Америкилиқ мухбир серин фаңниң уйғур елидики кәчүрмишлири


2005.01.12

pbs.jpg
PBS Торидин бир көрүнүш

"Хитайниң ғәрбидә шинҗаң дигән бир өлкә бар. Бу йәрдики кишиләр сөз қилиштин толиму қорқатти. Бу йәргә келиш пүтүн һаятимни өзгәртти" дәп филимини башлиған мухбир сирин фаң уйғур ели вә уйғурларни қисқичә тонуштуруп мундақ дәйду:

"Уйғур елиниң көп қисми чөллүк вә игиз тағлар билән қапланған. Хитай нурғун йиллардин бери бу районни паланди йәргә айландуруп, нурғун җинайәтчиләр лагирини қурған һәмдә хитайдики бирдинбир атом синақ мәйданини бу йәргә орунлаштурған. Уйғур ели шундақла хитайдики нефит байлиқи әң мол район болуп һесаблиниду. Бу йәр сәккиз милйон уйғур мусулманлириниң ана макани болуп, уйғурлар бу йәрни шәрқий түркистан дәп атишиду. Улар хитайлардин пүтүнләй пәрқлиниду. Тили охшимайду, чирай- шәклиму түптин охшимайду. Улар ислам диниға мөтидил йосунда ибадәт қилиду. Әмма хитай һөкүмити радикал ислам идийилириниң уйғурларға сиңип киришидин толиму әндишә қилиду".

Хитай контроллуқидики 50 йилдин буян

Мухбир сирин фаң филимидә уйғур елиниң тарихи һәққидә қисқичә тохтилип, хитай һөкүмитиниң 50 йил авал уйғур елини рәсмий контрол қилғанлиқини, шундин буян хитайниң уйғур елигә зор көләмдә көчмән йөткәватқанлиқини көрсәткән. Униң тонуштурушичә, гәрчә йиллардин буян уйғурлар хитайниң контроллуқиға қарши нурғун қетим намайишларни елип барған болсиму, бирақ һәммиси хитай һөкүмити тәрипидин бастурулған. У филимигә, хотәндә 1995 - йили йүз бәргән хәлқ намайишидин көрүнүшләрни киргүзүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлирини қандақ вәһшиләрчә бастурғанлиқини намайән қилған. Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити сиясий вә диний қариши охшаш болмиған һәр қандақ уйғурларни "ислам террорчилири" дәп атайдикән.

Қандақ кәлдим?

Хитай һөкүмити чәтәл мухбирлириниң уйғур елидә халиғанчә зиярәт елип беришини чәклигәнлики үчүн, мухбир серин фаң вә униң һәмраһи моника ләм саяһәтчи салаһийити билән уйғур елигә кәлгән. Улар уйғурларниң мәдәнийәт вә диний мәркизи болған қәшқәрни зиярәт қилиш җәрянида бир хитай такси шопуриниң машинисини кира қилған.

Мухбир серин фаңниң игилишичә, бу шопур хитай һөкүмити уйғур елигә әвәткән миңлиған, милйонлиған хитайларниң бири болуп, у тоққуз йил авал қәшқәргә әскәрликкә кәлгән. У өзиниң уйғур елигә болған һиссиятини мухбирға мундақ дәп ипадилигән:

"Биз әскәрликкә қатнашқанда бу йәргә килидиғинимизни билмигән. Бу йәрниң шараити начар болғачқа, һөкүмәт бизниң кәлмәсликимиздин әнсирәп, бизгә ейтмиғаниди. Биз шинҗаңға кәлгәндин кийин, айропиландин чүшсәк әтраплар чөл- җәзирә, көңлимиз бәкла йерим болди.

Әсхирилик җаваб

Гәрчә у уйғур елидә тоққуз йилдин бери яшаватқан болсиму, әмма мухбирниң уйғурларниң немә үчүн чошқа гөши йимәйдиғанлиқи һәққидә сориған соалиға нисбәтән, уйғурлар мусулманлириниң диний етиқатини кәмситкән һалда бурмилап, мундақ дигән:

"Чошқа дигән уйғурларниң әҗдади, уларниң әҗдади болғандин кейин, улар әлвәттә чошқа гөши йимәйду.

Мухбир филимидә, бу хитай шопурниң позитсийисиниң мәлум нуқтидин ейтқанда, бу йәрдики хитайларға вәкиллик қилалайдиғанлиқини көрсәткән.

