Хитайниң “аз туғуп, тез бейиш” қурулуши уйғурларға немиләрни елип келиду

Хитай һөкүмити уйғур елиниң җәнубидики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр нопуси 50% тин ашидиған җайларда “аз туғуп тез бейиш” қурулушини күчәйтиш үчүн, мәхсус пиланлиқ туғут мәблиғи аҗратти.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.08.22
pilanliq-tughut-305.jpg Уйғур елидики мәлум бир уйғур айалниң балисини қучиқида тутуп олтурған сүрити.
RFA Archive

Хитай 730 милйонға йеқин бу пиланлиқ туғут мәблиғини йәниму көп аилиләрни йәни хитайдин башқа милләтләрниму пәқәт бирла пәрзәнтлик болушқа риғбәтләндүрүш, бу арқилиқ уйғур елидики йәрлик милләтләр нопусини контрол қилиш пиланини ишқа ашурушқа сәрп қилидикән. Хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут мукапатиға вә етибариға еришиш үчүн бирдин артуқ пәрзәнтлик болуш пурситидин ваз кечиш, уйғурлар үчүн немидин дерәк бериду? бу һәқтә охшимайдиған пикирләрни мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған программидин аңлаймиз.

Мәлум болғандәк, пиланлиқ туғут сияситини 30 йилдин буян дөләтниң түп сиясити дәп күчлүк рәвиштә йүргүзүп кәлгән хитай һөкүмити, йеқинқи йиллардин буян бу сиясәткә аз тола түзитиш киргүзүп, бара- бара хитайларғиму бәзи шәртләр билән иккинчи яки үчинчи пәрзәнт көрүшкә йол қойидиған кәңчилик һаләтни шәкилләндүрмәктә. Һалбуки, әксичә әслидә хитайниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан пиланлиқ туғут қануни бойичә, уйғурлар икки яки үч пәрзәнтлик болушқа һәқлиқ болсиму, йеқинқи йиллардин башлап уйғурларниң бирдин артуқ пәрзәнт көрмәслики үчүн түрлүк сиясәт, тәдбирләрни қолланмақта.

Илгири аңлитишимизда, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сияситиниң мәқсәт һәм нишани һәққидә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси үмид агаһи әпәнди, “әгәр хитай һөкүмити ноқул һалда нопус контрол қилишни мәқсәт қилған болса,хитай өлкисидин нопус йөткишиниң һаҗити йоқ иди, бир тәрәптин көчмән йөткәп уларни йәрликләштүрүшни күчәйтиш билән тәң, уйғурларға қарита нопус контроллуқини күчәйтиши, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларни өз елидә аз санлиққа чүшүрүш, бу арқилиқ уларни барлиқ һоқуқ мәнпәәтлиридин, һәтта милләт сүпитидә мәвҗут болуштинму мәһрум қилишни мәқсәт қиливатқанлиқини ашкарилайду” дегән иди. Шундақла “уйғурлар нопусиниң өз вәтинидә аз санлиққа чүшүп қелиши, һәтта кәлгүси әркинлик, мустәқиллиқ арзусиниң бәрбат болушиға сәвәб болуп қалидиғанлиқи” ни агаһландурған иди.

Йеқинда хитайниң уйғур елидики нопус вә пиланлиқ туғут комитети мәхсус уйғур елиниң җәнубидики аз санлиқ милләтләрни бирдин артуқ пәрзәнт көрмәсликкә риғбәтләндүрүш, бу арқилиқ нопусни контрол қилишқа мәхсус мәбләғ аҗратти. Шундақла бу хил пиланлиқ туғут тәдбиригә “аз туғуп тез бейиш” қурулуши дәп бәрди. Бүгүн бу һәқтә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди, уйғурлар аз туғқандила бай болаламду? көп пәрзәнтлик болуш һоқуқидин ваз кечиш уйғурларға немиләрдин дерәк бериду? дегәндәк мәсилиләргә қарита өзиниң көз қарашлирини оттуриға қоюп “хитайниң мәқсити ениқ, уйғурларни бир чәттин мәдәнийәт, тил җәһәттин ассимилятсийә қилип, йәнә бир җәһәттин хитай өлкилиригә тарқақлаштуруп, йәнә бир җәһәттин уйғур елидики нопусниң көпийишини бар амал билән қисип ахирида йоқ қилиш” деди.

Шундақла йәнә, аталмиш “аз туғуп, тез бейиш” қурулуши уйғурлар үчүн әксичә, иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт җәһәттин намратлиқтин башқа нәрсә елип кәлмәйду дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси үмид агаһи әпәнди, һәр бир уйғурниң, һәр бир уйғур аилисиниң уйғурларниң нопус җәһәттин көпийишидә миллий һәм диний бурчи, мәсулийити бар дәп қарайдиғанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң уйғурларни һәр тәрәптин йоқитишни мәқсәт қиливатқан сиясәтлири күчийип, уйғурларниң мәвҗудийити тәһдиткә учраватқан кәскин вәзийәттә, өзини вә вәтинини сақлап қелиш үчүн уйғурларни техиму көп пәрзәнтлик болушқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.