Түркийилик оқуғучи қаған омақ бейҗиңда хитайлар тәрипидин өлтүрүлди
2012.10.12
Хәвәрләрдин игилишимизчә, хитай сақчилири қолида камера лентиси барлиқини вә җәсәт тәкшүрүш арқилиқ, қаған омақниң зади немә сәвәб билән өлгәнликини бекитидиғанлиқини илгири сүргән. Қаған омақниң мәйдә қисими таяқ зәрбисидин көкирип кәткән болуп, йүз вә баш қисимлириму ушшақ яра излири билән қапланған. Вәқәни бейҗиңда турушлуқ түркийә баш әлчиханисиға билдүргән хитай сақчилири, вәқәниң тәкшүрүш үстидә икәнликини йәткүзгән. Мухбирларға болса ениқ бир нәрсә демигән. Түркийә баш әлчиси мурат салим есәнли башта мухбирларға бәргән баянатида җуңго һөкүмитиниң пүтүн күчини ишқа салидиғанлиқини билдүрүп, вәқә һәққидә разведка башланғанлиқини илгири сүргән. Баш әлчи есәнли тәкшүрүш нәтиҗисини сақлаватқанлиқлирини вә җинайәтчиниң тепилишини үмид қилидиғанлиқини, шундақла адил нәтиҗини оттуриға чиқириш үчүн қолидин келидиған һәрқандақ ишни қилидиғанлиқини оттуриға қойған болсиму, кейин җиһан хәвәр агентлиқи мухбириға мундақ дегән:
“биз дилони йеқиндин көзитиватимиз. Өлгүчи яшниң аилиси билән хәвәрлишип туруватимиз. Җуңго сақчилириниң қолида йетәрлик пакитлар мәвҗут. Биз җуңго сақчилириниң адил һөкүм чиқиридиғанлиқиға ишинимиз.”
Бу толиму паҗиәлик бир вәқә болған болсиму, түрк баш әлчи башқа һечқандақ етиразда болмиди. Бу вәқә хитайда тунҗи қетим түрк пуқрасиниң вәһшийләрчә өлтүрүлүши һесаблиниду.
Түркийә пуқраси қаған омақ ливан әрәблиридин болуп, түркийиниң антакя шәһиридин. 2009 - Йили ливан пайтәхти траблустики фатих университети компиютер мутәхәссислик кәспини пүттүргән қаған дөләтлик оқуш мукапати билән хитайға бариду вә у йәрдә шаңхәй университетида тил өгәнгәндин кейин, бейҗиң қатнаш университетида компиютер юмшақ детали мутәхәссислики кәспи бойичә магистерлиқта оқуйду. Савақдашлири, оқутқучилири вә достлири мухбирларға униң һечқандақ шәхсий адавити йоқлуқини, толиму чиқишқақ бир инсан икәнликини, уни толиму яхши көридиғанлиқлирини ейтишқан.
Қаған омақ вәқә йүз бәргән күни кәчтә түркийилик ятақдеши ө. К вә бир япон қиз билән биллә башта япончә тамақханиға берип ғизаланған. Кәч саәт 11 ләрдә канадалиқ бир қиз тонуши уларға қошулған. Андин, төтәйлән сәнлитүндики охшашмиған икки мәйханида көңүл ачқан. Улар әң ахирида киргән мәйханида қаған бир телефонни елип сиритқа чиқип кәткән пети қайтип кәлмигән. Униң һәмраһлири башқа бир японлуқниң “силәрниң достуңлар сиртта йиқилип қапту” дегән гепи билән сиртқа чиқип уни издәшкә башлиған болсиму, хәвирини алалмиған. Қағанниң җәсити сәһәр саәт 03:00 тә бейҗиң ишчилар тәнтәрбийә сарийиниң шималий ишикидә сақчилар тәрипидин байқалған. Вәқәдин кейин қағанниң достлири мухбирларға өзлириниң қайғусини вә достиниң туюқсиз өлүмигә һаң - таң қалғанлиқини ипадилигән.
Сақчилар тәкшүрүш җәрянида қағанниң янфонидики сөзлишиш хатириси өчүрүветилгән болсиму әмма, әң ахирида йолланған учурниң сақлинип қалғанлиқини ениқлиған. Учур түркчә йезилған болуп, мәзмуни “оғлум, бу саңа язған ахирқи учурум” болған.
Хитай депломатийә министири сөз вәкили хуң лей җиһан хәвәр агентлиқиниң соалиға бәргән җавабида, өзиниң бу вәқәдин тәпсилий хәвири йоқлуқини әскәрткәндин кейин мундақ деди:
“җуңгониң ишики җуңгоға саяһәткә, оқушқа вә ишләшкә кәлгән һәрқандақ бир чәтәлликкә очуқтур. Җуңго һөкүмити җуңго тәвәсидә яшаватқан оқуғучи яки хизмәтчи чәтәлликләрниң һаятини қанун ичидә қоғдайду. Җуңголуқлар чәтәлликләргә изчил очуқ йоруқ вә сәмимий муамилидә болуп кәлди” деди.
Мутәхәссисләрниң ейтишичә, хитайларда етник милләтчилик әвҗ алған болуп, ташқи җәһәттә япон вә башқа милләтләргә, ички җәһәттә болса уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләргә болған өчмәнлик юқири пәллигә чиққан.
Өткән бир нәччә йил ичидә ичкиридики уйғур алий мәктәп оқуғучилириму нурғун қетим ялланма сақчилар тәрипидин кимлик тәкшүрүш вә оғри тутуш баһанилири билән опчә таяққа тутулған. Бу һәқтә узун йил бейҗиңда турған бир уйғур бизгә мәлумат бәрди.