Еғир сиясий бесим

Мухбир бир уйғур балиниң ярдими билән қәшқәр шәһәридики уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларни айланған. Улар уйғур олтурақ раюнлириниң хитайлар топлишип олтурақлашқан җайларға қариғанда көп намратлиқини көргән. Хитайлар топлишип олтурақлашқан җайлар асасән игиз биналар, кәң йоллар билән ясалған заманивий раюнлар болса, уйғурлар пакар өйләр, топилиқ йоллар вә кичик базарларда топлишип йүрүшидикән.

rebiya_150.jpg
Рабийә қадир ханим

Серин фаңниң билдүришичә, уларни башлап маңған уйғур бала филимға елиш җәрянида сиясәттин параң қилиштин өзини елип қачқан. Мухбир филимидә мундақ дәйду:

"Гәрчә бу уйғур балиниң бизгә нурғун нәрсиләрни дигисиму болсиму, әмма дийишкә петиналмиди. Бу йәрдики нурғун уйғурлар өз вәзийити һәққидә очоқ- ашкара сөз қилиштин толиму қурқиду. Бирақ шундақ болсиму, бәзиләр мумкин болған вастилар арқилиқ биз билән алақилишишқа тиришти. Ғулҗида мундақ бир иш болди, базарда сода қиливатқан бир уйғур тиҗарәтчи мениң америкилиқ икәнликимни уққандин кийин, портмалини чиқирип, "қараң, бу йәрдиму бир америкилиқ аялниң рәсими бар" дәп көрсәтти. Қарисам, бу хитай һөкүмити тәрипидин сәккиз йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур тиҗарәтчиси рабийә қадир ханимниң рәсими икән. У киши худди рабийә қадир арқилиқ уйғурларниң вәзийитини әскәртиватқандәк билинди".

Һечқандақ террорчини билмәймән

Америка пбс телевизийисиниң мухбири сирин фаң уйғур елидики зиярити җәрянида күтүлмигән бир вәқәгә дүч кәлгән. У бу вәқәниң һаятидики азаблиқ бир кәчмиш икәнликини тәсвирләп, мундақ диди:

"2004 - Йили өктәбирдә, мән үрүмчигә келип бир уйғур киши билән көрүштүм. У киши интайин иһтиятчанлиқ билән мән чүшкән меһманханиға кәлди. У маңа "мән бөлгүнчиликни тәрғип қилмаймән, пәқәт һәқиқий әһвалимизни аңлитишни халаймән" диди.

У йәнә һечқандақ уйғур террорчилирини билмәйдиғанлиқини, пәқәт қолида хитай һөкүмити тәрипидин тутулған вә етилғанларниң гезитләрдә илан қилинған тизимлики барлиқини билдүрди вә уни маңа сунди. Сөһбитимиз аяқлашқандин кийин, мән уни узитип қойғили чүштүм. Күтүлмигән йәрдин икки нәпәр қара кийим кийгән хитай бихәтәрлик хадими бизниң алдимизни тосуп, қоллиримизни қайрип, ятаққа қайтуруп әкирди. Сақчилар уни ахтуруш үчүн тамға йөләп турғузғинида, у қорққинидин һәтта һошидин кәтти.

Пиғанлиқ өкүнүш

pbs1.jpg
PBS Торидин бир көрүнүш

Мухбир бу күтүлмигән ақивәттин интайин өкүнүп, өзини әйипләп, ихтиясиз һалда көзигә яш алди:

"Сақчилар уни 19 - өктәбир күни кәчтә тутуп кәтти. Һазирғичә из- дерики йоқ. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң уни қаттиқ җазалиши мумкинликини пәрәз қиливатиду. Хәлқараниң униң мәсилисигә болған диққитини қолға кәлтүрүш үчүн, ахири исмини ашкарилашни тоғра таптим. Униң исми дилкәш тиливалди. Мән пәқәт мухбирлиқ мәсулийитим билән һәқиқәт игиләшкә тиришқан идим. Әмма буниңға бундақ көп бәдәл төлинидиғанлиқини ойлапму бақмаптикәнмән. Әгәр вақитни кәйнигә қайтурғили болса, униң билән көрүшмигән болаттим. Һазир униң һәсрәттики аяли , балилири көз алдимдин кәтмәйду. Мән пушайманда өзәмни әйибләватимән."

Мухбир серин фаңниң уйғур ели һәққидә ишлигән мәхсус фелими сәйшәнбә күни кәчтә америкиниң PBS телевизийисидә тарқитилди. Мәзкур телевизийә истансисиниң тарқитиш даириси кәң болуп, қубул қилиниш нисбити һәптисигә йүз милйон кишигә йетиду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.