Муһәммәд әләйһиссалам туғулған күн һәққидә

Бүгүн дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң тоғулған күнини хатирилимәктә. Муһәммәд әләйһиссаламниң дуняға келиши һәқиқәтән бир йоруқ дуняниң туғулуши иди.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.02.25
Dua-qilish-305.jpg Youtube.com Дин елинған бу сүрәттә, дуа қилиш көрситилгән.
Youtube.com Дин елинди.

Муһәммәд әләйһиссалам инсанларни бутларға вә һәрхил сахта илаһларға чоқунушниң хурапатлиридин қутулдуруп, аллаһқила етиқад вә ибадәт қилиштәк тоғра йолға йетәкләш үчүн кәлгән улуғ пәйғәмбәрдур. Шуңа уни әстин чиқармастин һәмишә униңға дуруд вә дуаларни йоллап туруш, униң йолиға изчил әгишиш мусулманларниң бурчидур.

Муһәммәд әләйһиссалам миладийиниң 571 - йили 20 - април, пил йили рәбиоләввәл айниң 12 - күни дүшәнбә күнлүктә, һазирқи сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридики қурәйш қәбилисиниң әң мөтивәр аилиси болған бәни һашим аилисидә дуняға кәлгән. Муһәммәд әләйһиссалам тоғулған күн бу йил февралниң 26 - күнигә тоғра кәлгән.

Пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд сәлләллаһу әләйһи вәсәлләмниң улуғвар иш - излири вә униң дуняға кәлгән күни мунасивити билән сәуди әрәбистан радиоси түркчә бөлүмниң мудири вә түркистан бөлүминиң муавин мудири истидатлиқ алим абдуләһәд һафиз әпәндигә мәвлут һәққидә бир қанчә соал билән мураҗиәт қилған идуқ.

Абдуләһәд һафиз билән сөһбәт

Абдуләһәд һафиз әпәнди муһәммәд әләйһиссаламниң пүтүн дуняға рәһмәт болуп әвәтилгән рәһмәт пәйғәмбири икәнликини баян қилип мундақ деди: "пәйғәмбәр әләйһиссалам инсанларни бәхтлик йолға башлаш йолида көп бәдәл төлигән вә көп җапа тартқан. Пәйғәмбәр әләйһиссаламни хатирилигән икәнмиз, әлвәттә униң биз уммәт үчүн қилип кәткән улуғ ишлирини әскә елип униң пәзиләтлирини өгинишкә тиришиш билән биргә, униңдин һәқиқий үлгини һасил қилишимизға тоғра келиду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бәк көңли юмшақ, меһрибан зат болуп, һәмишә инсанларниң яхшилиқи үчүн дуа қилатти. Һәтта һәр бир пәйғәмбәргә аллаһтин берилгән иҗабәт дуасини башқа пәйғәмбәрләр бу дуняда қолланған болса, бизниң пәйғәмбиримиз ахирәткә қоюп қойған. Шуңа пәйғәмбиримиз қиямәт күни ислам уммитигә аллаһниң алдида шапаәт қилиду."

Мәвлут паалийити қандақ болуши керәк?

Мәвлут паалийитини қандақ елип бериш лазимлиқи тоғрилиқ мундақ деди: "мусулманлар һәр йили бу һәптини инсанларға аллаһ таала тәрипидин рәһмәт вә шәпқәт болуп кәлгән ислам пәйғәмбири муһәммәд әләйһиссаламниң тоғулған күнини хатириләш һәптиси дәп қәдирләп кәлмәктә. Вәтинимиз оттура асия мәмликәтлиридә болса, пәйғәмбәр әләйһиссалам дуняға кәлгән рәбиул әввәл ейини "мәвлут ейи" дәп атишиду вә бу айда өйләрдә җамаәт болуп нөвәт билән мәвлут оқуш паалийәтлири елип берилиду. Буларниң һәммиси пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламға болған сөйгү, муһәббәт вә ихласни изһар қилидиған паалийәтләрдур. Әмма әң тоғриси, муһәммәд әләйһиссаламни һәмишә яд етип, униң гүзәл әхлақини вә есил пәзиләтлирини һәр бир мусулман өзигә үлгә қилған һалда, униң йолиға изчил әгишиш, униң буйриғанлирини орундап, тосқанлирини тәрк етиш, шундақла һәр ким муһәммәд әләйһиссаламға болған һөрмитини, сөйгүсини вә ихласини әмәлий һәрикити билән көрситиштин ибарәттур. Пәйғәмбиримизни әсләп униң туғулған күнини хатирилимәкчи болидикәнмиз, әлвәттә униң яхши көридиған вә яқтурудиған ишлирини қилишимиз вә у яман көридиған ишларни тәрк етишимиз лазим."

Муһәммәд әләйһиссалам елип кәлгән йеңилиқлар

Абдуләһәд һафиз әпәнди муһәммәд әләйһиссалам дуняға елип кәлгән йеңилиқлар һәққидә тохтилип мундақ деди: " пәйғәмбәр әләйһиссалам дуняға тунҗи болуп кишилик һоқуқни елип кәлгән. Мәсилән: балилар һоқуқи, аяллар һоқуқи, ишчиларниң һоқуқи қатарлиқ бир мунчә һоқуқларниң асасини муһәммәд әләйһиссалам оттуриға қойған. Һайванларға шәпқәтлик муамилә қилишниң зөрүрлүки һәққидә көплигән есил тәвсийәләрни қилған. Пәйғәмбәр әләйһиссалам " инсанлар худди тарғақниң чишлириға охшаш бап ‏- баравәрдур" дәп өгитиш арқилиқ, дуняда инсанларниң һәқ-һоқуқ вә барлиқ ишларда баравәрликини елан қилған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.