Пәрзәнтләрни оқутуш көчмә нопусқа асан йәрликкә тәс болмақта

Бултур 1-өктәбирдин етибарән уйғур аптоном районида 20 нәччә йил йолға қоюлуп келиватқан вақитлиқ туруш кинишкиси орниға көчмә нопусниң олтурақлишиш кинишка түзүми йолға қоюлуп хитай көчмәнлири уйғур ели йәрлик хәлқи билән охшаш тәминаттин бәһримән қилинған иди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.11.06
urumchi-kocha-uyghurlar-305.jpg Үрүмчидики мәлум бир кочида йүргән уйғурлар. 2012-Йил 7-январ.
Photononstop

Хәвәрләрдин мәлумки хитай даирилири көчмәнләрниң уйғур елидә техиму чоңқур йилтиз тартишиға шараит һазирлап уларниң пәрзәнтлириниң оқуш мәсилисини һәл қилиш үчүн маарипта мәхсус көчмә нопусқа етибар бериш, маарипта һәқ алмаслиқтәк сиясәтлирини түзүп йолға қойған. Әксичә йәрлик хәлқниң пәрзәнтлирини оқутуши техиму тәс болуватқан болуп, гәрчә тоққуз йиллиқ мәҗбурий маарип һәқсиз болсиму, йезиларда йолға қоюлған мәктәпләрни мәркәзләштүрүп башқуруш түзүми билән оқуғучиларниң барғанчә ешиватқан ятақ, тамақ вә кира вә турмуш чиқимлири деһқанларға еғир йүк болмақта.

Уйғур елидә чиқидиған шинҗаң гезитиниң 5-ноябир елан қилған “шинҗаңниң маарипта етибар бериш сиясәтлири көчмә нопусларниң йилтиз тартишиға техиму яхши шараит яритип бәрди” намлиқ хәвиригә қариғанда, икки йил илгири үрүмчидики бир көчмән балисини башланғуч мәктәптә оқутуш үчүн бир йилиға икки миң йүән чиқим қилидиған болса һазир пүтүнләй һәқсиз қилинған.

Уйғур аптоном райони елан қилған статистикида көрситилишичә, уйғур елидә көчмә нопус йилму йил көпийип, 2010-йили уйғур елиниң әмәлий көчмә нопуси 6 милйон 900 миңға йәткән. Бу уйғур ели омумий нопусиниң төттин биригә тоғра келиду.

Нөвәттә уйғур ели миқясида тизимға елинған көчмә нопус икки милйон 190миң болуп, олтурақлишиш кинишкисиға еришкәндин кейин, буларниң пәрзәнтлири бултурдин башлап уйғур елиниң һәр қандақ җайида һәқсиз оқуялайдиған болған. Үрүмчи шәһири өзидила көчмә нопусларниң мәктәп йешидики пәрзәнтлири 116 миңға йеқин болуп, көчмә нопус пәрзәнтлириниң 38% ни мәҗбурий маарип йешидикиләр игиләйдикән.

Хәвәрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмити көчмән хитайларниң пәрзәнтлириниң маарип мәсилисини һәл қилишқа бултур бир йил ичидә 2 милярд 360 милйон йүән аҗратқан. Һазир уйғур елидики тизимлатқан көчмә нопустикиләрниң балилириниң башланғуч мәктәпләргә кириши 100%ke, толуқсиз оттуриға кириши 98%ke йәткүзүлгән. Көчмә нопусниң пәрзәнтлирини оқутуш мәсилисиниң тез һәм тәлтөкүс һәл қилинишиға әгишип, уларниң уйғур елидики һәр қайси шәһәрләрдә турақлиқ олтуруш нисбити барғанчә ашмақта икән шундақла бу хил пайдилиқ сиясәтләр, техиму көплигән көчмәнләрниң уйғур елидә йәрлишишигә әмәлий қизиқтуруш күчини көрсәткән.

“шинҗаң гезити” ниң мәзкур хәвиридә йәнә мәркәзниң уйғур елиниң маарипқа қаратқан селинмисиниң асасән қош тил маарипини раваҗландурушқа қаритилғанлиқи буниңдин кейинки он йиллиқ пиландиму уйғур аптоном райони қош тиллиқ маарипқа қоюлидиған тәләпниң һәр қандақ саһәдин юқири икәнлики, мәқсәт уйғур аптоном районини 2020-йилиға барғанда хитайдики маарипта илғар җайға айландуруштәк нишанға йетиш икәнлики тәкитләнгән.

