Қағилиқтики һәрбий газармиға қилинған һуҗумда өлгән вә яриланғанларниң кимликлири һәққидә қисмән мәлуматлар ашкариланди
2012.10.18

Әмма хитай һөкүмити районниң муқимсиз вәзийитини дуняға ашкарилимаслиқ үчүн, вәқәни ахбараттин йошурған иди. Мухбиримизниң өткән һәптидики игиләшлиридә, қағилиқтики бәшкерәм сақчиханисиниң бир башлиқи мотсиклитлиқ партлитиш вәқәсиниң йүз бәргәнликини ашкарилиған иди. Мухбиримизниң бүгүнки игиләшлири давамида, қағилиқ наһийилик 1-дохтурханиниң башлиқи ваң җйәнмиң вәқәдә өлгән вә яриланғанларниң кимликлири һәққидә қисмән мәлуматларни паш қилди.
Қағилиқтики өзини ашкарилашни халимиған бир кишиниң радиомизға билдүрүшичә, вәқәдә өлгән вә яриланғанларниң сани җәмий 21 нәпәр. Униң билдүрүшичә, вәқә йүз бәргәндин кейин яридарлар қағилиқтики һәрбий дохтурхана, миллий шипахана вә хәлқ дохтурханиси қатарлиқ үч дохтурханиға бөлүп апирилған. Биз бүгүн яридарларниң кимлики вә әһвали һәққидә мәлумат елиш үчүн, юқириқи үч дохтурханиларға телефон қилдуқ вә наһийилик хәлқ дохтурханисиниң башлиқидин төвәндики мәлуматларға ериштуқ.
Дохтурхана башлиқиниң юқириқи мәлуматлиридин қариғанда, вәқәдин яриланғанлардин 5 киши наһийилик хәлқ дохтурханисиға апирилған. Булардин 4 нәпири хитай, бир нәпири уйғур. Йәнә мәлум болушичә, вәқәдә өлгән вә мейип болғанлар му бар. юқириқи мәлуматлардин вәқәдә өлгән вә яриланғанларниң һәммисиниң дегүдәк һәрбийләр икәнлики испатланған болсиму, әмма өлгән вә яриланғанларниң омуми сани 21 икәнлики техи толуқ испатланмиди.