Лондон олимпик оюнида алтун медалға еришкән қазақистанлиқлар һәққидә қариму-қарши пикирләр пәйда болмақта
2012.08.02
Бу қетимқи лондонда өтүватқан олимпик оюнлиридиму қазақистанлиқ тәнһәрикәтчиләр дәсләпки алтун медаллириға муйәссәр болди.
Мәлумки, қазақистанлиқ тәнһәрикәтчиләр 25 тәнһәрикәт түри бойичә 115 мусабиқини йеңивалған болуп, мәмликәтниң тәнһәрикәт агентлиқи шундақла бәзи анализчиларниң тәхминлири бойичә, қазақистан лондонда асасән бокс, челишиш, дзюдо вә еғир атлетика түрлири бойичә омумән 13 медал, шуниң ичидә үч алтун медал елишни пиланлиған иди. Өткәнки бейҗиң олимпик оюнлирида болса қазақистан икки алтун медалға еришкән. Болупму қазақистанлиқ бокс маһирлириниң лондон олимпик оюнлирида яхши көрсәткүчләрни намайиш қилалайдиғанлиқиға үмидләр билдүрүлмәктә.
Мәлуматларға қариғанда, бүгүнгә қәдәр қазақистанлиқ тәнһәрикәтчиләрдин александир винокуроф велосипед мусабиқиси бойичә, зулфийә чин шәнло вә майя манеза еғир атлетика бойичә алтун медалларни алған болуп, бу вәқә көплигән қазақистанлиқларда яхши тәсиратлар пәйда қилди. Һазирчә алтун медал алғанлар ичидин хитай биринчи орунда, а қ ш болса иккинчи орунда кәлмәктә икән. Қазақистан сәккизинчи орунни игилигән.
Қазақистан олимпик командисиниң мундақ нәтиҗиләргә йетишигә қаримай, дуня аммиви ахбарат васитилиридә қазақистанлиқ тәнһәрикәтчиләр һәққидә башқичә инкаслар пәйда болмақта. “закон кз” тор гезити “хитайлар қазақистанлиқ штанкичи чин шәнлони ашкарилиди. Бу бизниң җав чәнлиңғу намлиқ мақалини елан қилған болуп, униңда мәзкур тәнһәрикәтчиниң келип чиқиши һәққидә хитай аммиви ахбарат васитилиридә башқа мәлуматларниң елан қилинғанлиқи ейтилған. Йәни з. Чин шәнлониң хитай пуқраси икәнлики һәм униң қазақистан тәрипидин ялланғанлиқи оттуриға қоюлған.
Әмди “азадлиқ” радиоси болса “қазақистан медаллири пәқәт хушаллиқ сезимлиринила пәйда қилмайватиду” дегән мақалидә юқирида аталған һәр үч тәнһәрикәтчигә мунасивәтлик гуманлиқ мәлуматларни бәргән, йәни а. Винокуроф илгири мәний қилинған маддиларни истемал қилғанлиқида әйиблинип, мусабиқиләргә қатнишиштин чәтләштүрүлгән болса, әмди з. Чин шәнло вә м. Манезаниң хитай тәрипидин қайтурулушиниң мумкинлики һәққидә ейтилған. З. Чин шәнло һәққидә мундақ дейилгән: “иккинчи алтун медални қазақистанға 19 яшлиқ зулфийә чин шәнло елип кәлди. Тәнһәрикәтчиниң келип-чиқишиға бағлиқ аммиви ахбарат васитилиридә көплигән қариму-қарши хәвәрләр бар. Олимпик оюнлириниң рәсмий тор бетидә зулфийәниң алматада туғулғанлиқи ейтилған. Қазақистанда көпчилик зулфийәниң миллити туңган икәнликигә, қазақистан земинида туғулуп вә хитайда чоң болғанлиқиға ишиниду.
Википедиидә зулфийә қазақистан яки қирғизистанда туғулған, андин кейин хитайға көчүп барған дейилгән. Йеқинда хитай дөләт аммиви ахбарат васитилири зулфийәниң хитайда, хунән өлкисиниң юңҗу дегән йеридә туғулуп өскәнликини хәвәр қилған. Америкиниң с н н агентлиқи хитайниң хунәндики тәнтәрбийә ишлири бойичә хитай әмәлдариниң 2007-йилниң мартида бирләшкән чиниқтуруш мәзгилидә, қазақистан командисиниң зулфийәдин һәвәсләнгәнлики тоғрилиқ әслигәнликини язған. Мақалидә шундақла зулфийәниң бәш йилға қазақистан тәрипидин ялланғанлиқи, хәлқара олимпик комитетиниң қаидилири бойичә пуқралиқини өзгәрткән тәнһәрикәтчиләрниң үч йил ичидә өзиниң йеңи мәмликитигә вәкиллик қилалмайдиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Қазақистан олимпик мәһкимиси вәкили алексей крючкоф өзиниң “вести кз” тор гезитиға бәргән сөһбитидә, хитай аммиви ахбарат васитилиридә з. Чин шәнло һәққидә пәйда болған хәвәрләрни йоққа чиқирип, мундақ дегән: “биз уларни мәзкур ғалибийәткә пүтүн бир олимпик дәвр мабәйнида елип маңдуқ һәм буниңғичә улар бизниң миллий командимиз әзалири болди.”