Қазақистан немә үчүн яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәиси болди?
Мухбиримиз ирадә
2010.01.25
2010.01.25

AFP Photo
Мутәхәссисләр демократийә вә инсан һәқлири хатирисидә техи нурғун мәсилиләр сақлинип ятқан қазақистанниң бу вәзипини елиши, униң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилиши вә ғәрбкә йеқинлишиши үчүн бир түрткә болиду, дәп қаримақта.
Қазақистан йеқинда 2010 - йиллиқ яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәислик вәзиписини тапшуруп алди. Қазақистанниң бундақ бир вәзипини елишиға қарита һәр хил көз қарашлар мәвҗут болуп, болупму қазақистандәк кишилик һоқуқ вә демократийини орнитиш мәсилисидә изчил һалда тәнқидкә учрап келиватқан бир дөләтниң рәислик болуш салаһийитиниң бар - йоқлуқи талаш - тартиш обйекти бопқалған. Қазақистанниң рәис болушини қоллиғучилар болса яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң демократийини илгири сүрүш вәзиписиниң барлиқини, шуңа буниң қазақистанниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилиши вә ғәрбкә йеқинлишиши үчүн пайдилиқ икәнликини илгири сүрмәктә.
Түркийә истратегийилик чүшәнчә иниститотиниң тәтқиқатчиси өмәр әрсойниң қаришичә, мәйли немила болсун, оттура асиядики бир түркий җумһурийәт болған қазақистанниң бундақ бир вәзипигә тәйинлинишиниң өзи зор бир утуқ. Бу қазақистанниң хәлқарадики образи үчүнму наһайити муһим бир қәдәм.
Өмәр әрсой бу һәқтә елан қилған мақалисидә мундақ дәйду: "инсан һәқлири, демократийә вә ахбарат әркинлики мәсилисидә ғәрб дөләтлири тәрипидин һәтта яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң өзи тәрипидинму тәнқидкә учрап кәлгән қазақистанниң бундақ бир вәзипигә тәйинлиниши мәйли немила болсун, қазақистанниң хәлқарадики образи җәһәттин елип ейтқанда наһайити зор бир утуқ. Бу һәм қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң оттура асиядики әң зор тәсир күчигә игә дөләт болуш сияситигиму маслашқан ...."
Қазақистанда яшайдиған пешқәдәм сиясәтчи, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди болса буни қазақистанниң русийә вә хитайниң тәсиридин қутулуши үчүн иҗабий бир қәдәм дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати соғуқ уруш мәзгилидә шәрқий вә ғәрбий яврупа арисидики хәвпсизлик мәсилилирини йешш үчүн қурулған муһим бир сиясий тәшкилаттур. Бу тәшкилатқа яврупа, оттура асия вә шималий америкидин болуп җәмий 56 дөләт әза. Униң үстигә бу тәшкилат әң әтраплиқ хәвпсизлик низамнамисигә игә болған бирдин - бир тәшкилат болуп, демократийилишиш, маарип, сайлам, кишилик һоқуқ, аз санлиқларниң һоқуқлири, ахбарат әркинлики, қанунниң үстүнлүки, җинсий айримичилиқ вә адәм тиҗаритигә қарши күрәш, террорлуққа қарши күрәш қатарлиқлар мана бу низамнамиларда алдинқи орунда туриду.
Тәтқиқатчи өмәр әрсой әпәндиниң қаришичә, кейинки йилларда яврупа дөләтлириниң мәзкур тәшкилатқа болған қизиқиши ешип бериватқан болуп, бу тәшкилат балқан, шәрқий җәнуби яврупа, кавказийә вә оттура асияда қурулған йеңи дөләтләрниң тәрәққият басқучида ғәрбниң өз тәсирини көрситидиған бирдин - бир вастиси болуп қалған. Бу рамка бойичә, ғәрб дөләтлири мәзкур тәшкилатниң ахбарат әркинлики, демократик қурулушлар вә аз санлиқ милләтләр мәсилилиригә аит органлириға алаһидә ярдәм берип кәлгән.
Қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң сөзлириму юқуриқиларни испатлайдиған болуп, униң ейтишичә, йеқиндин бери қазақистанда юқирида дейилгән аз санлиқ милләтләр вә ахбарат әркинлики қатарлиқ рамкилар бойичә бәзибир йеңилиқлар барлиққа келишкә башлиған.
Яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати райондики дөләтләрниң асасиниң қайтидин шәкиллинип чиқишида зор тәсиргә игә болуп, өмәр әрсой әпәндиниң қаришичә, бу җуғрапийидә кейинки йилларда мәйданға кәлгән бир қатар демократик һәрикәтләрдә йәни украинийидики рәңлик инқилаб, қирғизистанда барлиққа кәлгән әтиргүл инқилаби, грузийидики қизил гүл инқилаблириниң һәммисидә бу тәшкилатниң роли мәвҗут. Һәтта русийә бир мәзгил ғәрбни, бу тәшкилатни русийигә қарши сиясити үчүн қолланди дәп әйиблигән.
Қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди болса, қазақистанниң иқтисадий, сиясий вә иҗтимаий сәвәбләр түпәйли қисқа мәзгил ичидә хитай вә русийиниң тәсиридин асанлиқчә қутулуп кетәлмәйдиғанлиқини, гәрчә қазақистанда өктичи паалийәтләрдә бәзи раваҗлинишлар барлиққа келиватқан болсиму, әмма қисқа мәзгил ичидә уйғурларниң миллий азадлиқ паалийәтлириниң қазақистанда йәнила чәклимигә учраштин халий болалмайдиғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.