Мәкиттики пиланлиқ туғут вәзийитигә нәзәр
2005.08.22
Хитайниң пиланлиқ туғут сияситини йүргүзиватқиниға 20 йилдин ашти. Һәммимизгә мәлум, бу мәзгилдин буян мәзкур сиясәтниң зиянкәшликигә учриған әһваллар вә мәҗбурий бала алғузуш сәвәбидин кесәл болуп кәткән аялларниң мисаллири арқа-арқидин көрүлүп кәлди.
Йеқинда шәрқий түркистан учур мәркизи, хитай даирилириниң мәкит наһийисидики 471 нәпәр диний затқа хитайниң пиланлиқ туғут сиясити қолланмисини тарқатқанлиқи һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, бизниң диққитимиз мәкит наһийисиниң пиланлиқ туғут вәзийитигә мәркәзләшти.
Бу программимизда, мухбиримиз пәридә силәрни мәкитниң нөвәттики пиланлиқ туғут вәзийити һәққидә һөкүмәт даирилирини вә бу сиясәтниң бивастә зиянкәшликикә учриған бир ханимни зиярәт қилип тәйярлиған мәлуматлардин хәвәрдар қилиду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң ғәрбий шималидики нопус вә тәрәққият мәсилиси
- Хитай һөкүмити пиланлиқ туғутниң уйғур районида яхши иҗра қилинмайватқанлиқини билдүрмәктә
- Аялини қоғдаш үчүн йеза кадирини өлтүргән яш, диний әсәбийлик билән әйибләнгән
- Хитай, пиланлиқ туғут сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрмәктә
- Вашингтонда хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә испат бериш йиғини ечилди