Қазақистандики уйғурлар хитайда оюн қоюшни рәт қилди (2)

Америка ташқи ишлар министирлиқиға аит “қазақистанлиқ уйғурлар хитайда оюн қоюшни рәт қилди” намлиқ бу доклат “векиликс” тор бети тәрипидин ашкариланған.
Ихтиярий мухбиримиз камил турсун
2012.01.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qehriman-ghojambersi-305.jpg Қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди (оңда) 2009-йили майда д у қ ниң америкида ечилған 3-нөвәтлик қурултийида
RFA

Униңда уйғур сиясий панаһланғучиларниң қазақистандики қийин әһвали, хитайниң қазақистандики сиясий тәсири вә қазақистанлиқ уйғурларниң мәзкур дөләтниң хитайға қаратқан сияситигә болған наразилиқи баян қилиниду.

Қазақистанда уйғур сиясий панаһланғучилар қийин әһвалда

Қазақистандики америка баш әлчиханиси хадимлири тәрипидин, вашингтонға йолланған бу доклатта, тамара ханим рәһбәрликидики “дөләтлик уйғурлар иттипақи” ниң уйғур районидин қечип чиққан уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләргә қолидин келишичә ярдәм қилғанлиқи, һазирғичә хели көп уйғурниң ғәрб дөләтлиригә йәрләшкәнлики, лекин йеқинқи йиллардин бери қазақистандики, сиясий панаһлиқ тилигүчи уйғурларниң әһвалиниң барғансери қийинлишиватқанлиқи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар идариси тәрипидин рәсмий мусапирлиқ салаһийитигә еришиш үчүн бирнәччә йил кетидиғанлиқи, рәсмий салаһийәткә еришкән тәқдирдиму һәр заман қазақистан сақчилири тәрипидин тутқун вә қақти-соқти қилинишқа учрап туридиғанлиқи баян қилинған.

Қазақистан уйғур аптоном райони чеграси қаттиқ қамал қилинған

Доклатта, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар мәһкимисиниң үрүмчидики вәқәдин кейин, уйғур мусапирларниң қазақистанға киридиғанлиқини мөлчәрлигәнлики, лекин хитай билән қазақистанниң чеграни қаттиқ қамал қилип, қачқунларниң қазақистанға киришини қаттиқ тосқанлиқи, һәтта бу мәзгилдә, қазақистан даирилириниң уйғурларға берилидиған виза рәсмийәтлирини тохтатқанлиқи, қисқиси қазақистанниң уйғур көчмәнләр мәсилисидә хитай билән алаһидә һәмкарлашқанлиқи әскәртилгән.

Д у қ ниң муавин рәиси хитайни әйиблиди

Доклатта әскәртилишичә, қазақистандики америка әлчиханисиниң хадимлири д у қ ниң қазақистанда турушлуқ муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди вә қазақистан уйғур яшлар бирликиниң рәиси абдуришит турдийефлар билән, 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиға қарита, қазақистандики уйғурларниң инкаси һәққидә сөһбәт елип барған болуп, қәһриман ғоҗамбәрди бу көрүшүштә, хитай даирилириниң нөвәттә уйғурларниң ана тилда маарип тәрбийиси көрүш һоқуқини дәпсәндә қиливатқанлиқини, уларниң миллий вә диний кимликини рәт қиливатқанлиқини, уларни сиясий, иқтисадий һоқуқлардин мәһрум қалдуруватқанлиқини қисқиси, уйғурларниң өз юртида ассимилятсийә қилинип, йоқилиш хәвпигә дуч келиватқанлини оттуриға қойған. У сөзидә йәнә, 1949-йилида уйғур аптоном районидики хитайларниң нопуси 261000 икәнликини, бүгүнки күндә уларниң санниң 8 милйон 400 миңға йәткәнликини тәкитлигән.

Доклатта әскәртилишичә, қәһриман хоҗамбәрди д у қ ниң уйғур сиясий җинайәтчиләрни қоюп бериш вә уйғур аптоном райониниң орнини аптоном җумһурийәткә көтүрүш шәрти астида хитай даирилири билән сөһбәт өткүзүшкә тәйяр икәнликини билдүргән.

Уйғурлар қазақистанда аваричиликкә йолуққан

Доклатта баян қилинишичә, үрүмчидики вәқәдин кейин, қазақистан бихәтәрлик хадимлири қәһриман хоҗамбәрди вә абдуришит турдийефларни аварә қилип, уларниң паалийитини тосмақчи болған. Улар алматада 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиға мунасивәтлик фото сүрәтләр көргәзмиси ачқанда, сақчилар абдуришит турдийефни тутуп кәткән. Қәһриман ғоҗамбәрдиниң алматада д у қ ниң ишханисини ечиш пиланиму көп қетим тосқунлуққа учриған. Қәһриман хоҗамбәрди буниңға “қазақистан хитай билән болған мунасивәткә зиян йетиштин әнсириди, хитай болса уйғур аптоном районидики һәқиқий реаллиқниң қазақистандики уйғурлар вә хәлқара җәмийәткә ашкара болушидин қорқти” дәп баһа бәргән.

Уйғурлар қазақистанниң хитайға майил сияситидин нарази

“векиликс” тор бети тәрипидин ашкариланған америка ташқи ишлар министирлиқиға аит бу доклатқа қариғанда, қазақистандики бәзи мәнпәәт гуруһлири, 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитайниң баянатчисиға айланған. Булардин бири президент мәһкимисигә қарашлиқ “қазақ истратегийилик тәтқиқат институти” ниң мәсули константин сйроезһкиндур. Бу шәхс 5-июл үрүмчи вәқәси һәққидә елан қилған баянатида,хитайниң бу һәқтики мәйданини тәкрарлапла қалмастин, бу вәқә мунасивити билән, алматада өткүзүлгән муһакимә йиғинида 1984-йили мақулланған аптономийилик қанунниң уйғурларға өз-өзини башқуруш һоқуқини ата қилғанлиқини вә нөвәттә уйғурларниң аптономийә һоқуқлиридин толуқ бәһримән болуватқанлиқини илгири сүргән. Униң бу һәқтики мақалиси хитайниң шинхуа ахбарат агентлиқиниң торбетидә “қазақистанлиқ мутәхәссис бөлгүнчиләрниң сәпсәтисини мат қилди” сәрләвһә билән елан қилинған. Сйроезһкин башқа бир сөзидә йәнә д у қ вә 4 нәпәр америкилиқ сенатор, икки нәпәр парламент әзасиниң 5-июл үрүмчи вәқәсини пәрдә арқисида туруп пиланлиғанлиқини вә америкиниң сабиқ совет иттипақини оңда қойған рәңлик инқилабини хитайдиму елип бармақчи болғанлиқини илгири сүргән.

Доклатта йәнә, қәһриман ғоҗамбәрдиниң сйроезһкинни бир йилниң 6 ейини бейҗиңда өткүзидиған вә хитайниң мәблиғигә еришкән тәтқиқатчи дәп атиғанлиқи тилға елинған.

Қисқиси, үрүмчи қирғинчилиқидин кейин, қазақистанлиқ уйғурлар миллий кимликни чиқиш қилип, сиясий сәпәрвәрликкә кәлгән. Қазақистан даирилири болса,хитай билән болған мунасивәтни көздә тутуп,қазақистанлиқ уйғурлар билән уйғур аптоном райони оттурисида бир аз сиясий бошлуқ қалдурушқа тиришқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.