Қазақистанлиқ уйғурлар роза һейтини келәчәккә чоң үмидтә күтүвалди
2011.08.31

Роза һейт вә шуниңға охшаш диний байрамлар вә әнәниләр илгири, йәни коммунистик совет һакимийити дәвридә қаттиқ чәкләнгән болуп, бу әнәниләргә әмәл қилғанлар болса һөкүмәт тәрипидин тәқиб қилинип кәлгән иди. Шундақтиму безиләр роза тутуш, намаз өтәш охшаш диний хасийәтләрни йошурун түрдә йүргүзүп кәлгән. Һазир, йәни оттура асия дөләтлиридә, шу җүмлидин мустәқил қазақистанда олтурақлашқан көп сандики уйғурлар ислам динидики өз әҗдадлириниң әнәнилирини сақлашта һәм уларни атап өтүштә әркинчиликкә игә болди.
Алмата шәһиридики уйғурлар көп җайлашқан султан қорған, заря востока, горний гигант, достлуқ қатарлиқ мәһәллиләрниң мәсчитлиридә оқулған һейт намизидин кейин хәлқ, яшлар түгәп кәткән ата-анилириниң, уруқ-туғқанлириниң, дост-бурадәрлириниң, юртдашлириниң қәбригә берип, уларниң роһиға атап қуран оқуди. Диққәткә сазавәр нәрсә шуки, көплигән мусулманлар бу байрамни хуш кәйпиятта, хатирҗәмликтә өткүзүватқан болса, уйғурлар йәнила өзлириниң тарихий вәтинидә сиясий бесимлар, диний чәклимиләр астида яшаватқан һәм өз изгү нийәтлирини очуқ изһар қилиштин мәһрум болуватқан, өтмүштә ислам дининиң мәркизий асияға тарқилиш мәркизи болған уйғур елидики қериндашлиридин әнсиримәктә, шундақла өз дуалирида әркинлик, кишилик һоқуқлири үчүн күрәш йолида шеһит болғанларғиму һөрмәт билдүрмәктә.
Радиомиз зияритини қобул қилған достлуқ мәһәллисиниң юрт мөтивәрлиридин бири мәһәммәтҗан ака қадироф роза һейт мунасивити билән өз тиләклирини изһар қилди.