Пәйзиваттики 27 - авғуст қизил бойи вәқәси һәққидә йеңи учурлар (2)
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.08.29
2008.08.29

AFP Photo
Пәйзиват сақчи идарисиниң билдүрүшичә, қизил бойи вәқәсидики һуҗумчиларниң яман яр вәқәсини пәйда қилғучилар икәнликигә һазирчә маддий пакит йоқ, әмма улар пәризиниң тоғрилиқиға %90 ишәнч билән қаримақта.
Яман яр вәқәси йүз бәргинигә бүгүн 17 күн болди, қизил бойи вәқәси йүз бәргинигә3 күн болди. Әмма гумандарлар һазирғичә тутулмиған. Нөвәттә қәшқәр вилайити мәзкур гумандарларни тутуш үчүн омуми йүзлүк сәпәрвәрликкә кәлтүрүлгән. Қәшқәр валиси әкбәр ғопурму сәпниң алдида. Қәшқәр партком секритари ши дагаң сақчиларни, тутуш җәрянида хаталишиштин қорқмаслиққа чақирған.
Хитай ташқи ишлар баянатчиси чин гаң түнүгүнки баянатида, мәзкур вәқә гумандарлирини бир очум кишиләр дәп атиған вә уйғур районида милләтләр мунасивити вәзийитиниң чоң җәһәттин яхши икәнликини билдүргән. Әмма қәшқәр хәлқиниң вәқә гумандарлирини бүгүнгә қәдәр бағрида йошуруп келиши чингаңниң сөзлирини инкар қилмақта.
Нөвәттә қизил бойи вәқәсидики яридар сақчилардин бир нәпириниң хәтәрлик басқучтин өткәнлики мәлум болди, әмма яридарлардин бир нәпириниң икки бармиқи кесиветилгән болуп, униң әһвали ениқ әмәс.
Йәрлик сақчи понкитиниң бир хадими бүгүн вәқә гумандарлири һәққидә вә қизил бойи вәқәси һәққидә йәнә бир қатар йеңи учурлар бәрди. Мәлум болушичә гумандарлар сани 7 дин 9 ға көпәйгән, улардин бири анаргүл мутәллип исимлик аялдур.
Диний етиқад җәһәттики мустәһкәмлики билән хитай сақчилириниң диққәт мәркизигә айланған анаргүл, дәсләптә яман яр вәқәсиниң гумандарлириға ярдәмләшкән дәп қарилип тәқип қилинған болса, әмдиликтә қизил бойи вәқәсиниң бивастә иштиракчиси сүпитидә изи қоғланмақта.
Анаргүл мутәллип әслидә пәйзиватниң миша йезисидин болуп, у бир мәзгил үрүмчи қатарлиқ җайларда диний тәлим елиш яки диний тәрғибат билән шуғулланған, кейин қизил бойи йезисиға той қилип кәлгән.
Түнүгүнки игилишимиздә пәйзиват сақчи башлиғи анаргүл мутәллипниң аниси амангулни миша сақчи понкитида тутуп туриватқанлиқини билдүргән иди. Бүгүнки мәлуматта униң 8 яшлиқ оғлиниң тутуп туруливатқанлиқи мәлум болди.
Мәзкур сақчи хадими йәнә гумандарларниң алаһидә чениққан , бәстлик күчлүк кишиләр икәнликини билдүрди.
Бу, пәйзиват наһийисидә йүз бәргән 27 - авғуст қизил буя вәқәси һәққидики әң йеңи мәлуматлардур.