Малайшиядин қайтурулған уйғурларға “дөләтни парчилашқа урунуш җинайити” артилған
2012.12.13

11 Уйғур қолға елинғанда улар үчүн малайшияда хизмәт қилған малайшиялиқ адвокат вә америкидики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайниң төһмәт қилғанлиқ мумкинчиликини оттуриға қоюп хитай вә малайшия һөкүмитигә наразилиқ билдүрди.
2011 Йили малайшия қолға елинип хитайға қайтурулғанларниң ичидә әйни чағда 30 яшлиқ қурбанҗан сираҗидин әхмәтсадиқ, малайшиядики ислам университетида ашхана ечип қанунлуқ турғиниға 5 йил болған болуп, униң аяли малайшиялиқ иди. У, инглизчә вә малай тилларға пухта болғанлиқтин, малайшияға кәлгән һәмдә өзи билән биллә қолға елинған 13 уйғурға тәрҗиманлиқ қилишип бәргән.
Хитай һөкүмити қурбанҗан үстидин бу йил 7-айда сот ечип, “дөләтни парчилимақчи болғанларға ярдәм қилип дөләтни парчилашқа урунған” дегән җинайәт билән 6 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. Қурбанҗан вә униң аилә тавабиатлири һөкүмгә нарази болуп тохтимай әрз қилғанлиқтин, хитай һөкүмити йеқинда 6 йиллиқ қамақ җазасини 3 йилға чүшүргән. Қурбанҗанниң аниси бу һәқтә мәлумат берип, оғлиниң наһәқчиликкә учриғанлиқини билдүрди.
Игилигән учурларға қариғанда, қурбанҗан билән қолға елинғанларниң һәммисила һаятлиқ йоли издәп малайшияға келип қалғанлар болуп, улар хитай һөкүмитигә қарши һечқандақ сиясий һәрикәтләр билән шуғулланмиған. Қолға елинғанларниң ичидики қурбанҗан сираҗидин әхмәт садиқ, фамилиси намәлум болған абдулла, мәхмутҗан қатарлиқ 11 уйғур хитайға қайтурулған.
Малайшия сақчиси 11 уйғур хитайға қайтурулғандин кейин, “франсийә гезити” гә бәргән зияритидә, қолға елинғанларниң пәқәтла чеградин қанунсиз киргәнликини ейтқан. Вә шундақла уларниң адәм қачуруш җинайити билән әйибләнгәнликини, һечқандақ сиясий гуруппа яки тәшкилатқа тәвә әмәсликини, уларниң панаһлиқ тилигүчиләр әмәсликини ейтқан иди.
Амма, малайшиялиқ адвокат әнвәр исмаил әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң малайшия сақчилириға сунған доклатида қолға елинған 14 уйғурни “террорчи” дәп әйиблигән болуши еһтималға наһайити йеқин икәнликини, лекин уларниң террорчи икәнликигә һечқандақ испат көрситәлмигәнликини оттуриға қойди.
У йәнә, бу кишиләрниң тутқун қилинип хитайға қайтурулғудәк гунаһи йоқлуқини, уларниң ялған паспорт сетип берилип башқилар тәрипидин алданған кишиләр икәнликини илгири сүрди.
Бу һәқтә әһвал игилимәкчи болғинимизда, малайшия сақчи идарисиниң террорчилиққа қарши туруш бөлүми мухбиримизниң зияритини қобул қилишни рәт қилди.
Қолға елинип хитайға қайтурулған уйғурлар билән малайшияда йеқин өткән бир уйғур хитайға қайтурулған уйғурлар тоғрисида тохтилип, уларниң пүтүнләй гунаһсиз икәнликини, хитай әнсирәп кәткүдәк хәтәрлик адәмләр әмәсликини баян қилди.
Америкидики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң директори филим кайне 11 уйғур тоғрисида инкас билдүрүп, малайшия һөкүмитиниң 11 уйғурниң қайтурулуш сәвәблирини ашкарилаш мәҗбурийити барлиқини оттуриға қоюш билән биргә, хитайниң уйғурларға давамлиқ “террорчи” вә “дөләтни парчилашқа урунуш җинайити” ға охшаш қалпақ кийдүридиғанлиқини әйиблиди.