Қазақистандики уйғур маарипиниң бүгүнки әһвали көпчиликни ойландуруши тәбиий
2012.12.28
Өзиниң бүйүк намайәндилири билән дуняға тонулған уйғурлар бүгүнки күндә әнә шу миллий маарипини сақлап қелишқа зор күч чиқармақта.
Дуня аммивий ахбарат васитилири, кишилик һоқуқ қоғдаш тәшкилатлири, болупму уйғур миллий һәрикити хитай даирилириниң уйғур елидә елип бериватқан “маарип ислаһатлири” ниң түп мәқситини ашкарилаватқан бир пәйттә, уйғурлар көп җайлашқан қазақистандики уйғур миллий маарипиниң бүгүнки мәсилилири немиләрдин ибарәт? уйғур мәктәплири алдида һәл болушини күтүватқан қандақ мәсилиләр бар? қандақ қийинчилиқлар мәвҗут? бу соаллар көпчиликни ойландуруши тәбиий.
Шу мунасивәт билән радиомиз зияритини қобул қилған җумһурийәтлик уйғур етно - мәдәнийәт мәркизи йенидики маарип кеңишиниң рәиси, педагогика пәнлириниң намзати йемелян һошуроф өз қарашлирини оттуриға қойди.