Хитай һөкүмити азсанлиқ милләт қәләмкәшлиридин сиясий мәқсәттә пайдиланмақта
2012.05.03
2001-Йили хитайниң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити вә парткоми “шинҗаң милләт иҗадийити вә миллийчә-хәнзучә тәрҗимә әсәрләр қурулуши” ни йолға қойған иди.
Хитай даирилири бу арқилиқ уйғур елидики “аз санлиқ милләт язғучилирини йөләп, уларни һәр милләт аммисиниң мәниви мәдәнийәт еһтияҗиға асасән милләтләр иттипақлиқини әкс әттүридиған, гүзәл юрт макан қуруп чиқишни мәқсәт қилған әдәбий әсәрләрни иҗад қилишқа илһамландуруш” вә әсәрләрниң тәрҗимә һәм алмаштурушини күчәйтишни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүргән.
Бу нөвәт тунҗи түркүмдә мушу хилдики әдәбий әсәрләрдин нәшрдин чиққан 28 йүрүш әсәр тарқитилған. Буниңға даир хәвәрләрдә қайси уйғур язғучилириниң қандақ әсәрлири киргүзүлгәнлики һәққидә мәлумат берилмигән.
Биз хитай даирилириниң “шинҗаң милләтләр иҗадийити вә миллийчә-хәнзучә тәрҗимә әсәрләр қурулуши” ға уйғур язғучилиридин кимләрниң қайси әсәрлири киргүзүлгәнлики, язғучилар вә уларниң әсәрлирини қандақ шәртләр асасида талланғанлиқи һәққидә мәлумат елиш үчүн уйғур аптоном райони язғучилар җәмийитиниң әзаси, уйғурлардин көзгә көрүнгән әдәбий обзорчи мәмәт полат әпәндини зиярәт қилдуқ, әмма у киши уйғур елиниң әдәбият сәнәт саһәсидә йүз бәргән бу ишлардин хәвири йоқлуқини билдүрди.
Буниң алдида уйғур аптоном районлуқ парткомниң орунлаштуруши билән уйғур аптоном районлуқ язғучилар бирләшмиси бу йил ичидә язғучи сәнәтчиләрдин 1000 кишини тәрбийиләш пиланини елан қилған иди.
Тунҗи қарар тәрбийиләш курси7-апрелдин 9-апрелғичә ечилған. Курста үрүмчи, шихәнзә, савән, қарамай қатарлиқ җайлардин кәлгән нәсир язғучилири тәрбийиләнгән. Мәзкур курста уларға асасән хитай коммунистик партийә-һөкүмитиниң уйғур ели вә аз санлиқ милләтләргә қаратқан сиясити, нөвәттики сиясий-иҗтимаий вәзийәт, милләтләр мунасивити вә шинҗаң тарихи дегән темиларда сиясий тәрбийиләш елип берилған.
Даириләр йәнә һәр қайси милләт язғучилириниң “инақ өтүп бир яқидин баш чиқирип мас тәрәққий қилип бирликтә гүзәл макан қуруп чиқишни мәқсәт қилған әсәрләрни көпләп иҗад қилиши керәк” лики буниңға хитай партийә-һөкүмитиниң мәбләғ вә шараит җәһәттин ярдәм һәм илһам беридиғанлиқини тәкитлигән.
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати уйғур қәләм мәркизиниң рәиси қәйсәр өзһон әпәнди, хитай һөкүмитиниң һәқиқий реаллиқни, хәлқниң арзусини әкс әттүргән әдәбий әсәр вә язғучиларни қамал қилип, уларниң әркинликини түрлүк бесим билән дәхлигә учритиватқан бир пәйттә, уйғур елидә сүний һалда “инақ җәмийәт бәрпа қилиш” тәк сиясий тәшвиқат муддиасини тәнқид қилип: хитай һөкүмити һәқиқий қәләмкәшләрни түрмигә елип йоқитип, өзиниң орда язарлирини базарға селишқа тәйярлимақта, деди.