Қазақистандики уйғур йигит башлириниң паалийәтлиригә әһмийәт берилмәктә
Мухбиримиз ойған
2010.08.09
2010.08.09
Алмута шәһириниң уйғурлар зич җайлашқан достлуқ, султанқорған вә башқа мәһәллилириниң баш йигит башлири йеқинда қурулған бәгләр кеңиши билән бирликтә йигит башлириниң хизмәт даирисини кеңәйтиш вә уларниң ролини җари қилдуруш мәзмунидики пикир - тәклипләрни қоллайдиғанлиқини илгири сүргән.
Улар йигит башлириниң паалийәтлирини техиму җанландуруш арқилиқ, миллий маарип, мәдәнийәт, мәтбуатниң тәрәққиятиға һәм шундақла әлниң иқтисадий вә мәдәний гүллинишини тәминләйдиған разимәнлик вә турақлиқни мустәһкәмләшкә, хәлқләр достлуқини күчәйтишкә пүткүл билимини вә күчини сәпәрвәр қилидиғанлиқини билдүргән.
Учурлардин мәлум болушичә, мураҗиәтнамә апторлири йигит башлири күнини тәсис қилиш тәклипини бәргән һәм шу җәрянда уларниң хәлқ алдидики җавабкарлиқиниң техиму өсидиғанлиқини, абройиниң ашидиғанлиқини оттуриға қойған.
Мәтбуат сәһипилиридин игилишимизчә, өткән йили уйғур елидә йүз бәргән қанлиқ вәқәләр мунасивити билән наразилиқ намайишлирини уюштуруш, шеһит болғанлар хатирисигә нәзир паалийәтлирини тәшкилләш, миллий мәктәпләргә бала топлаш вә шуниңға охшаш башқа ишлардиму йигит башлири алаһидә көзгә көрүнәрлик рол ойниған.
Уйғур юртлиридики йигит башлириниң роли һәққидә буниңдин бир нәччә күн илгири "қазақистан - заман" гезити һозурида болуп өткән ақ сақаллар мәсилисигә беғишланған юмилақ үстәл муһакимә йиғинидиму пикирләр ейтилған иди.
Униңға иштирак қилған мәшһур қазақ сиясийонлири, һоқуқшунаслири, мәтбуатчилири җай - җайларда йәрликниң өзини өзи башқуруш уюшмилирини вә ақ сақаллар һалқисини қуруш һәм уларниң ишини җанландуруш, бу паалийәтләрниң җамаәтчилик ичидики әһмийити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойған иди.
Сөһбәт йиғини давамида униңға тәклип қилинған алмата шәһири бостанлиқ наһийиси уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси карлин мәхпиров вә тилшунас алим руслан арзийевлар уйғурлардики йигит беши түзүлмисиниң өтмүш тарихи һәм бүгүнки күндики әһвали һәққидә қисқичә мәлумат бәргән.
Йиғин қатнашқучилири бу мәсилидә уйғурларниң йигит беши, мәшрәп дегәнгә охшаш паалийәтлиридин үлгә алидиған көп нәрсиләрниң барлиқиниму илгири сүргән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, уйғур юртлирида һазир милләтләр ара разимәнлик, болупму қазақ - уйғур достлуқини мустәһкәмләш һәмдә миллий маарип мәсилисигә көпрәк әһмийәт беришниң интайин муһимлиқи қайта - қайта тәкитләнмәктә. Буни, зияритимизни қобул қилған карлин мәхпиров әпәнди йәнә бир қетим әскәртип өтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.