Қағилиқтики бир хитай пуқраси 28-феврал вәқәсидә һөкүмәтниң җавабкарлиқи барлиқини илгири сүрди

Вәқәгә нисбәтән өз қаришини билдүргән хитай пуқраси, бу хил һуҗум қилиш вәқәсиниң йүз беришигә йәнила даириләрниң районда зиядә қаттиқ сиясәт йүргүзгәнлики сәвәбчи дәп қарайдиғанлиқини илгири сүрди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.02.29
qeshqer-weqesi-qoralliq-charlash-305.jpg Қәшқәрдә йүз бәргән йеңи базар вәқәсидин кейин, қораллиқ әскәрләр кочида чарлап йүрмәктә. 2011-Йили 2-авғуст.
AFP

28-Феврал чүштин кейин қағилиқ бәхт йолидики хитайлар тиҗарәт қилидиған көктат базирида йүз бәргән, бир қисим уйғур яшлириниң хитай пуқралириға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә, вәқә йүз берип 2 саәттин кейин хитайниң шинхуа агентлиқи хәвәр бәрди. Әмма қәшқәр вилайити һәм қағилиқ наһийилик һөкүмәт тор бетидә вәқә йүз берип 24 саәткичә һечқандақ учур берилмиди. Пәқәт 29-феврал чүштин кейин шу җай вақти саәт 5:30 да қәшқәр һөкүмәт ториниң хитайчә бетидә “қағилиқ бәхт йоли базирида 9 нәпәр террорчи пичақ билән пуқраларға һуҗум қилди. 13 Бигунаһ пуқра өлди. Көп адәм яриланди. Сақчилар 7 террорчини етип өлтүрүп иккисини тирик тутти” дегән қисқа учур берилди.

Радиомиз уйғур бөлүми қағилиқ наһийисигә телефон қилип, игилигән әһваллардин, қағилиқтики радио, телевизорларда вәқә һәққидә хәвәр берилмигини үчүн, зор көпчилик уйғурларниң вәқәдин хәвири йоқлуқи, һәтта сақчиханида ишләйдиған сақчиларниңму әһвалдин толуқ хәвәрдар әмәслики мәлум болди.

Вәқә йүз бәргән җай-қағилиқ бәхт йоли көктат базири әтрапида олтурушлуқ бирқанчә уйғур телефонимизни алған болсиму, әмма улар нөвәттә қағилиқ базириниң тинчлиқини тәкитләп, вәқә һәққидә һечқандақ хәвири йоқлуқини билдүрди.

Қағилиқ наһийисидики бәхт йоли сақчиханиси, қағилиқ азадлиқ йоли сақчиханиси, достлуқ йоли сақчиханиси вә қағилиқ наһийисидики йеза сақчиханилиридин телефонимизни алған сақчиларниң бәзилири юқиридин вәқә һәққидә һәрқандақ орунниң телефон зияритини қобул қилмаслиқ буйруқи барлиқини билдүрүп зияритимизни рәт қилди.

Йәнә бир қисим сақчилар болса, өзлириниң вәқәниң тәпсилати һәққидә хәвири йоқлуқини билдүрүп, өзлиригә вәқәниң тәпсилати һәққидә һечқандақ учур берилмигәнликини, әмма икки күндин буян қағилиқта бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилгәнликини илгири сүрди.

Телефонимизни алған қағилиқтики хитай пуқралири вәқәдин хәвири йоқлуқини билдүрүп, вәқә һәққидә пикир баян қилишни рәт қилди.

Қағилиқ боәй дохтурханисидин зияритимизни қобул қилған бир нәпәр хитай дохтур, яридарларниң қағилиқ хәлқ дохтурханисиға елип кетилгәнликини билдүрүп, өзиниң вәқәдә 12 адәмниң өлгәнликидин хәвири барлиқини билдүрди.

Хитай миллитидин болған бу дохтур йәнә, өзиниң вәқә һәққидики қаришини билдүрүп мундақ деди:
‏-Түнүгүн кәчтин буян вәзийәт җиддийләшти. Дохтурханимиздиму бихәтәрлик тәдбирлири елинди. Мениң нурғун хизмәтдашлирим бүгүн әтигән ишқа такси билән келипту. Мениң дохтурханидики уйғур хизмәтдашлирим билән болған мунасивитим наһайити яхши. Мән бундақ бир ишниң йүз бәргәнликидин толиму әпсуслинимән. Мениңчә, бу хил һуҗум қилиш вәқәсиниң йүз беришигә йәнила һөкүмәтниң уйғурларға қаратқан зиядә қаттиқ бесими һәм чәклимилири сәвәб болди. Әлвәттә бу хил бесимға нарази болған бир қисим уйғурлар башқа чиқиш йолини тапалмиғанлиқи үчүн, мушундақ шиддәт йолини таллашқа мәҗбур болмақта. Мениңчә, әгәр сиясәт мушундақ давамлашса, бундақ вәқәләр йәнә йүз бериши мумкин. Һазир болғулуқ йәнила пуқраларға болуватиду. Мән бу һәқтә йәниму көп тохтилишни халимаймән. Чүнки пәқәт пәризимгә тайинипла вәқә һәққидә қаришимни баян қилалмаймән. Униң үстигә бизниң һазирқи шараитимизму бундақ вәқәләр һәққидә пикир баян қилишимизға яр бәрмәйду.

Хитай һөкүмәт даирилириниң уйғурларға қаратқан юқири бесимлиқ бастуруш сиясити сәвәблик, һөкүмәттин нарази болған уйғурларниң, сақчиханилар һәм хитай пуқралириға қарши шиддәт түсини алған бу хил һуҗум қилиш вәқәлири 2009 йилидики 5-июл үрүмчи вәқәсидин буян бирқанчә қетим йүз бәрди. Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, бу қетим қағилиқтики хитайлар тиҗарәт қилидиған көктат базирида йүз бәргән, хитай пуқралириға һуҗум қилиш вәқәсидин бир ай илгири, уйғур елиниң һәрқайси җайлирида “қанунсиз диний паалийәтлиригә зәрбә берип, муқимлиқни сақлаш” һәққидә һөҗҗәт тарқитилған. Радиомиз зияритини қобул қилған уйғурларму, йәрлик даириләрниң “қанунсиз диний паалийәтлиригә зәрбә бериш” намида, уйғурларниң нормал диний паалийәтлири һәм кийинишлиригә чәклимә қоюши, мәсчитләргә сирттин кәлгән диний затларни тизимлаш тәлипини қоюп, пуқраларниң коллектип һалдики диний паалийәтләрни өткүзүштә аввал һөкүмәт даирилириниң рухситини елишни тәләп қилиши қатарлиқларниң уйғурларниң наразилиқини қозғиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.