Қәйсәр өзһун уйғур қәләмкәшләр мәркизиниң рәисликигә сайланди

Түркийиниң истанбул шәһиридә чақирилған "орал ‏- алтай тиллири қәләмкәшләр бирлики" намлиқ йиғин давам қилмақта. 27 ‏- Авғуст күни бу йиғин 3 ‏- күнигә қәдәм қойди.
Мухбиримиз арислан
2009.08.27
Qelemkeshler-jemiyiti-Yighin-zali-305.jpg Түркийиниң истанбул шәһиридә чақирилған "орал ‏- алтай тиллири қәләмкәшләр бирлики" намлиқ йиғин 3 ‏- күнигә қәдәм қойған болуп, сүрәт, йиғин залидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Бу күндә йиғинға қатнашқан қәләмкәшләрдин уйғур қәләмкәшләр истанбулдики осман абидиси меһманханисиниң йиғин залида уйғур қәләмкәшләр мәркизиниң йеңи идарә һәйәт рәһбәрликини бәлгиләш үчүн демократик усулда сайлам елип барди.

Уйғур қәләмкәшләр мәркизиниң түнҗи нөвәтлик бу қурултийиға дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 22 дин артуқ уйғур қәләмкәш вәкилләр қатнишип аваз бәрди.

Сайламға қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, уйғур язғучи рабик исмаилуф риясәтчилик қилип сайлам паалийитини тәртипкә салди. Сайлам нәтиҗисидә уйғур қәләмкәшләр мәркизиниң барлиқ рәһбәрлик қатлими қизғин кәйпият вә талаш ‏- тартиш ичидә демократик усулда мувәппәқийәтлик бәлгиләнди.

Сайлам нәтиҗисидә көп аваз билән қәләмкәшләр мәркизиниң сабиқ баш катипи қәйсәр өзһун әпәнди рәисликкә, қазақистанда яшаватқан уйғур әдәбиятчи доктур хәмит һәмраюва баш катиплиққа сайланди. Қәйсәр өзһун әпәнди өзиниң вәзипә тапшурулиғандин кейинки елип бармақчи болған пиланлири һәққидә сөз қилди.

Сайлам иштиракчилири рәисликкә сайланған қәйсәр өзһун вә баш катиплиққа сайланған доктор хәмит һәмрайев қизғин тәбриклиди.

Биз сайлам ахирлашқандин кейин бу сайлам һәққидә техиму көп мәлумат елиш үчүн йеңидин рәисликкә сайланған қәйсәр өзһун әпәнди вә японийә кагошима университетниң мутәхәссиси шундақла дуня уйғур қурултийиниң японийидики вәкили доктор һаҗи қутлуқ қадири әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.