Кишилик һоқуқ тәшкилатлири португалийиниң гуантанамо тәклипини қарши алди

Португалийә һөкүмити йеқинда явропа иттипақиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириға хәт йезип, гуантанамодики дөлитигә қайталмайдиған тутқунларни явропа әллиригә қобул қилиш, америкиниң гуантанамо лагерини тақишиға ярдәмдә болушни тәклип қилған иди.
Мухбиримиз әркин
2008.12.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
GuantanamoBay-305 Гуәнтанамо түрмисиниң сирқи көрүнүшлиридин бири.
AFP Photo

Португалийиниң тәклипи америка һөкүмитиниң муәййәнләштүрүшигә еришипла қалмай, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму қарши елишиға еришкән.

Америкиға тәһдит әмәс дәп ақланған, лекин дөлитигә қайталмайдиған тутқунларни қандақ бир тәрәп қилиш мәсилиси америка президенти буш һакимийәт сориған кейинки 4 йилда америка дуч кәлгән бир тәрәп қилиш тәс әң назук мәсилиләрниң бири болуп қалған иди. Гуантанамодики 17 нәпәр уйғурни өз ичигә алған аз дегәндә 50 тәк тутқунни қобул қилишни халайдиған 3 ‏ - бир дөләт һазирға қәдәр чиқмиған иди.

Буш һөкүмити болса бу кишиләрни америкиға қобул қилалмайдиғанлиқини билдүрүп, америка федерал сотиниң уйғур тутқунларни америкиға қоюп бериш һәққидики қарарини иҗра қилишни тохтатқан. Бу әһвалда португалийә ташқи ишлар министири амадониң йеқинда явропа иттипақи ташқи ишлар министирлириға йоллиған хетидә оттуриға қойған гунаһсиз, дәп ақланған гуантанамо тутқунлирини явропа әллиригә қобул қилишни музакирә қилиш һәққидики тәклипи хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә дуня уйғур қурултийиниң қарши елишиға еришмәктә. Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң террорлуқ мәсилилири буйичә юқири дәриҗилик мәслиһәтчиси җейн дескал, португалийә ташқи ишлар министири амадониң явропа әллиригә гуантанамодикиләрни қобул қилишни тәклип қилмиған болсиму, лекин униң бу мәсилә үстидә музакирә елип беришни тәклип қилғанлиқиниң өзи муһим бир қәдәм, дәп көрсәтти.

Җейн дескал радиомизға бәргән бу һәқтики баянатида "португалийиниң явропа иттипақини тутқунлар мәсилисидә музакирә елип беришқа чақирип, музакиригә қатнишиш, бәзи тутқунларни қобул қилиш қарари чиқириш җәряниға йетәкчилик қилишни халайдиғанлиқини ипадилигәнлики наһайити муһим бир қәдәм. Америка гуантанамо мәсилисини һәл қилишта хәлқара шериклириниң вә явропадики иттипақдашлириниң һәмкарлиқиға муһтаҗ шундақла буниң әң муһим йоли явропадики иттипақдашлириниң бәзи тутқунларни қобул қилишидур" дәп көрсәтти.

Америка ташқи ишлар министирлики һазирға қәдәр аз дегәндә 70 дөләт билән гуантанамодики тутқунларни орунлаштуруш мәсилиси үстидә музакирә елип барған болуп, бу дөләтләрни юртиға қайталмайдиған тутқунларға панаһ җай беришкә үндигән. Америка ташқи ишлар министирликиниң баш әлчиси клинт виллиамсон бирләшмә агентлиқиға бәргән бу һәқтики учурида америка һөкүмитиниң явропа иттипақидики дөләтләр билән тутқунлар мәсилиси үстидә көп қетим сөһбәт елип барғанлиқини, лекин явропа әллириниң өзлирини гуантанамоға четивелишни халимайдиғанлиқини, португалийә вә явропа иттипақидики бәзи дөләтләр билән елип барған бу һәқтики сөһбитиниң уйғур тутқунларға четилидиғанлиқини билдүргән. У португалийә ташқи ишлар министири амадониң тәклипини муәййәнләштүрүп," биз бу тәклипни қарши алимиз " дегән иди.

