йиллиқ пахта мәһсулатини бир милйон 800миң тонниға йәткүзүшни пиланлиғандин кейин, маарип назарити буниңға маслишип 400миң оқуғучини кевәз ишләпчиқириш мәйданлириға пахта териш әмгикигә чүшүргән иди. Игилишимизгә қариғанда, адәттә башланғуч мәктәп оқуғучилириға күнигә 25 килограм, оттура мәктәп оқуғучилириға 35 килограм, алий мәктәп вә техником оқуғучилириға 40 килограм пахта териш вәзиписи берилидикән. Оқуғучиларниң бөлүнгән вәзиписини күндә 10 саәт вә униңдин артуқ ишләпму тошқузуши интайин мүшкүл икән.

12яшлиқ бир башланғуч мәктәп оқуғучисидин игилишимизгә қариғанда, оқуғучилар мәктәп яки маарип орунлириниң орунлаштуруши билән аилисидин айрилип пахта териш мәйданлириға барғандин кейин, һәр бир оқуғучиға күндә25 килограмдин пахта териш вәзиписи йүклинидикән. Вәзиписини орунлиялмиғанлар тегишлик җаза яки тәнқидкә учриғандин сирт, ешип қалған вәзиписи әтигә қошулуп маңидикән. Оқуш йешидики балилар үчүн елип ейтқанда күнигә 10 саәттин, икки үч һәптә давам қилидиған пахта териш әмгики интайин еғир җисманий бесим болғандин сирт йәнә, бу уларға роһий бесим елип кәлгән. Узун мәзгил аптапта, чаң‏ - тозанда турушниң өзиму балиларни һәр хил кесәлләргә гириптар қилған.

Бу 12 яшлиқ қиз бу йил йеңила толуқсиз оттура мәктәпкә көчкән болуп, башланғуч мәктәп үчинчи йиллиқидин башлап, уда үч йил пахта териш әмгикигә қатнашқан икән. У мәйүслүк һәм саддилиқ билән" әмди башланғуч балилирини пахта тәргили елип чиқмайдикән, бәк хош болдум... Әмма мән оттура мәктәпкә чиқип болдум ‏- дә, пахта теришқа йәнә беришимиз ениқ, әсли башланғуч мәктәптә оқувәрсәм боптикән" деди.

"Бу пәқәт еһтияҗға қарап әмгәк күчи қисқартиш"

Гәрчә уйғур елидики маарип назарити башланғуч мәктәп оқуғучилирини пахта теришқа орунлаштурушни бикар қилишиға изаһат берип "пахта териш әмгикиниң башланғуч мәктәп оқуғучилириға нисбәтән ейтқанда әмгәк сиҗиллиқиниң нисбәтән зорлуқи, уларниң җисманий һәм писхика сағламлиқиға пайдисиз икәнликини нәзәрдә тутуп бу йилдин башлап башланғуч мәктәп оқуғучилириға пахта териш әмгәк вәзиписи чүшүрүшни бикар қилдуқ" дегән болсиму, әмма бәзи көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң башланғуч мәктәп балилирини уйғур елидики пахта териш қошунидин бикар қилиши, балиларниң һоқуқ ‏- мәнпәәтини ойлиғанлиқидин әмәс" дәп гуманланмақта.

Чүнки техи йеқиндила йәни -10 авғуст шинхуа агентлиқи хитай һөкүмитиниң биңтуәнләрдә пахта теришни 5 йил ичидә пүтүнләй машинилаштурушни ишқа ашуридиғанлиқини елан қилған. Пахта базилири болған биңтүәнләрдә пахта териш машинилишишқа башлиғанлиқи үчүн әмгәк күчигә болған еһтияҗ барғанчә кемийишигә әгишип, йилдин ‏- йилға пахта териш ишләмчилириниң саниниму азаймақчи икән.

Көзәткүчиләр хитай һөкүмити әгәр оқуғучиларниң мәнпәәтини көздә тутқан болса, пәқәт башланғуч мәктәпләрла әмәс, оттура һәм алий мәктәп оқуғучилириниму бу хил һашар түсини алған әмгәктин азат қилиши керәк иди. Бу қарарни пәқәт еһтияҗға қарап әмгәк күчи қисқартиш" дәп чүшинишкә болиду" дегән пикирләрдә болмақта.(Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.