Қазақистандики уйғурлар хотәндә йүз бәргән паҗиәгә қарши наразилиқ билдүрмәктә

Уйғур елиниң хотән районида йүз бәргән қанлиқ паҗиә дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә, шу җүмлидин қазақистанда яшаватқан уйғурларниңму қаттиқ ғәзәп-нәпритини қозғимақта.
Ихтиярий мухбирмиз ойған
2011.07.27
xoten-xeritisi-305.jpg Хәритидә сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән орун хотән көрситилгән.
RFA

Қазақистандики уйғур көзәткүчиләр, зиялийлар өзлириниң инсаний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилған хотәндики уйғурлар намайишиниң рәһимсиз бастурулушини хитай даирилириниң уйғурларға нисбәтән йүргүзүватқан қанлиқ сияситиниң нөвәттики көрүнүши икәнликини тәкитлимәктә.

Радиомиз зияритини қобул қилған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди вә көринәклик шаир савутҗан искәндәрофлар хотән вәқәси һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.