Хотән қәғизи барғанчә етибарға елинмақта


2007.09.25

Мубарәк рамизан ейи кириши билән түркийидә түрлүк чоң фестивал һәм бүйүк йәрмәнкиләр давам қилмақта.

Истанбулда 13 - сентәбирдин 13 - өктәбиргичә бир ай давам қилмақчи болған милләтләр қол һүнәрвәнчилик , мәдәнийәт йәрмәнкисидә уйғур мәдәнийәт мираслири һәм қол һүнәрвәнчилик , гүзәл сәнәт боюмлири вә икки миң йиллиқ тарихқа игә уйғур хотән қәғизигиму орун берилгән.

Истанбулда давам қиливатқан мәзкур хәлқаралиқ йәрмәнкидә уйғур мәдәнийәт боюмлириниң тонулуши үчүн үчүн хизмәт қиливатқан , түркийидики даңлиқ әйнәк сәнәтчиси вә уйғур қәғәзчилик мәдәнийити тәтқиқатчиси оғузхан әпәнди бу йәрмәнкә тоғрисида мухбиримиз гүлчеһрәниң телефон зияритини қобул қилиду.

Оғузхан әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур йәрмәнкидә һәм башқа мәдәнийәт саһәсидә хотән қәғизи барғанчә етибарға еришишкә башлиған

юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң бу йәрмәнкә тоғрисидики толуқ мәлуматини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.