Қазақистан мустапа чоқайни улуғлимақта

Советләр иттипақи йимирилгәндин кейин, йеңи мустәқил болған бир қисим сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири 70 йиллиқ совет түзүмигә һәмдә бу түзүм тәрипидин қариланған һәм җазаланған тарихий шәхсләр, тарихий - сиясий вәқәләр вә башқиларға йеңиваштин баһа бериш шуниңдәк тарихий шәхсләрниң намини әслигә кәлтүрүш елип бармақта. Әнә шуларниң қатарида оттура асия җумһурийәтлириму бар. Бүгүнки күндә қазақистан 20 - әсирдики мәшһур шәхсләрдин бири мустапа чоқайниң намини улуғлимақта.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.05.26

 Мустапа чоқай бүгүнки күндә қазақ милләтпәрвәрликиниң төридин орун алди. Һәтта йеқинда қазақистандики бир кино ширкити мустапа чоқай һәққидә бир филим ишлигән болуп, мәзкур филим қазақистан, франсийә қатарлиқ җайларда сүрәткә елинған. Совет иттипақи 70 йил дүшмән тәриқисидә чәклигән мәзкур шәхс ахирида бүгүнки күндә кино екрани арқилиқ җамаәт билән йүз көрүшүш пурситигә еришкән шуниңдәк филимдә мустапа чоқай қандақтур, гитлер фашизими үчүн хизмәт қилған шәхс әмәс, бәлки, 180 миң оттура асиялиқ түркий инсанлириниң һаятини гитлер лагерлиридики өлүм хәвпидин қутулдурған һәмдә уларни мустәқиллиқ ғайисигә йетәклигән шәхс сүпитидә гәвдиләндүрүлгән.
 
Қазақлар йәнә мустапа чоқайниң парижда турған өйи вә қәбрисигә хатирә тахтиси орнатти шуниңдәк мәзкур шәхс һәққидә онлиған мақалилар вә китаблар йезип нәшир қилди.

Ундақта мустапа чоқай ким?

Мустапа чоқай, оттура асия хәлқлири ичидә әң бурун ойғанған, сиясий вә миллий аң билән тәрбийилинип, барлиқ түркий хәлқләрни чар русийиниң һөкүмранлиқидин азад қилип, бирликкә кәлгән бир дөләт қуруш ғайисини көңлигә пүккән һәм шуниң үчүн күрәш қилған шәхс иди.

Мустапа чоқайниң миллити қазақ болуп, у кичикидинла русийә шәһәрлиридә юқири маарип тәрбийиси көргән, рус тили вә русийә сияситини яхши өгәнгән. 1914 - Йили, сабиқ чар падишаһ русийиси дөләт думасиниң әзаси болуп, түркий хәлқләрниң мәнпәәтлирини қоғдаш йолида күрәш қилған, узун өтмәй вәзиписидин айрилип, пәрғанә вадисиға кәлгән һәмдә 1917 - йили чар падишаһ ағдурулғанда, қоқәнт хәлқигә рәһбәрлик қилип, болшевикларға қарши мустәқиллиқ күриши елип барған шуниңдәк башқа сәбдашлири билән бирликтә қоқәнт мустәқил һөкүмитини қуруп, ленин рәһбәрликидики совет русийисигә бойсунмай, пүтүн оттура асияни мустәқил дөләткә айландуруш үчүн күрәш елип барған. Бирақ бу һөкүмәт болшевик армийиси тәрипидин бастурулғандин кейин, у совет һөкүмити билән бирләшмәстин явропаға кетип, өмриниң ахириғичә явропада сиясий дәва елип барған.

Мустапа чоқай франсийидә " яш түркистан " жорнили нәшир қилип, оттура асия һәтта уйғур елиға киргүзгән. Мәзкур жорналниң 1933 - 1937 - йиллиридики санлирида уйғур ели һәққидиму көп мәзмунлар елан қилинған болуп, мустапа чоқай қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә учурларни елан қилипла қалмастин бәлки бу һөкүмәтни мәниви җәһәттин қоллиған.

Мустапа чоқай вә түркистан қошуни

Бирақ, иккинчи җаһан уруши башланғанда, 1940 - йили германийиси парижни ишғал қилғанда, қолға елинип, узун өтмәй қоюп берилгән. 1941 - Йили, гитлер совит иттипақиға һуҗум қилғанда нурғунлиған оттура асиялиқ совет әскәрлири германийә армийисигә әсиргә чүшкән. Гитлер германийиси бу әскәрләрниң әһвалини уққандин кейин, мустапа чоқайни тәрҗиманлиққа чақирған. Бу вақитта гитлер германийисиниң ишғал қилинған җайларни башқуруш министирликиниң башлиқи алфред позенбергниң "түркистанни совет иттипақи һакимийити астидин азад қилиш" дегән шоарини һәмдә "бүйүк түркистан" қуруш сиясий лайиһисини пиланлайду.

Мустапа чоқай бу пиланға қошулуп, әсирләр лагерлириға берип, оттура асиялиқ әсирләрни түркистан қошуниға қатнишишқа чақирип коп хизмәт ишләйду һәмдә түркистан миллий комитетиниң рәиси болиду. Лекин, у гитлерниң лайиһисидин үмид үзүп, униңға қарши чиқиду һәмдә сирлиқ түрдә өлтүрүлиду. Гитлер германийиси мустапа чоқай ( қазақ) вә вәли қәюмхан (өзбек) башчилиқида түркистан қошуни қуруп, совет қизил армийисигә қарши, кейинрәк, словенийә, югославийә, италийә қатарлиқ җайлардики урушларға салиду. Түркистан қошуни өзбек, қазақ, қирғиз, таҗик, түркмән, уйғур, қара қалпақ һәм башқилардин тәркип тапқан болуп, улар бирдәк һалда сталин тәрипидин "вәтән хаинлири" дәп аталған һәм қайтип кәлгәнлири етип ташланған иди.

Ленин вә сталинниң әшәддий дүшмини сүпитидә көрүлгән мустапа чоқай бүгүнки күндә қазақларниң миллий қәһримани сүпитидә муәййәнләштүрүлмәктә, әксичә ленин вә сталинлар милйонлиған адәмләрниң җениға замин болған гунаһкарлар тәриқисидә әйибләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.