Голландийә қәләмкәшләр җәмийити “бейҗиң хәлқаралиқ китаб йәрмәнкиси” гә бериш-бармаслиқ мәсилисини музакирә қилди
2011.06.30

Мәлум болушичә, 2011-йили 9-айниң 1-күнидин 3-күнгичә хитайниң бейҗиң шәһиридә 4 күнлүк, “бейҗиң хәлқаралиқ китаб йәрмәнкиси” өткүзүлидиған болуп, бу йәрмәнкигә дуняниң һәрқайси җайлирида нәшр қилинған китаблар қоюлидикән. Һәм мәшһур китаб содигәрлири вә нәшриятчилар қатнишидикән. Бу йил келидиған меһманлар қатарида голландийидин бир гуруппа вәкилләрму тәклип қилинған. Бу вәкилләр голландийидики даңлиқ журналист, язғучи вә нәшриятлардин тәркиб тапқан болуп, хитай тәрәп голландийә вәкиллиригә пәхри меһманлиқ шәрипини бәргән. Бу һал бу йәрдики һәрсаһә әһлиниң диққитини тартқан вә бу мунасивәт билән 2011-йили 28-июн голландийиниң дәнһах шәһиридики бир залда голландийә қәләмкәшләр җәмийити пән нәдәрланд билән хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң орунлаштурушида, һәрсаһәдики қизиққучилардин тәшкил тапқан 100 дин артуқ адәм “пулчри” студийиси пулчри студио залиға җәм болуп, “хитай бүгүн голландийигә әркинлик һәққидә дәрс бериватамду?” дегән темида муназирә уюштурди.
Муназирә алди билән җуңгоға бериш-бармаслиқ һәққидә, андин баридиған вәкилләр дуч келидиған мәсилиләр һәққидә илип берилди. Баштин ахири қизғин кәйпиятта илмий вә дәлиллик талаш-тартишлар билән елип берилған муназирә, шу йәр вақти кәч саәт 7дин 9 ғичә икки саәт давам қилди.
Муназиригә алаһидә тәклип билән қатнашқан германийидики хитай қәләмкәшләр җәмийитиниң мәсули йүҗаң мәхсус тәйярлап кәлгән һөҗҗәтлик филим вә санлиқ доклатлар билән хитайниң һазирқи заман әдәбият саһәсидики муһим шәхслиридин нобел тинчлиқ мукапат саһиби лю шавбу, сәнәткар әй вейвей қатарлиқлардин башқа уйғур, тибәт вә моңғулларниң язғучи, әдиблиридинму өрнәкләр берип, уларниң хитайлар тәрипидин қандақ бесим вә тәһдитләргә дуч кәлгәнликини, қайсисиниң немә сәвәбтин, нәдә вә қанчилик кесимгә һөкүм қилинғанлиқи қатарлиқларни аңлатти вә бу арқилиқ хитайларниң китаб йәрмәнкисидики көз боямчилиқлирини паш қилди. Тонуштурулған әдибләр қатарида бу қатарда уйғурлар ичидин чиққан журналист ғәйрәт нияз вә язғучи нурмуһәммәт ясин қатарлиқларғиму йәр берилди.
Хитайға баридиған вәкилләрдин язғучи һәм шаир рам сей насир, голландийидики даңлиқ гүзәл сәнәт мозийи вн гоғ вә мүзә масдаг музейиниң мудири рик фан кутсифәлд, манон упһоф манон упһофф, язғучи вә голландийә қәләмкәшлири җәмийитиниң йетәкчиси манон опһоф ханим вә “пулчири” студийисиниң директори дик броңерс қатарлиқ ханим-әпәндиләр сөзгә тәклип қилинип, уларниң бу қетимқи сәпиридин көзлигән мәқсәтлири һәққидә бәс-муназирә қилинди.
Муназирә иштиракчилиридин көплигән кишиләр өзлири аңлиған вә көргәнлиригә асасән уларниң хитай өлкилиридә дуч келиши мумкин болған түрлүк саһәләрдә диққәт қилишқа тегишлик ишлар һәққидә тәклип-пикир вә учурларни бәрди.
Бу қетимқи көп тәрәплимә әркин муназиридә асасән гәвдиләнгини хитай һөкүмитиниң һийлигәрлики, сөзи билән әмәлийитиниң бирдәк болмаслиқи, йошурун ғәрәзлири үчүн васитә таллимайдиғанлиқидәк рәзилликлирини ипадиләйдиған мәзмунлар бир қәдәр еғир салмақни игилиди вә хитай һакимийитиниң иқтисади йүксәклики билән инсаний һәқ-һоқуқни дәпсәндә қилишидики йолсизлиқлириму нәзәрдин сақит қилинмиди. Болупму хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин берилгән һәҗви совға-“хитай паспорти” намлиқ китаб алаһидә тәсир қиларлиқ болуп, униң биринчи бетигә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң визиси бесилған. Униң ичидә хитайниң язғучи, әдиб, сәнәткар, җамаәт әрбаби қатарлиқ пикир игилириниң дәпсәндә қилиниши җанлиқ вә дәлил-испатлиқ баян қилинған болуп, уйғур язғучиси нурмуһәммәт ясин вә униң ява кәптәр намлиқ әсири һәққидә учурларму берилгән һәм хитай һөкүмити даирисидики чәкләнгән вә қәстләнгән мәзмунлар һәққидә әскәртишләр берилгән болуп, “шу ишларни қобул қилсаң хитайға берип кәлсәң болиду” дегән мәниләрни ипадилигән.
Биз муназирә ахирлашқандин кейин, йеғин риясәтчиси френк фн дер линден әпәндини зиярәт қилған идуқ. У бу қетимлиқ муназиридин алған тәсиратини баян қилип: мән хитай рәиси әмәс, бәлки, бу йиғинниң риясәтчиси. Мән бу бейҗиң китаб йәрмәнкисигә беришниң тоғра хаталиқ үстидә шунчә очуқ-йоруқ муназирә елип берилғинидин бәкму хурсән болдум. Һәммәйлән бу йәрмәнкигә беришниң тоғрилиқини мақуллиди. Һалбуки бу йәрдики тоғрулуқ; у йәргә барғандин кейин немә қилишимиз керәк? китаблиримизни көргәзмә қилипла қайтамдуқ яки башқа ишларниму қиламдуқ? йәни хитай хәлқи вә хитайдики язғучилар билән алақә орнитишқа тиришамдуқ? мәсилән: өз өйидә нәзәр бәнд қилинған лю шавбониң аяли билән көрүшүшкә теришчанлиқ көрситәмдуқ? дегәндәк мәсилиләргә бағлиқ. Бәзи язғучилиримизда шундақ җүрәт бар. Лекин бизниң бәзи язғучи-мухбирлиримизда саддилиқму бар. Әмма, хитай һөкүмити бизниң язғучи-мухбирлириниң у йәрдикиләр билән алақә орнитишиға чәк қоюши мумкин. Хитайниң тәшвиқат машиниси буни сәзгүрлүк билән контрол қилиду. Шуңа голландийә язғучилар өмики өзлири билән хитайдики бу хил ишларни билидиған адәмләрни йәни хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң әзалирини биргә елип бериши керәк. Әгәр бу һәқтә һечқандақ тәйярлиқ көрмәй бизгә охшаш тунҗи қетим барсиңиз хитайниң тәшвиқат машинилириға йәм болуп кетишиңиз мумкин, деди.
Биз йәнә, бу муназириниң тәклиплик меһманлиридин бәхтияр насир вә ғәйрәтҗан рози әпәндиләрни зиярәт қилдуқ.