' 5 - Июл үрүмчи қанлиқ вәқәси' дин кейинки уйғурлар вәзийитигә нәзәр
Мухбиримиз миһрибан
2009.08.06
2009.08.06

RFA Photo
Һазирғичә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар вә уйғурларға һесдашлиқ қилған кишиләрниң наразилиқ намайишлири давамлишиватиду. Биз бу бир ай ичидә пәқәт уйғур елиниң өзидә йүз йүз бәргән әһвалларни әсләп бақайли.
7 - Айниң 5 - күни чүштин кейин үрүмчидики уйғурлар 26 - июн күни гуаңдуңда йүз бәргән "шавгүән вәқәси"дә хитайлар тәрипидин уйғур ишләмчилириниң уруп өлтүрүлгәнлик вәқәсини һөкумәтниң адил бир тәрәп қилип беришини тәләп қилип тинчлиқ намайиши елип барди. Әмма һөкумәт даирилири намайишчиларни сақчилар арқилиқ қанлиқ бастурғандин кейин, тинчлиқ намайиши 10 миңлиған адәм қатнашқан тоқунушқа айланди.
Шу күни ахшими хитайниң шинхуа агентлиқи намайишчилардин 70 нәпири сақчилар тәрипидин тутулғанлиқини, қалғанлири тарқитивәтилгәнликини хәвәр қилди. Арқидинла йәнә, мәйданға бир қисим намайишчиларниң сақчиларни' бусуп кирип кәлгәнлики, йәнә 30 намайишчиниң тутуп китилгәнлики, қалғанлириниң тарқитивәтилгәнлики, намайиш бесиқтурулғанлиқи тоғрисида хәвәр елан қилинди. ютуп қатарлиқ тор бәтлиригә намайишниң хәлқ аммиси тәрипидин нәқ мәйдандин тартивелинған рәсим вә синалғу филимлири қоюлди. Дуня хәлқи вәқәниң һәқиқий маһийитидин хәвәрдар болди.
Дуня уйғур қурултийи вә рабийә қадир ханим баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң хәлқниң тинчлиқ намайишини қораллиқ бастурғанлиқини әйиблиди.5 - Июл күни чүштин кейиндин башлап дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар вә уйғурларға һесдашлиқ қилғучилар наразилиқ намайишлири елип беришқа башлиди. Әң алди билән калифорнийидики уйғурлар наразилиқ намайиши уюштурди. Түркийидә уйғурлар вә туркләр қошулуп 10 миң кишилик намайиш оюштурулди. Наразилиқ намайишлири һелиму давамлашмақта.
6 - Июл әттигәндә аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси нур бәкри тиливезорда нотуқ сөзләп, вәқәни чәтәлләрдики 3 хил күчләр вә уйғур биз тор бети қатарлиқ тор бәтлириниң қутратқулуқи нәтиҗисидә йүз бәргән"уруш, чеқиш, булаш, от қоюш, бузғунчилиқ һәрикити" дәп әйиблиди. Хитай һөкүмәт тор бәтлири вә теливизийә программилирида яридар болған вә өлгән хитайларниң корунушлири тәкрар көрситилишкә башлиди, вәқәдә сақчилар тәрипидин етип өлтурулгән уйғурлар һәққидики көрунүшләр болса, дунядики даңлиқ ахбарат органлиридин с н н, б б с, вашингтон почтиси қатарлиқ нәччә онлиған мәтбуатларда көрситилди. Йотупқа хәлқ тәрипидин һәм чәтәлликләр тәрипидин қоюлған филимлардиму көрситилди.
6 - Июл күни, кәч саәт 7 дә ваң лечүән вәқәниң йүз бериш сәвәби һәққидә тохтилип, "26 - июн шавгүән вәқәси" вә "5 - июл үрүмчи вәқәси"ни рабийә қадир вә дуня уйғур қурултийиниң қутратқулуқ қилғанлиқи сәвәбидин йүз бәрди дәп елан қилди. Хитайниң шинхуа агентлиқи бу хәвәрни дәрһал дуняға тарқатти. Шу күни әттигән саәт 9.30 Да үрүмчи шәһәр башлиқи һисамидин җарулла мухбирларни күтүвелиш йиғини ечип "7.5" Вәқәсидә 140 кишиниң өлгәнликини, 828 кишиниң яридар болғанлиғини елан қилди. Өлгән, яридар болғанларниң миллити һәққидә мәлумат бәрмиди. Үрүмчидә һәрбий һаләт йүргүзүлгәнликини, вәқәдә җавабкарлиқи бар кишиләрниң тутулидиғанлиқини елан қилди.
7 - Июл күни хитайниң уйғур елидики сақчи орунлири 1434 нәпәр (55 аял) адәм тутулғанлиқини, 90 нәпәр гумандарниң ахтурулуватқанлиқини елан қилди. Өлгәнләрниң 156 (27 си аял) икәнликини ашкарилиди.
