Қазақ яшлири көтирилиши қатнашқучиси қасим әбилхайироф: биз қара нанни биргә бөлүп йедуқ
Ихтияри мухбиримиз ойған
2011.12.23
2011.12.23
Мәлуматларға қариғанда, намайишчилар москва қарариға бинаән қазақистан коммунистик партийиси биринчи секритарлиқидин динмуһәммәт қонайефниң орнидин елип ташлинишиға қарши чиққан болуп, буниң билән бир қатарда улар “өз тәқдиримизни өзимиз һәл қилимиз” дигәнгә охшаш шуарларни көтүрүп чиққан.
Намайишни тарқитиш җәрянида бир нәччә адәм һалак вә яридар болған, йүзлигән адәм түрмиләргә ташланған иди. 1987 - Йилниң бешида җумһурийәтниң дөләт бихәтәрлик комитетиниң кеңийтилгән йиғини болуп, униңда қазақ " милләтчилики” гә беғишланған мәсилиләр қаралған. Әйнә шуниңдин көп вақит өтмәйла җай - җайларда тәқипләш, қамаққа елиш һәрикәтлири әвҗ алған.
Қазақистан мустәқиллик алғандин кейин 17 - декабирни йелтоқсан һәрикити қурбанлирини хатириләш күни сүпитидә нишанлаш әнәнигә айланған.
Радиомиз зияритини қобул қилған қазақ яшлири көтирилишиниң қатнашқучиси қасим әбилхайироф декабир намайиши һәм өзиниң баштин кәчүргәнлири үстидә тохталди.