Қазақистан вә хитай газ туруба линийиси бойичә ширкәт қурди
2010.12.24

Бу линийә арқилиқ ғәрбий қазақистанниң нефит вә газ канлиридики тәбиий газни мәмликәтниң җәнубий қисмиға йөткәп, қизилорда, җәнубий қазақистан, җамбул вә алмата вилайәтлирини газ билән үзлүксиз тәминләш шундақла қазақистан-хитай газ турубиси линийиси арқилиқ хитайға експорт қилиш көздә тутулған. Бейнеу-бозой-чимкәнт газ турубиси линийисини селишқа 3,6 милярд доллар сәрп қилинмақчи.
Хәвәрдә өзбекистандин келидиған газ миқдариниң чәклиниши вә илгирики газ турубилириниң техникилиқ җәһәттин аҗизлашқанлиқи сәвәбидин қазақистанниң җәнубий вилайәтлиридә тәбиий газдин пайдилиниш мумкинчиликлириниң қийинлашқанлиқи ейтилған. Шундақла мәзкур линийини пүттүрүш қәрәли оттуз йилға мөлчәрләнгән болуп, униң иш башлиши билән қизилорда вилайитигә берилидиған газ миқдариниң 5 һәссә, җәнубий қазақистан вилайити бойичә 2,5 һәссә, җамбул вилайити бойичә 3 һәссә, алмата вилайити вә алмата шәһири бойичә 4,4 һәссә көпийидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Мәлумки, 16-декабир күни қазақистанниң "казтрансгаз" ширкити вә хитайниң "транс-асия..." Компанийиси вәкиллири икки оттурида "бейнеу-чимкәнт газ турубиси" ширкитиниң қурулғанлиқи тоғрилиқ келишимгә қол қойған иди. Бу лайиһини қазақистанлиқ вә хитай мутәхәссислири баравәр әмәлгә ашурмақчи.