Қазақистандики уйғурлар җумһурийәт күнини хатирилиди
Мухбиримиз ойған
2010.11.15
2010.11.15
RFA Photo / Erkin Tarim
Мәзкур мурасимда доклат қилған дуня уйғур қурултийи муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди 1933 - йили қәшқәрдә һәм 1944 - йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити дөләтлириниң мәйданға келиш тарихидин, шундақла һазирқи дуня вәзийити, дуня уйғур қурултийи паалийитидин әтраплиқ даиридә мәлуматлар бәрди.
Паалийәткә қатнашқан пешқәдәм офитсерлардин өмәрҗан ака зияритимизни қобул қилип, кәчүрмишлири тоғрисида тохталди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.