7 - Июл күни хитай һөкүмити чәтәл ахбарат органлириниң үрүмчигә киришигә рухсәт қилди. Шу күни әттигәндә уйғур аяллири намайишқа чиқти. Бу намайиш пүтүн дуняни ләрзигә салди.7 - Июл чүштин кейин бир қисим хитайларму калтәк - чумақларни көтүрүп үрүмчидә намайиш қилди. Бу күни хитай пуқралириниң уйғурлар олтурақлашқан районларға бесип келип учриған уйғур пуқралирини уруватқан көрүнүшлири чәтәл мухбирлириниң камералири арқилиқ дуняға тарқитилди.
Хәлқарадики 100 дин артуқ ахбарат органлири бирла вақитта үрүмчи вәзийити һәққидә хәвәр бәрди. 7 - Июл чүштин кейиндин башлап, дуня телевизорлири вә тор бәтлири, хитай һөкүмәт тәрәп тарқатқан хитайларниң өлгәнлики вә яридар болғанлири тәсвирләнгән көрүнүшлири орниға, уйғур аяллириниң намайиш көрүнүшлирини вә хитайларниң калтәк - тохмақ билән уйғурларға һуҗум қилған көрүнүшлирини елан қилишқа башлиди. Уйғур вәзийити хәлқарадики қизиқ нуқтиға айланди.
7 - Июл әтигәндә "дуңфиң"маркилиқ 40 аптомобилда хитай армийисиниң қәшқәргә киргәнлики тоғрисида шинхуа агентлиқи хәвәр тарқатти. Хотән, ақсу, ғулҗиғиму әскәрләр кириватқанлиқи, бу шәһәрләрдиму һәрбий һаләт йүргүзүлгәнлики хәвәр қилинди. 6 - 7 - 8 - 9 - Июл күнлири үрүмчи, қәшқәр, хотән, ақсу, ғулҗа шәһәрлиригә киргән әскәр сани 50 миңдин ешип кәтти. Бу шәһәрләрниң һәммисидә һәрбий һаләт йүргүзүлгәнлики елан қилинди. Шу күни әркин асия радио истансисиниң уйғур бөлүмигә ғулҗидин телефон қилип әһвал инкас қилған бир уйғур ғулҗа шәһиридики һәрбий һаләт һәққидә учур йәткүзди.
8 - Июл бейҗиңда мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти тутуп кетилди. Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити баянат елан қилип, хитай һөкүмитини мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтини қоюп беришкә чақирди. 9 - Июлдин башлап ваң лишйүң қатарлиқ зиялийлар хитай һөкүмитигә имзалиқ очуқ хәт йезип, илһам тохтини қоюп беришни тәләп қилди. Имза топлаш һәрикити һазирму давамлишиватқан болуп, илһам тохтини қоюп беришни тәләп қилип имза қойған кишиләрниң сани 400 дин ешип кәткән.
Үрүмчи вәқәсидин кейин, хәлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлири һәм дөләтләр хитай һөкүмитини вәқәни қанлиқ бастурғанлиқи үчүн әйиблиди. 9 - Июл күни түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдуған истанбулда ечилған түркийә - парс қолтуқи дөләтлири ташқи ишлар министирлири йиғинида үрүмчидә йүз бериватқан вәқәгә алақидар сөз қилип, хитайниң үрүмчидики бастурушини уйғурларға қаратқан етник қирғинчилиқ дәп әйиблиди, һәм рабийә қадир ханимға түркийә һөкүмитиниң виза беридиғанлиқини җакарлиди.
10 - Июл, җүмә күни үрүмчидә 200 - 300 дәк җамаәт бир - икки саәт намайиш қилип мәсчиттә намаз оқушни тәләп қилған, намайиш қораллиқ сақчилар тәрипидин дәрһал тарқитиветилгән болсиму, лекин хитай йәрлик һөкүмити "ақ мәсчит" ни ечип беришкә мәҗбур болған.
12 - Июл үрүмчи шәһәр патком секритари телевизорда нутуқ сөзләп вәқәгә қатнашқанларға өлүм җазаси берилидиғанлиқини җакарлиди. Өлгәнләрниң сани 184, яридар 1860 нәпәр дәп елан қилди.
13 - Июл үрүмчидә 3 уйғур, сақчилар тәрипидин етип ташланди. Нур бәкри вәқә һәққидә чәтәл мухбирлириға баянат берип. Бу 3 кишиниң мәсчиттики җамаәт вә сақчиларға һуҗум қилғини үчүн етип өлтүрүлгәнликини әскәртти. Шу күни ғулҗа шәһәрлик партком секретари җав бавхуа, ғулҗида 70 адәм тутулғанлиқини елан қилди.
