Қазақистан - хитай мунасивәтлиригә чоң әһмийәт берилмәктә
Мухбиримиз ойған
2010.10.14
2010.10.14
AFP Photo
Униң ейтишичә, қазақистанниң сода шериклири тизимида хитай, явропа һәмкарлиқи дөләтлири вә русийидин кейинки үчинчи орунни игиләйду һәм бу җәрянда қазақистанниң ташқи сода миқдаридики хитайниң үлүши 10 пирсәнттин ашиду.
Қазақистан вәкили икки мәмликәт оттурисидики тавар оборотиниң 1999 - йилдин 2009 - йилғичә болған он йил ичидә 12 һәссә өсүп, 14 милярд доллардин ешип кәткәнликини, әмма дунявий малийә кризис зәрдавидин бу көрсәткүчләр төвәнлигән болсиму, һазир икки дөләт сода алақилирида йәнила илгириләш йүз бериватқанлиқини тәкитлигән һәмдә хитай таможнисиниң мәлуматлири бойичә мушу йилниң январ, июл айлирида икки тәрәплимилик тавар оборотиниң 59,7 пирсәнткә өсүп, 11,056 милярд долларни, униң ичидә қазақистан екиспортиниң 6,528 милярд долларни, импортниң 4,798 милярд долларни тәшкил қилғанлиқини көрсәткән.
Мәслиһәтчи шундақла бу җәрянда икки дөләт таможнисиниң статистика мәлуматлирида чоң пәрқниң барлиқини оттуриға қойған. Мәсилән, қазақистан таможниси мәлуматлири бойичә, бу йилниң биринчи йеримидики икки тәрәплимилик тавар обороти өткәнки йилниң шу мәзгили билән селиштурғанда 6,196 милярд долларни тәшкил қилған болса, хитай тәрәп бу көрсәткүчни 9,412 милярд доллар әтрапида бәргән. Шу мунасивәт билән икки дөләтниң мәркизий таможна хизмәтлири вә чегридаш районлардики таможна органлири оттурисида тавар нәрхлири бойичә өз ара ахбарат алмаштуруш ишлири һәм шундақла бирләшкән таможна контроли вә електронлуқ таможна қуруш чарилири елип берилмақта икән.
Сөһбәт җәрянида улар чегридаш қазақистан вилайәтлириниң уйғур ели билән болған сода мунасивәтлири һәққидә мәхсус тохталған. Мәслиһәтчи н. Аққошқароф қазақистанниң уйғур елиниң әң чоң сода шерики икәнликини көрситип келип мундақ дегән: "бизниң дөләтлиримизниң ташқи содисидики шинҗаңниң үлүши 50 пирсәнттин ашиду. 2009 - Йили қазақистан җумһурийити вә шинҗаң уйғур аптоном райониниң тавар обороти 2008 - йилға қариғанда 24 пирсәнткә қисқарди вә 6,897 милярд долларни тәшкил қилди. 2010 - Йилниң биринчи йеримида җумһурийитимизниң аптоном райони билән болған ташқи содисида 45,4 пирсәнт өсүш йүз бәрди һәм 3,36 милярд долларға йәтти."
У хитайниң 1999 - йили җакарланған ғәрбни кәң көләмдә ечиш истратегийисиниң диққәт мәркизидә икәнликини ейтип келип, хитай мәркизий һөкүмитиниң шинҗаңниң иқтисадий тәрәққиятини риғбәтләндүрүш мәсилилири бойичә мушу йилниң май ейидики мәхсус мәҗлисини тәкитлигән. Униң ейтишичә, хитай дөләт кеңиши алдинқи бәш йил мабәйнидә ғәрбий өлкиләр, шу җүмлидин шинҗаңға 100 милярд йүән мәбләғ селишни пиланлимақта икән. У шундақла мәзкур мәҗлисниң қәшқәр вә қорғаста икки мәхсус иқтисадий район қуруш қарарини қобул қилғанлиқиниму илгири сүргән.
Хәвәрләрдин игилишимизчә, өткән айниң оттурилирида қазақистан җумһурийити баш министири кәрим мәсимоф алмата вилайити панфилоп наһийисиниң қорғас йезисида селиниватқан хәлқара чегра һәмкарлиқи мәркизини зиярәт қилған иди.
Мәлуматларға қариғанда, хитайдин мустәқил дөләтләр һәмкарлиқи, биринчи новәттә таможна иттипақи мәмликәтлиригә чиқиватқан хәлқ истимал таварлириниң бесими мушу қорғас таможна понкитиға тоғра келидикән. Шуниң үчүн бу йәргә алаһидә әһмийәт бериш көздә тутулмақта. Мәзкур мәркәзни ишқа қошуш 2012 - йилға, әмди униң қурулушини үзүл - кесил аяқлаштуруш 2018 - йилиға пиланланған. Зиярәт мабәйнида м. Мәсимоф қорғас мәркизи шундақла 2012 - йили ишқа қошуш мәқсәт қилиниватқан җетиген - қорғас төмүр йол тармиқиниң қурулуш әһвали билән тонушқан иди.
Н. Аққошқароф қазақистанниң хитайға асасий җәһәттин хам әшия, шу җүмлидин ишләнмигән нефит, йеқилғу май, мазут охшаш минерал мәһсулатлириниң, метал вә башқиларниң чиқиватқанлиқини, әмди хитайдин рәх вә тоқумчилиқ таварлириниң, машина, җабдуқ вә әсвапларниң, метал, химийә санаити, минерал, керамика вә әйнәк мәһсулатлириниң, җаһаз һәм спорт таварлириниң кириватқанлиқини тәкитлиди. У шундақла икки дөләт оттурисида келишилгән шәртнамиләр бойичә, хитайниң қазақистан иқтисадиға салған мәбләғ миқдариниң һазир 13 милярд доллардин ашқанлиқини, мойнақ һидроелектир истансийиси, маңғишлақ, җамбул, шәрқий қазақистан семент завотлири, ақтөпә електир металлургийә завути, қорғас хәлқара чегра һәмкарлиқ мәркизи қатарлиқ йигирмә лайиһәни әмәлгә ашуруш пиланлиниватқанлиқини оттуриға қойған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.