Қазақистанда мәрһум шаир абдумеҗит дөләтов хатириләнди
Мәзкур хатириләш паалийити шеир дикламатсийә қилишни өз ичигә алған сәнәт паалийити шәклидә өткүзүлгән болуп, паалийәт җәрянида уйғур вә қазақ шаирлири абдумеҗит дөләтовниң иҗадий паалийити вә төһпилиригә юқири баһа бәргән.
Абдмеҗит дөләтовниң әсәрлири қазақ, рус вә уйғур тиллирида нәшир қилинған болуп, униң әсәрлири оқурмәнләр арисида күчлүк инкас қозғиған иди.
Юқириқи аваз улинишидин, силәр алматадики ихтияри мухбиримиз абдулланиң бу һәқтики мәлуматиниң тәпсилатини аңлайсиләр.