Лекин кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатидики җейн дескалниң әскәртишигә қариғанда "гуантанамо мәсилисини америка өзи яратқан, шуңа бу мәсилини һәл қилиштики асаси мәсулийәт америкиниң үстидә. Лекин әмәлийәтни чиқиш қилғанда америка йәнила шериклириниң ярдимигә муһтаҗ. Португалийиниң тәклипи муһим бир қәдәм, лекин бу йәнила 1 ‏ - қәдәм". У бу мәсилини йеңи президент обаманиң һәл қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Җейн дескал " йеңи сайланған президент барак обама гуантанамони тақайдиғанлиқини билдүргән. Биз униң өз вәдисини әмәлдә көрситишни күтимиз шундақла гүәнтанамони тақаш тоғрисидики пиланини пат арида елан қилишини, тутқунларни америкиға йөткәп, җазалинидиғанларни америкида җазалашни башлишини, адиланә сот системисида җазалишини, башқиларни юртиға қайтурушини үмид қилимиз. Лекин бир қисим тутқунлар бар, уларни юртиға қайтурушқа болмайду. Чүнки уларниң еғир тән җазаси вә зиянкәшликкә учраш еһтимали мәвҗут. Шуңа хәлқара җәмийәтниң америкиға һәмкарлишип, тутқунларниң мәсилисини һәл қилиши наһайити муһим " дәйду.

Һазир гуантанамодики һәрбий лагерға соланған тутқунларниң сани 250 әтрапида болуп, уларниң ичидики юртиға қайтурулса болмайдиған тутқунлар уйғур, өзбек, алҗирийилик, сүрийилик, тунис вә ливийәликләрни өз ичигә алиду. Португалийә ташқи ишлар министири амадо мәктубида йәнә, бир қисим тутқунларни қобул қилиш явропа иттипақи америкиниң гуантанамо мәсилисини бир тәрәп қилишиға ярдәм беришни халайдиғанлиқиниң сигнали болуп қалидиғанлиқини илгири сүргән. Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи болса амадониң тутқунларни явропаға тәқсим қилишни ойлишиш һәққидики тәклипини қарши алди. Амадониң мәктубиниң муһим башлиниш икәнликини тәкитлигән уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса, уйғур тутқунларни явропадики уйғур муһаҗирлар көп олтурақлашқан дөләтләргә тәқсим қилишниң муһимлиқини чүшәндүрди.

Америкиниң вашингтон районидики бир федерал сот мәһкимиси бу йил 10 ‏ - айда қарар чиқирип, буш һөкүмитини гуантанамодики 17 нәпәр уйғурни америкиға қоюп беришкә буйриған болсиму, лекин буш һөкүмити вашингтон районидики юқири дәриҗилик йәнә бир сот мәһкимисигә әрз сунуп, төвән сотниң уйғурларниң қоюветиш һәққидики қарарини иҗра қилишни тохтатқан иди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлар мәсули әмий мәклин болса йеңи президент обаманиң гуантанамодики уйғурларни америкиға орунлаштуруп, башқиларға үлгә яритишини үмид қилди.

Әмий мәклин радиомиз мухбириниң бу һәқтики соаллириға бәргән җавабида " буш һөкүмити гуантанамодики тутқунларниң бир қисиминиң саламәт юртиға қайтишини, йәнә бир қисиминиң америкиға орунлишишини рәт қилди. Мана бу биз дава қиливатқан, илгири сүридиған қануни мәсилә. Бу йил өктәбир ейида вашингтон районидики федерал сот мәһкимисиниң бир сотчиси гуантанамодики гунаһсиз, дәп ақланған 17 нәпәр уйғурни америкиға қоюп беришни буйриған иди. Лекин бу буш һөкүмитиниң әрз қилишиға учриди. Биз обама һөкүмитиниң бу әрзни бикар қилип, тутқунларниң һәммисини америкиға елип келишни, уларни қоғдаш, уларни қобул қилишни халайдиған дөләтләргә үлгә яритишини үмид қилимиз " дәп көрсәтти.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.