Пил билән әҗдиһаниң риқабити
Мухбиримиз вәли
2008.09.29
2008.09.29
AFP Photo
Б б с ниң хәвәр қилишичә, һиндистан буниңдин сәл бурун, һималая тағлирида аллиқачан ташлинип кәткән бир һәрбий базисини қайтидин әслигә кәлтүргәндә, бу хитайға қилинған риқабәт дәп қаралған иди.
Йеқинда һиндистан йәнә һинди окяндики молокко араллирида һәрбий база қурупла қалмай, бермидиму назарәт қилиш - аңлаш понкити қурди. Буму һазир хитайға қилинған йеңи риқабәт дәп қариливатиду. Мана бу пил билән әҗдиһаниң һазирқи риқабитини көрситидиған аламәтләр.
Хитай билән һиндистанниң истратегийә қаратмиси җәһәттики пәрқ
Америкидики клермонт тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси лин чаңшен әпәндиниң мулаһизә қилишичә, хитай билән һиндистанниң истратегийә җәһәттики қаратмиси охшимайду, хитай истиратегийиси асасән америка, русийә, японларға қаритилған. Әмма һиндистанниң истиратегийиси болса бирла хитайға қаритилған.Хитайниң екиспорт - импорт қилидиған бирдин бир йоли һинди окян вә молокко араллирида
Клермонт тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси лин чаңшен әпәндиниң қаришичә, хитай йеқинқи йиллардин буян, болупму 90 - йиллардин буян, һинди окян районида һиндистан билән тинч өтүш үчүн тиришти. Әмәлийәттә бу хитайниң вақитлиқ тәдбири. Чүнки хитайниң иқтисадий тәрәққияти җәнубий окян районида тинчлиққа муһтаҗ. Хитайниң өз мәһсулатлирини екиспорт, импорт қилидиған, дуняниң һәр қайси җайлиридин нефит йөткәйдиған бирдинбир йоли деңизда.Һинди окян арқилиқ, молокко араллири арқилиқ келиду. Хитай бултур оттура шәрқтин, африқидин вә дуняниң башқа җайлиридин мушу йол билән 200 милйон тонна нефит киргүзди. Хитай гәрчә һиндистанни яхши көрмисиму, әмма униң билән яхши өтмәй амали йоқ. Чүнки хитайниң деңиз армийә күчи бу йолни қоғдашқа қурби йәтмәйду.
Хитайниң һиндистанға тәһдит салалайдиған бирла йери тибәт болсиму...
Клермонт тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси лин чаңшен әпәндиниң қаришичә, һиндистанниң иқтисадий күчи хитайдин төвән. Әмма деңиз армийә вә һава армийә күчини төвән дегили болмайду.Һиндистанниң һинди окянда хитайға тәһдит селиши асан, әмма хитайниң һиндистанға тәһдит салалишиш асан әмәс, чүнки хитайниң деңиз армийиси аҗиз, окянларда йираққа тез баралмайду. Бу җәһәттә һиндистан хитайдин күчлүк, униң авиаматкилири бар, хитайниң йоқ. Хитайниң һиндистанға тәһдит салалайдиған бирла йери тибәт, әмма тибәт егизликидә қатнаш қолайсиз, хитай бу районда көп әскәр сәпәрвәр қилалмайду, бу районда тәбиий шараитқа маслишиш җәһәтләрдә йәнила һиндистан алаһидә үстүнлүккә игә.
Хитайниң һиндистанға тақабил туридиған күчлүк тәдбири пакистанни қоллаш
Клермонт тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси лин чаңшен әпәндиниң қаришичә, хәлқара сиясәт күчкә бағлиқ. Хитайниң һиндистанға тақабил туруш үчүн қоллиниватқан күчлүк тәдбири пакистанни қоллаш. Пакистан арқилиқ һиндистанни чәклимигә учритиш. Бу хитайниң җәнубий асиядики асаслиқ сиясити.Һиндистанниң бирла пакистандин башқа риқабәтчиси йоқ. Лекин хитай тақабил турушқа тегишлик тәрәпләр көп, демәк, хитайниң истратегийә муһити һиндистандин көп начар. Гәрчә хитай һиндистан билән тинч өтүш арзуси барлиқини ипадиләватсиму, әмма хитай һиндистанға қаратқан бу тәдбирини һечқачан аҗизлаштуруп баққини йоқ. Чүнки пакистан хитайниң истратегийә җәһәттики бирла байлиқ мәнбәси. Пакистан мәғлуп болса, хитайниң һиндистанни чәклимигә учритидиған күчи қалмайду.
Һинди окянда америкидин қалса һиндистан күчлүк
Клермонт тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси лин чаңшен әпәндиниң қаришичә, хитай гәрчә пакистан билән бермини қоллиғанлиқини һиндистанни үч тәрәптин муһасиригә алғанлиқ дәп қарисиму, әмәлийәттә бу ундақ рол ойнимайду. Чүнки берминиң һиндистан билән болған мунасивитиму яхши, у пүтүнләй хитайға янтаяқ болмайду. Пакистанму хитайниң ярдимисиз һиндистан билән риқабәтлишәлмәйду.Пүтүн һинди окян истратегийисидин қариғанда, һинди окянда америкидин қалса һиндистан күчлүк. Бу қетим һиндистанниң деңиз, һава пәвқуладдә қисимлири һинди окянда чоң маневер өткүзүп, деңизда парахотларни тосуш мәшиқи елип берип күчини көрситип қойди. Хитай һазир тинч окяндики тосалғуларға тақабил туралмай қалған һазирқи әһвалда, һинди окянға өтәлигидәк күчкә игә әмәс.