Норвегийиниң пайтәхтиослода хитайға қарши намайиш елип берилди
Мухбиримиз айгүл
2010.10.04
2010.10.04
RFA Photo / Aygul Yusup
Намайиш һәр йилдикигә охшашла норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә елип берилған болуп, мәркизи пойиз истансиси алдидин йолға чиққан намайишчилар қошуни саяһәтчиләр вә йәрликләр әң коп йиғилидиған чоң - кичик кочилардин "хитай диктатор!", "хитай террорист!", "бизгә әркинлик керәк!", "шәрқий түркистанға әркинлик керәк!" вә "уйғурларни олтурушни, қолға елишни тохтат!" дегәндәк һәр түрлүк шоарларни товлап өтти.
Намайишчилар деңиз бойиға җайлашқан нобел "тинчлиқ" сарийи алдиға һәйвәтлик шоарларни товлап кәлгәндә, бу йәргә йиғилған саяһәтчиләрниң күчлүк диққитини қозғиди. Тәшвиқ вәрәқисини тарқитишқа мәсул болған яш - өсмүрләр бир яқтин вәрәқиләрни тарқатқач, йәнә бир яқтин намайишқа қизиққучиларниң соаллириға җаваб бәрди.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси пәрһат яқуп әпәнди зияритимизни қобул қилип, намайиш һәққидә тохталди.
Нобел "тинчлиқ" сарийиниң алдида йәнә хитай һөкүмитиниң 61 йилдин бери уйғурларға қаратқан зораван сиясити әкс әттүрүлгән рәсим көргәзмиси көрситилди.
Норвегийә уйғур комитетиниң баш катипи турсун шәмши әпәндиму намайиш һәққидә намайиш һәққидә тохталди.
Бүгүнки намайишқа тәклип билән қатнашқан пәләстин азадлиқ яшлар тәшкилатиниң әзаси абдулла, уйғурларға болған һесдашлиқини ипадиләп, өзиниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий йоқитиш сияситини интайин яхши билидиғанлиқини, уйғурларниң өз әркинлики йолида бошашмай күрәш қилиши керәкликини, шундақла пәләстин хәлқиниң һәр қачан уйғур хәлқи билән бир йолда икәнликини ипадә қилип өтти.
Намайишқа актиплиқ билән иштирак қилип келиватқан яш - өсмүрлиримизму зияритимизни қобул қилди.
Бәлгилигән вақиттин ашуруп елип берилған намайиш күн тәртипләрни толуқ орундап, җараңлиқ шоарлар билән ғәлибилик ахирлашти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.