Хитай һөкүмитиниң ашкарилиған буниңдин кейинки маарип пиланидин мәлумки 2020-йилиға барғанда уйғур елиниң маарипи пүтүнләй хитайчилаштурулиду.

Нөвәттә, хитай һөкүмитиниң йолға қоюватқан қош тиллиқ маарип сиясити бойичә, уйғур балилири башланғуч мәктәпләрни қошуветилгән қош тил башланғуч мәктәплиридә оқуйду. Әмма толуқсиз оттура мәктәпкә чиққанда бир қисми уйғур елиниң бәзи чоң шәһәрләрдики нуқтилиқ мәктәпләрдә ечилған “шинҗаң ичи толуқсиз оттура синиплири” ға йөткәп оқутулиду, көп қисми болса йеза базар, наһийиләрдә “мәркәзләштүрүп башқуруш” маарип тәдбири билән бирләштүрүп қурулған ятақлиқ,толуқсиз яки толуқ оттура мәктәпләрдә оқушқа мәҗбур йәнә бир қисми болса хитай шәһәрлиридә тәсис қилинған шинҗаң синиплириға йөткәп оқутулмақта.

Гәрчә хитайниң аталмиш маарипта аммиға етибар бериш сиясити көчмәнләрниң пәрзәнтлирини оқутуши вә турмушиға қулайлиқ елип келип уларни хатирҗәм қиливатқан болсиму, уйғур елидә омумйүзлүк йүргүзүлүватқан мәркәзләштүрүп башқуруш түзүлмисидә балилири ятақлиқ мәктәпләрдә оқуватқан көп сандики уйғур ата-аниларға болса техиму көпләп чиқим вә бесим елип келиватқан икән.

Бу һәқтә тәңритағ тори мунбиригә бир деһқанниң уйғур аптоном райони маарип назаритиниң назириға язған очуқ хетидинму көрәләймиз.

Бир деһқан ата тәрипидин йезилған “деһқандин турсун назирға хәт” намлиқ бу очуқ хәттә, хеҗиң наһийилик 5-башланғуч мәктәптин ибарәт хитай уйғур бирләшмә мәктипигә көп сандики оқуғучиниң 15 километир йирақтин келип оқуйдиғанлиқи, турмуши яхшиларниң балилирини күндә аптомобилда тошуйдиған шараити болсиму, йәнила өзигә охшаш териқчилиққа тайинип җан беқиватқан нурғун деһқанниң пәрзәнтини бу мәктәптә оқутуши интайин тәскә тохтаватқанлиқи һәққидә шикайәт қилған.

Бу атиниң инкас қилишиға қариғанда, униң балиси велисипиттә мәктәпкә барғанда йол йирақлиқ, қатнаш бихәтәрлики мәсилилиридин әндишә қилса, ятақта ятқузғанда униң ятақ тамақ, турмуш чиқимлирини көтүрәлиши әсла мумкин әмәскән, буларни көтүргән тәқдирдиму мәктәп ятақлириниң һазирғичә пар бәрмигәнликигә охшаш мәсилиләр вә айда балиға кетидиған чиқимниң көплүкидин, пәрзәнтини оқутуш өзигә охшаш деһқанларға зор ғәм болмақта икән.

Уйғурлар хитай һөкүмитиниң маарипқа аҗратқан чиқими маариптики қийин мәсилиләрни һәл қилишқа ишлитилмәй, намувапиқ орунлаштуруш, намувапиқ тәдбирләр үчүн ишлитиливатқанлиқи буниң әмәлийәттә деһқанларниң бойниға сиртмақ болуватқанлиқини шикайәт қилмақта.

Юқирида америкидики уйғур алим доктор әркин сидиқ әпәнди вә илшат һәсән әпәндиләр ейтқандәк,' уйғур зиялийлар нөвәттә уйғур елидики маарип нишанниң хаталиқини, барлиқ күчни қариғуларчә маарипни қош тиллаштурушқа қаритиштәк сиясәт, уйғур ели маарипини, инсан тәрбийиләшни мәқсәт қилған маарипниң әсли нишанидин адаштуруп, әмәлий һәл қилишқа тегишлик мәсилиләргә көз юмуп, пәқәтла сиясәтни иҗра қилишнила билидиған бир сиясий механизмға айландуруп қоймақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.