Содигәр пәрһат наманопниң иқтисадий җәһәттин зиянкәшликкә учраш хәвпи бейҗиңдики бир түркүм уйғурларни һәрикәткә кәлтүрди
2012.09.27
Мушу сәвәптин алдинқи күни 40тин артуқ уйғур бейҗиң шәһәрлик һокүмәт алдиға топлинип, пәрһат наманопниң һәқсизлиққә учраш хәвпигә наразилиқ билдүргән. Әһвалниң тәрәққиятидин әндишә қилған даириләр топланған уйғурларниң 5 вәкили билән сөһбәт өткүзгән.
Мәлум болушичә, пәрһат наманоп, бейҗиңдики тйәнхәй өй - мүлк ширкитиниң саһиплиридин бири болуш билән бирликтә, йәнә икки чоң уйғурчә таамлар рестораниниң хоҗайини. Баққалчилиқму пәрһат наманоп қошумчә қиливатқан тиҗарәтләрниң бири. Пәрһат наманоп бейҗиңда игилик тиклигән вә йол тапқан уйғурлардин бири болғачқа, у тәбиий һалда бейҗиңда қийинчилиққа дуч кәлгән, зиянкәшликкә учриған вә яки йол тапалмиған уйғурларниң ярдәмчиси, мәслиһәтчиси вә бәзидә қийинчилиқтин қутқазғучиси болуп қалған. Пәрһат наманопниң билдүрүшичә, у башқуруватқан өй - мөлүк ширкитидики ишчи - хизмәтчиләр арисида уйғурлар йоқ; әмма униң ашхана вә баққалчилиқ тиҗаритидә мулазимәт ишлирини қилип турмуш кәчүрүватқан 100гә йеқин уйғур бар. Шуңа пәрһат наманопниң иқтисадий җәһәттин зиянкәшлик хәвпигә дуч келиши бейҗиңдики бир түркүм уйғурларни әндишигә салған вә наразилиқини қозғиған. Мушу айниң йәни 9 - айниң 11 - күни күни 30дин артуқ уйғур бейҗиң шәһәрлик һокумәтниң алдиға топлинип, пәрһат наманопниң иқтисадий җәһәттин зиянкәшликкә учраш хәвпигә наразилиқ билдүргән.
Топланған уйғурларниң наразилиқ кәйпиятидин әндишигә чүшкән хитай даирилири, улардин сөһбәт үчүн вәкил киргүзүшни тәләп қилған. Нәтиҗидә уйғурлардин пәрһат наманоп билән бирликтә 5 киши даириләр билән сөһбәт өткүзгән. Даириләр, мәсилисиниң завут - карханиларни башқуруш идариси билән алақидар икәнликини, мәсилини шу йәргә ейтишни тапилиған. Пәрһат наманоп көрситилгән органға қанчә қетимлап барған болсиму, идариниң һечбир мәсули билән көрүшәлмигән, һәтта идариниң дәрвазисиниң ичигиму кирәлмигән. Буниң билән алдинқи күни йәнә 40 тин артуқ уйғур мәзкур идариниң алдиға топланған; буниң билән даириләр алақзадә болуп, пәрһат вә униң қоллиғучилири билән сөһбәткә олтурған. Сүһбәт давамида уйғурлар, пәрһат наманоп билән завут арисида тузулгән тохтамниң узартилмаслиқиниң сәвәбини сориған. Хитай тәрәп завутни өзлири башқуруш пилани барлиқини ейтқан. Уйғурлар, завут тәрәпниң арилиқта тохтамни 5 йил узартишқа язма җаваб арқилиқ рәсмий йосунда қетилғанлиқини есигә салған. Хитай тәрәп язма җавабниң хата болғанлиқини, бу хаталиқ үчүн пәрһатқа 6 милйон йүән пул төләшкә рази икәнликини билдүргән. Пәрһат болса, зиянниң 67 милйондин ашидиғанлиқини ейтип, тохтамниң язма җаваб бойичә йәнә бәш йил узартилиш тәлипидә чиң турған. Хитай тәрәп мәсилиниң сотта бир тәрәп қилинишини оттуриға қойған; бу чағда пәрһат наманоп, сотниң мустәқил бир сот әмәсликини, униң һөкүмәткә беқинидиғанлиқини, өзлири билән давалишиватқан тәрәпниң болса, һөкүмәтниң оргини икәнликини, шуңа, бу ишта соттин адил һөкүм күтәлмәйдиғанлиқини ейтқан. Нәтиҗидә икки тәрәп келишәлмигән. Ахирида пәрһат наманоп хитай тәрәпни мәсилини қайта ойлинишқа вә адил бир тәрәп қилишқа чақирған; ундақ болмиғанда, уйғурларниң йәнә топлишип наразилиқ билдүридиғанлиқини ейтқан. Пәрһат наманоп, бу қетим қоллиғучилириниң қолиға лозунка қатарлиқ нәрсиләрни алмиғанлиқини, мәсилә адил бир тәрәп болмиса, келәр қетимда қоллиғучилири билән бирликтә тйәнәнмин яки хәлқ қурултийи залиниң алдида наразилиқ билдүридиғанлиқини баян қилди.