15 - Июл күни, хитайниң muzi.com Тор бетидә ваң чиң, ваң гаң қатарлиқ мухбирлар мақалә елан қилип,америкидики уйғур физика алими әркин сидиқни, 2009 - йили 5 - айда шинҗаң университетида қош тиллиқ маарип вә ишсизлиқ мәсилиси һәққидә қутратқулуқ характеридики лексийә сөзләп, оқуғучилар арисида миллий наразилиқни күчәйтивәткән дәп әйиблиди. 16 - Июн күни әркин сидиқ әпәнди әркин асия радио истансисиниң уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, хитайни"төһмәт қилди" дәп әйиблиди.
15 - Июл күни ваң лечүән мухбирларни күтүвелиш йиғини ечип, өлгән адәм сани 192 нәпәр, яридар 1721 нәпәр дәп елан қилди һәм вәқәни садир қилғучиларни қаттиқ җазалайдиғанлиқини билдүрди.
21 - Июл күни хитайниң мәркизи милләтләр комитетиниң муавин башлиқи ву шимин,"5 - июл вәқәси" ниң дөләтниң милләтләр сиясити билән мунасивәтсиз икәнликини, дөләтниң милләтләр сиясити изчил тоғра икәнликини елан қилди.
30 - Июл күни, хитай мәркизи комитет сиясий бюросиниң әзаси, гуаңдуң өлкилик партком секретари ваң яң "миллий сиясәтни тәңшәйдиған заман кәлди" деди.
30 - 31 - Июл, ваң лечүәнниң һоқуқтин узақлаштурулуш еһтимали тоғрисида хәвәрләр елан қилинишқа башлиди.
2 - Авғуст күни хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң балилириниң язған хетини елан қилди. 3 - Авғуст күни хитай һөкүмити телевизорда рабийә қадир ханимниң балилири вә инисини телевизорда сөзлитип рабийә қадир ханимни әйиблиди. Рабийә қадир ханим әркин асия радио истансиси мухбириниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң балилирини мәҗбурлап бу гәпләрни дегүзүватқанлиқини баян қилип хитай һөкүмитини әйиблиди.
2009 - Йили 8 - айниң 4 - күни уйғур аптоном райониниң һөкүмәт баянатчиси баянат берип, 5 - июл үрүмчи вәқәсидә 197 адәмниң өлгәнликини, 1700 адәмниң яридар болғанлиқини, буниң ичидә өлгән 156 адәмниң гунаһсиз пуқралар икәнликини, буларниң 134 нәпириниң хитай, 11 нәпириниң туңган, 10 нәпириниң уйғур икәнликини елан қилди. Бу баянатчи йәнә 12 адәмниң сақчиларниң оқида өлгән болуп, уларниң 3 нәпириниң нәқ мәйданда етип өлтүрүлгәнликини, 9 нәпириниң дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй өлүп кәткәнликини деди.
Шинхуа агентлиқи 4 - авғуст сәйшәнбә күни үрүмчи вәқәсигә алақидар 718 адәмни қолға алғанлиқини билдүрди. 5 - Июл намайишидин кейин, уйғур аптоном районлуқ һөкүмити баят елан қилип, намайишқа алақидар 1500 адәмни қолға алғанлиқини илгири сүргән иди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит зияритимизни қобул қилип, "әгәр бу нөвәт тутулған 718 адәм йеңидин тутулғанлар болса, шуниң билән хитай елан қилған қолға елинғанлар сани җәмий 2218 гә йетиду " деди. У йәнә бу бир ай ичидә шәрқи түркистан миқясида уйғурлардин 10 миңдин артуқ адәм тутуп кетилгәнликини, өлтүрүлгән адәм саниниң 1000 дин артуқ икәнликини, амма һазирчә шәрқий түркистандики учур билән тәминлигүчиләрниң бихәтәрликини нәзәрдә тутуп, өлгән вә тутулғанларниң исим фамилиси билән елан қилиш имканийити йоқлуқини баян қилди.
5 - Июл вәқәсидин кейин уйғур елиниң интернет вә телефон алақиси қамал қилинған болуп, таки бүгүнгичә ечилмиди. 4 - Авғуст күни әркин асия радио истансисиниң уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилған, нюйорктики кишилик һоқуқ тәтқиқатчиси хе чиңлйән ханим хитай һөкүмитиниң уйғур ели вәзийитини техи контрол қилип болалмиғанлиқи учун, интернет вә телефон қамилиниң йәнә бир мәзгилгичә давамлишидиғанлиқини дегән иди.
Зияритимизни қобул қилған түркийидики уйғур тиҗарәтчиси нурмәмәт әпәнди, йеқинқи күнләрдә вәтәндин кәлгән уйғурлардин аңлиған үрүмчи вәзийити һәққидә мундақ деди.
Хитай һөкүмити "5 - июл үрүмчи вәқәси"йүз бәргәндин кейин, бу бир ай җәрянида уйғур елидә омумйүзлүк һәрбий һаләт йүргүзүватқан болуп, мутәхәссисләрниң қаришичә, бу һаләт бәлким бу йил өктәбир ейида хитайниң дөләт байрими өткүзүлгичә давамлишиши мүмкин икән.